Тайландниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси тайландниң 48 уйғурни хитайға қайтурмайдиғанлиқини билдүргән

Әнқәрәдин ихтиярий мухбиримиз әркин тарим тәйярлиди
2025.01.17
Tayland-Enqere-elchi Тайландниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси апират сугондхабхиром (Apirat Sugondhabhirom) әпәнди. 2025-Йили январ, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Тайландта тутуп турулуватқан уйғурлар өзлириниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпниң бәк юқирилиқини илгири сүрүп хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири, уйғур аммиви тәшкилатлири вә демократик дөләтләрдин өзлирини бу паҗиәдин қутулдуруп қелиши һәққидә ашкара мураҗиәт елан қилғаниди. Шуниң билән дуня уйғур қурултийи дәрһал баянат елан қилип, пүтүн дунядики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлирини тайландниң һәр қайси дөләтләрдә турушлуқ әлчиханисиниң алдида мәтбуат баянатлири елан қилишни тәләп қилған. Истанбулда паалийәт елип бериватқан хәлқара шәрқий түркистан тәшкилатлар бирлики рәиси һидайәтулла оғузхан, баш катип абдурешит әминһаҗи вә муавин баш катип ибраһим сидиқтин тәркиб тапқан бир һәйәт 1-айниң 15-күни тайландниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси апират сугондхабхиром (Apirat Sugondhabhirom) әпәнди билән көрүшти.

Һидайәтулла оғузхан башчилиқидики уйғур һәйәт тайландниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси алдида. 2025-Йили 15-январ, әнқәрә.
Һидайәтулла оғузхан башчилиқидики уйғур һәйәт тайландниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси алдида. 2025-Йили 15-январ, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Һидайәтулла оғузхан әпәнди учришиштин кейинла зияритимизни қобул қилип мундақ деди: “бу уйғурлар тоғрисидики тәләплиримизгә баш әлчидин яхши җаваб алдуқ. Тайланд ташқи ишлар министирлиқидин бу уйғурлар тоғрисида кәлгән қарарини бизгә оқуп бәрди. У, бу уйғурларни хитайға қайтуруш тоғрисида һечқандақ қарарниң йоқлуқини, тайландниң кишилик һоқуққа һөрмәт қилидиған дөләт икәнликини, хитайға охшаш адәмләргә өлүм җазаси беридиған, тән җазаси бар дөләткә қайтуруп берилмәйдиғанлиқини ейтти.”

Арқидин зияритимизни қобул қилған абдурешит әминһаҗи әпәнди тайландниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчисигә, дуняниң һәрқайси җайлиридики шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлириниң вә чәт әлдики уйғурларниң тәләплирини йәткүзгәнликини баян қилип мундақ деди: “тайландта туруватқан уйғурларниң хитайға мәҗбурий қайтурулуш хәвпниң давамлишиватқанлиқини, буниң шәрқий түркистанлиқларни әнсирәшкә селиватқанлиқини, хитай һөкүмитиниң шәрқий түркистан аммиви тәшкилатлири билән тайланд даирилири оттурисидики диялогни бузушқа тиришиватқанлиқини билдүрдуқ. Биз, бу 48 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәрмәслики керәкликини, тайланд һөкүмитиниң хәлқара қанунға риайә қилиши керәклики, бурун хитайға қайтурулған 109 уйғурниң ақивитиниң немә болғанлиқидин бихәвәр икәнликимизни ейттуқ.”

Һидайәтулла оғузхан башчилиқидики уйғур һәйәт  түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң ташқи сиясәткә мәсул муавин рәиси зафәр сариқая әпәнди билән көрүшти. 2025-Йили 15-январ, әнқәрә.
Һидайәтулла оғузхан башчилиқидики уйғур һәйәт түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң ташқи сиясәткә мәсул муавин рәиси зафәр сариқая әпәнди билән көрүшти. 2025-Йили 15-январ, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

У, йәнә мундақ деди: “баш әлчи бу тәләплиримизни аңлиғандин кейин тәләплиримизниң мувапиқ тәләпләр икәнликини, тайланд асасий қануниға асасән бу уйғурларни хитайға қайтуруп беришниң мумкин әмәсликини ейтти. Биз учришишни тәләп қилғандин кейин тайланд ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин өзигә әвәтилгән хәтни бизгә оқуп бәргән болди. Бу хәттә тайландта тутуп турулуватқан уйғурларниң хитайға қайтурулуп берилиши тоғрисида һечқандақ бир қарарниң елинмиғанлиқи, тайланд һөкүмитиниң бу уйғурлар һәққидә өзлириниң мустәқил ирадиси, хәлқара қанун вә кишилик һоқуқ хитабнамисигә асасән қарар чиқиридиғанлиқи, бу уйғурлар тайландта туруватқан муддәт ичидә сағламлиқ, роһий сағламлиқ вә бихәтәрликигә капаләтлик қилидиғанлиқини, буни дуняниң һәрқайси җайлиридики уйғурларға йәткүзүп қоюшимизни ейтти.”

Һидайәтулла оғузхан башчилиқидики уйғур һәйәт түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети мудири дәря яниқ ханим билән көрүшти. 2025-Йили 15-январ, әнқәрә.
Һидайәтулла оғузхан башчилиқидики уйғур һәйәт түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети мудири дәря яниқ ханим билән көрүшти. 2025-Йили 15-январ, әнқәрә.
RFA/Erkin Tarim

Һидайәтулла оғузхан әпәнди башчилиқидики һәйәт 1-айниң 14-күни түркийә парламенти кишилик һоқуқ комитети мудири дәря яниқ ханим, түркийәни идарә қиливатқан адаләт вә тәрәққият партийәсиниң ташқи сиясәткә мәсул муавин рәиси зафәр сариқая әпәнди билән көрүшүп тайландта тутуп турулуватқан уйғурларни түркийәниң қобул қилишини тәләп қилған. Улар уйғурларниң бу тәлипини дәрһал түркийә ташқи ишлар министири хақан фидан билән ички ишлар министири ели йәрлиқая әпәндигә йәткүзидиғанлиқини ейтқан. Һидайәтулла оғузхан әпәнди бу тоғрилиқ бизгә мәлумат бәрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.