Қирғизистанлиқ рәссам тәләт миррәһимоф: “50 йиллиқ рәссамлиқимни уйғурлар һаятини әкс әттүрүшкә беғишлидим!”
2024.07.26
Оттура асия уйғур рәссамлири миллий тәсвир сәнитидә өзигә хас услублирини намаян қилип кәлмәктә. Уларниң бири, қирғизистанниң бишкәк шәһиридә яшаватқан пешқәдәм рәссам тәләт миррәһимофтур.
Бу йил 80 яшқа киргән тәләт миррәһимоф оттура асия уйғур рәссамлиқи тәрәққиятиға төһпә қошқан рәссам дәп тәриплиниду. Униң рәсимлиридә уйғур миллий кимлики, уйғурларниң бурунқи вә бүгүнки һаяти, миллий өрп-адәтлири өзгичә сәнәт услубида намаян қилинған. Игилишимизчә, униң миллий роһ ипадиләнгән май бояқ рәсимлири сабиқ совет иттипақи дәвридин башлап, көп қетим мукапатланған болуп, оттура асия җумһурийәтлири вә явропа әллиридә көргәзмиләргә қоюлған; бир қисим рәсимлири юқири баһада сетивелинған вә рәсим топлими қилип нәшр қилинған.
23-Июл күни пешқәдәм рәссам тәләт миррәһимофни телефонда зиярәт қилдуқ. Униң билдүрүшичә, у 1944-йили ғулҗида туғулған болсиму, әмма 1955-йили аилиси билән ғулҗа шәһиридин қирғизистанға көчүп кәлгән. Қирғизистанда рәсим кәспини тамамлиғандин кейин, 1968-йили қирғизистан рәссамлар иттипақи тәркибидики сәнәт фондиға ишқа орунлашқан. Униң май бояқ рәсимлири өткән әсирниң 70-йиллирида елан қилинишқа башлиған болуп, 1971-йили тунҗи қетим җумһурийәтлик көргәзмигә қоюлған икән.
Пешқәдәм рәссам тәләт миррәһимоф өзиниң 50 нәччә йиллиқ май бояқ рәсим иҗадийитидә, вангок қатарлиқ явропа килассик рәссамлириниң риялизим иҗадийәт услубини өрнәк қилған, тема җәһәттә болса уйғур кимлики вә уйғур һаятини әкс әттүрүшни асас қилған.
У бу һәқтә тохтилип: “мән май бояқ билән реализмға йеқин ишларни елип кетиватимән. 50 Йил ичидә көп әсәрләрни яраттим. Әмгикимниң асасий темиси уйғур темиси. Мән балилиқ вақтимдин тартип вәтәндә көргән мәнзириләрни, дадамниң һекайилирини үлгә қилип, уйғурға мас келидиған темиларда ишләп келиватимән. Мән үрүмчи, ғулҗа, қәшқәр, хотәнләргә берип кәлдим. Һәр бир барғинимда материялларни йиғип кәлдим” деди.
Тәләт миррәһимофниң ейтишичә, уйғур рәссамлиқи оттура асия җумһурийәтлиридики уйғур рәссамлириниң өзигә хас иҗадийәт услублири арқилиқ яхши тәрәққиятқа еришип кәлмәктә икән. Униң рәсим иҗадийитидә уйғур турмушиниң асасий тема қилиниши униң балилиқ кәчмишлири билән мунасивәтлик икән; балилиқ дәвридә у хитай компартийә һөкүмитиниң сиясий тәқиблири сәвәбидин, ата-аниси билән бирликтә киндик қени төкүлгән ғулҗа шәһирини ташлап, совет қирғизистан җумһурийитигә көчмән болушқа мәҗбур болғаникән.
Униң баян қилишичә, у 1944-йили ғулҗа шәһридә бир зәргәр аилисидә туғулған; униң дадиси әғзәм миррәһимоф һазирқи қазақистанниң яркәнт шәһиридә туғулған болуп, сабиқ совет һакимийити қурулған дәсләпки йилларда йүргүзүлгән тәқибләш сиясити сәвәбидин, ғулҗа шәһиригә көчүп кетишкә мәҗбур болған. 1944-Йили ғулҗида хитай гоминдаң һөкүмитигә қарши азадлиқ қозғилиңи партлиғанда, дадиси әғзәм униңға пидаий болуп қатнишип, миллий армийәдә баталийон командириниң муавин сиясий комиссари болған. Дадиси әғзәм миррәһимофниң зәргәрлик талантини байқиған шәрқий түркистан җумһурийити рәһбәрлики униңға дөләт орден-медаллирини ясашни тапшурған.
1955-Йили тәләт миррәһимоф 11 яшқа киргән йили, дадиси хитай коммунист һөкүмитиниң сиясий зиянкәшликидин сақлиниш үчүн ғулҗа шәһиридин сабиқ совет иттипақиниң қирғизистан җумһурийитигә көчүп кетишкә мәҗбур болған.
1971-Йили у тунҗи қетим җумһурийәтлик көргәзмигә қатнашқан. Униңдин кейинки йилларда русийә, өзбекистан, қазақистан, иран, белгийә қатарлиқ мәмликәтләрдә уюштурулған хәлқара вә йәккә көргәзмиләргә көп қатнашқан. Униң әсәрлири көплигән әлләрниң әлчиханилири, музейлири, сәнәт фондлири вә шәхсийләр тәрипидин сетивелинған; көплигән хәлқаралиқ мукапатларға еришкән вә таратқуларда униң рәсимлири һәққидә хәвәрләр берилгән.
Тәләт миррәһимофниң билдүрүшичә, у гәрчә балилиқ дәвридила ана юрти болған ғулҗа шәһиридин айрилған болсиму, кейинки йилларда хитай һөкүмранлиқи астидики уйғур елидики сиясий вәзийәткә йеқиндин диққәт қилған. У өткән әсирниң 90-йиллиридин башлап уйғур елидә көп қетим зиярәттә болған. Бу мәзгилләрдики әсәрлириниң асаслиқ темиси уйғур елидә зиярәттә болған шәһәрләрдики уйғурлар вә уйғурларниң реал һаятиға беғишланған.
1989-Йили сабиқ совет иттипақи билән хитайниң мунасивити яхшилинип, икки дөләттики уйғурлар бир-бирини йоқлашқа башлиған йилларда, у уйғур елигә зиярәткә келип, ана юртидики уйғурлар вә уйғурлар һаятидики өзгиришләрни өз көзи билән көргән. Униң 90-йиллардин кейинки бир түркүм май бояқ рәсимлиридә дәл уйғур диярида көргән һаят әкс әттүрүлгән.
Униң билдүрүшичә, бу мәзгилдә у йәнә ғази әмәт, абдукерим нәсирдингә охшаш тонулған уйғур рәссамлири билән кәспий җәһәттә тәҗрибә алмаштуруш вә сәнәт институтида яш уйғур рәссамлириға лексийә бериш паалийәтлиридә болған. Бу җәрянда у уйғур дияридики рәссамларниң хитай һөкүмитиниң сиясий бесими сәвәблик өз қәлбидики уйғурлуқ роһини ипадиләштә учриған чәклимиләрни ениқ һес қилип йәткән болғачқа, кейинки мәзгилләрдики май бояқ рәсимлиридә ғулҗа, қәшқәр, турпан қатарлиқ җайларда көргән уйғурларниң һәқиқий һаятини әкс әттүрүшкә әһмийәт бәргән.
Рәссам тәләт миррәһимоф 90-йилларда уйғур елидә бирқанчә қетим зиярәтләрдә болуп, уйғурлар һаяти һәққидә көплигән рәсимләрни сизған. Бу рәсимләр, 2000-йиллардин кейин германийә фирансийә қатарлиқ явропа дөләтлиридики рәсим көргәзмилиригә қатнаштурулған. Болупму униң 2006-йилларда чеқилишқа башлиған қәшқәр шәһири һәққидики рәсимлири явропа дөләтлиридә көргәзмә қилинған. Шуниңдин кейин, ғази әмәт, абдукерим нәсирдингә охшаш даңлиқ уйғур рәссамлири униң билән давамлиқ алақә қилиштин өзини тартқан. 2012-Йили хитай һөкүмити униңға виза беришни рәт қилған. Шуниңдин буян у ана вәтини уйғур елигә баралмиған. Шундақтиму у уйғурлар һаятини әкс әттүридиған рәсимләрни сизишни давам қилған.
80 яшқа кирип қалған тәләт миррәһимоф йеқинқи йилларда уйғурларниң бешиға кәлгән қисмәтләрни әкс әттүрүшни асаслиқ тема қилған болуп, қирғизистанниң бишкәк шәһридә вә башқа оттура асия җумһурийәтлиридә өз әсәрлирини көргәзмә қилишни давам қилип кәлмәктә икән.