Қирғизистанлиқ рәссам тәләт миррәһимоф: “чеқиливатқан қәшқәр темисидики рәсимлирим көргәзмә қилинғандин кейин хитай маңа виза бәрмиди”

Вашингтондин мухбиримиз меһрибан тәйярлиди
2024.07.31
Telet-Mirreximov Қирғизистанниң бишкәк шәһиридә яшаватқан пешқәдәм рәссам тәләт миррәһимоф әпәнди.
Photo: RFA

Бу йил 80 яшқа киргән пешқәдәм рәссам тәләт миррәһимоф оттура асиядики қирғизистан җумһурийитидә яшаватқан уйғур рәссамлириниң бири. У сабиқ совет иттипақи дәври, йәни өткән әсирниң 70-йиллиридин башланған 50 нәччә йиллиқ рәсим иҗадийитини уйғурлар темисиға беғишлиған вә бу саһәдә тонулған уйғур рәссамлиридин һесаблиниду.

Алдинқи қетимлиқ сөһбитимиздә, у өзиниң кәчмишлирини баян қилип, балилиқ мәзгилидә ата-аниси билән бирликтә оттура асия җумһурийәтлиригә көчүшкә мәҗбур болғанлиқини, ана юртиға болған сеғинишини уйғурлар темисидики әсәрлиригә сиңдүргәнликини билдүргәниди. У йәнә 1989-йили башланған бирқанчә қетимлиқ уйғур ели зиярити һәққидә тохтилип, бу мәзгилидә даңлиқ рәссамлардин ғази әмәт, абдукерим нәсирдин вә башқа уйғур рәссамлири билән тонушуш, тәҗрибә алмаштуруш пурсәтлиригә еришкәнликини, ғулҗа, қәшқәр, хотән, турпан қатарлиқ шәһәрләрдики уйғур өй-имарәтлири вә уйғурларниң турмушиға даир көплигән қиммәтлик материялларни топлап, өзиниң май бояқ рәсимлиридә уйғурлуқ роһини йорутушқа техиму әһмийәт бәргәнликини билдүргәниди.

Сөһбитимизниң бүгүнки қисмида, рәссам тәләт миррәһимоф әпәнди өзиниң 1989-йили тунҗи қетим хитай һөкүмитидин виза елип, ана вәтини уйғур елигә қилған зияритиниң униң уйғур темисидики май бояқ рәсим иҗадийитиниң зор бурулуш нуқтиси болғанлиқини билдүрди. Шу қетимлиқ зияритидә у, қәшқәр шәһиридә өйлири чеқилип, көчүшкә мәҗбур болған уйғурлар билән сөһбәтләшкән болуп, шуниңдин кейинки рәсим иҗадийитидә бу әһвалларни тема қилип көплигән рәсимләрни сизғаникән.

Униң ейтишичә, у 2000-йиллардин 2015-йилғичә уйғурлар һаяти тема қилинған рәсимлирини фирансийә, германийә, лиюксембург қатарлиқ дөләтләрдә көп қетим көргәзмә қилған. Нәтиҗидә, явропа дөләтлиридики таратқуларда уйғурларниң әһвалиға болған қизиқиш техиму күчәйгән. Болупму униң қәшқәр имарәтлириниң чеқилиши вә уйғурларниң ечинишлиқ әһвали тәсвирләнгән рәсимлири диққәт қозғиған. Униң уйғурлар темисидики май бояқ әсәрлирини тонуштурған мухбирлар, уйғурларни “хитай һөкүмити тәрипидин земини бесивелинған милләт” дәп тәриплисә, уни “вәтәнсиз сәргәрдан уйғур рәссам” дәп тонуштурған.

Униң чеқиливатқан қәшқәр кочилири, йоқитиливатқан уйғур мәдәнийити һәққидә сизған рәсимлириниң явропада көргәзмә қилиниши вә бу һәқтә ишләнгән хәвәрләр хитай һөкүмитиниң чәтәлләрдики консуллириниң униңға гуманлиқ көздә қаришиға сәвәб болған. Илгири у башқа сәнәткарлар билән бирликтә, чәтәлләрдики хитай консулханилири уюштурған мәдәнийәт-сәнәт паалийәтлиригә тәклип қилинип турған болса, 2000-йиллардин кейин тәклип қилинмайдиған болған. Униң билән кәсип җәһәттә пикир алмаштуруп келиватқан ғази әмәт, абдукерим нәсирдин қатарлиқ рәссамларму униң билән болған алақисини үзгән. 2012-Йилиға кәлгәндә болса, хитай һөкүмити униңға виза беришни тохтатқан.

 Хитай һөкүмити гәрчә униң ана юрт зияритини тосқан болсиму, у уйғурлар вәзийитини давамлиқ көзитип келиватқан болуп, 2016-йилдин кейин уйғур диярида әвҗигә чиққан кәң-көләмлик лагерларға қамаш вә тутқун қилиш вәзийити униң йеқинқи йилларда уйғурлар һәққидә сизилған май бояқ рәсимлириниң асасий темиси болған.

Юқириқи аваз улинишидин тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.