5-Нөвәтлик әнәниви тәнһәрикәт вә мәдәнийәт фестивалида уйғур мәдәнийити көргәзмиси ечилди

Ихтиярий мухбиримиз арслан
2022.06.10
5-Нөвәтлик әнәниви тәнһәрикәт вә мәдәнийәт фестивалида уйғур мәдәнийити көргәзмиси ечилди 5-Нөвәтлик әнәниви тәнтәрбийә вә мәдәнийәт фестивалида уйғур өсмүрләр. 2022-Йили 9-июн, истанбул, түркийә.
RFA/Arslan

Дуня әнәниви тәнһәрикәт федератсийәси тәрипидин уюштурулған әнәниви тәнтәрбийә вә мәдәнийәт фестивалиниң 5-нөвәтлики 9-июн пәйшәнбә күни истанбулда рәсмий башланди.

Истанбулдики ататүрк айродроми мәйданида бу йил 5-нөвәтлики өткүзүлүватқан әнәниви тәнһәрикәт вә мәдәнийәт фестивалида уйғурларға мәхсус бир чедир тәйярланған болуп, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити билән шәрқий түркистан нузугум һәмкарлиқ җәмийитиниң бирликтә тәшкиллиши билән шәрқий түркистан мәдәнийәт көргәзмиси ечилди.

6-Айниң 9-күнидин 12-күнигичә 4 күн давамлишидиған бу фестивалниң ечилиш мурасимида, түркийә яшлар вә тәнтәрбийә министири мәһмәт муһәррәм, дуня әнәниви тәнһәрикәт федератсийәси рәиси билал әрдуған, истанбул валийиси алий йәрликая әпәндиләр сөз қилип, түрк дунясиниң әнәниви тәнтәрбийәси вә мәдәнийитини җанландурушниң әһмийити тоғрисида тохталди.

5-Нөвәтлик әнәниви тәнтәрбийә вә мәдәнийәт фестивалида уйғуләр. 2022-Йили 9-июн, истанбул, түркийә.
5-Нөвәтлик әнәниви тәнтәрбийә вә мәдәнийәт фестивалида уйғуләр. 2022-Йили 9-июн, истанбул, түркийә.
RFA/Arslan

Түркийә яшлар вә тәнтәрбийә министири мәһмәт муһәррәм мундақ деди: “2016-йилидин башлап он нәччә дөләттин кәлгән йүз миңлиған зиярәтчиләрниң қатнишишидики билән дуня әнәниви тәнһәрикәт федератсийәси тәрипидин саһибханилиқ қилип келиватқан бу фестивалда әнәниви тәнтәрбийә, мәдәнийәт вә сәнәт саһәлиридә нурғунлиған паалийәтләр елип берилди. Бу фестивал мәдәнийәт вә тәнтәрбийә байримиға айланди. Әнәниви тәнһәрикәтниң бирләштүрүш күчи бизниң иттипақлиқ вә қериндашлиқ мунасивитимизни мустәһкәмләш, җәмийәтләрниң өз-ара йеқинлишиши үчүн интайин әһмийәтлик бир пурсәт”.

Ечилиш мурасимида сөз қилған дуня әнәниви тәнһәрикәт федератсийәсиниң рәиси билал әрдуғанниң билдүрүшичә, бу фестивалға 26 дөләт вә райондин 1000 дин артуқ киши 20 дөләт вә районниң һәр хил тәнтәрбийә, мәдәнийәт вә тамақ тәмлирини тонуштуруш паалийити елип бамақтикән.

Билал әрдуғанниң билдүрүшичә, бу фестивалға төт күн бойичә бир милйондин артуқ кишиниң қатнишидиғанлиқи тәхмин қилинмақтикән.

5-Нөвәтлик әнәниви тәнтәрбийә вә мәдәнийәт фестивалида уйғур өсмүрләр. 2022-Йили 9-июн, истанбул, түркийә.

Уйғур ашпәз илһамҗан устамниң билдүрүшичә бу паалийәттә уйғур тамақлирини тонуштуруш үчүн истанбулдики “меһман ресторани” һәр күни 1000 кишилик полу етип һәқсиз тарқатмақтикән.

Игилинишичә, фестивалда 60 хилдин артуқ оюн, ат бәйгиси, оғлақ тартиш, оқ етиш, түрк дуняси хәлқлириниң мәдәнийәтлирини тонуштуруш, тамақ тәмлирини тетиш, қол-һүнәр сәнәтлирими көрситиш, нахша-музика орундаш қатарлиқ көп хил паалийәтләт елип берилмақтикән.

Биз уйғур мәдәнийәт көргәзмисини зиярәт қилған мәһмәт демир исимлик бир киши билән уйғурлар тоғрисида сөһбәт елип бардуқ. Мәһмәт демир әпәнди уйғурлар тоғрисида тохтилип мундақ деди: “мәйли шәрқий түркистанда болсун мәйли дуняниң башқа җайлирида болсун һәр қандақ бир түрк зиянкәшликкә учриса худди мениң йүрикимгә хәнҗәр санҗилғандәк һес қилимән, охшаш азаб тартимән, әлвәттә бизниң динимизму ашундақ болушқа буйруйду. Вуҗудниң бир әзаси ағрип қалса пүтүн әзалири ағриқ һес қилғандәк, бир түрк азаб тартса дунядики пүтүн түркләр азаб һес қилиши керәк вә буниң үчүн қолидин немә иш кәлсә уни қилиши лазим”.

Мәһмәт демир әпәнди, уйғурларниң мәдәнийити тоғрисидики соалимизға җаваб берип мундақ деди: “уйғурларниң хитайниң шунчә бесим вә зулумиға учрап турупму өзлириниң миллий мәдәнийәт-өрүп-адәтлирини онутмиғанлиқи вә қоғдап кәлгәнлики мән үчүн интайин гүзәл вә пәхирлинәрлик бир иш. Худайим буйруса бир күни тарихтикигә охшаш күчкә игә болимиз вә хитайғиму сөзимиз өтидиған күнләрниң келидиғанлиқиға ишинимән, буниң үчүн һәр түрлүк маддий вә мәниви пидакарлиқ қилишқа тәйярмән”.

Истанбул маарип идариси тәрипидин истанбулдики пүтүн оттура мәктәпниң оқуғучилири бу фестивалға тәклип қилинған болуп фестивални нурғунлиған оқуғучилар гуруппа һалда зиярәт қилди. Уйғур мәдәнийәт көргәзмисини зиярәт қиливатқан йүсүп җәңгәрә исимлик бир оқуғучи уйғурларни биләмсиз дегән соалимизға җаваб берип мундақ деди: “уйғурлар шәрқий түркистанда яшайду”.

Әхмәт исимлик оттура мәктәп оқуғучиси: “уйғурлар хитай ишғал астида яшайду, улар бизниң қан вә дин қериндашлиримиз, худайим буйруса улар бир күни әркинликлиригә еришиду” деди.

Биз йәнә бу паалийәт тоғрисида пикир-қарашлирини елиш үчүн паалийәткә мәдәнийәт йәрмәнкиси ечиватқан шәрқий түркистан нузугум җәмийсиниң рәиси мунәввәр өзуйғурханим билән сөһбәт елип бардуқ. Зияритимизни қобул қилған мунәввәр өзуйғур ханим, бу паалийәтниң пәқәтла шәрқий түркистан мәдәнийитини тонуштурупла қалмастин бәлки шәрқий түркистан дәвасиға техиму көп инсанларни көңүл бөлүшкә үндәйдиған, шәрқий түркистан хәлқиниң хитайлар билән мәдәнийәт, әнәниви өрп-адәт, иҗтимаий һаят вә кийим кийиштә болсун һәр җәһәттә һеч қандақ охшимайдиған бир милләт икәнликини намаян қилидиған вә уйғурларниң мәдәнийәтлик бир милләт икәнликини ипадиләйдиған яхши бир паалийәт икәнликини тәкитлиди.

Мунәввәр өзуйғур ханим бу паалийәтниң әһмийити тоғрисида тохтилип мундақ деди: “хитай һазир бизниң тилимизни, мәдәнийитимизни, миллий кимликимизни йоқ қилип, өзлиригә охшаш пүтүнләй хитайлаштуруш үчүн нурғун оюнларни ойнап, сиясәт йүргүзүп, ассимилятсийә қиливатиду, лекин биз бу хил паалийәтлиримиз арқилиқ, мәдәнийитимиз вә миллий кимликимиз билән йоқ болмайдиғанлиқимизни испатлаймиз”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.