'Ислам дуняси иҗтимаи тәшкилатлар бирлики' қатарлиқ тәшкилатлар камбуджа вә хитайға қарши баянат елан қилди

Ислам дуняси иҗтимаи тәшкилатлар бирлики, камбуджаниң 20 нәпәр уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнликини әйибләп баянат елан қилди. Бу баянат, тәшкилатниң тор бетидә елан қилинип, камбуджаниң 20 нәпәр сиясий панаһлиқ тәләп қилған уйғурни хитайға қайтуруп бәргәнлики әйибләнгән.
Мухбиримиз арислан
2009.12.30
Faruk-unsal-ependi-305.jpg Сүрәттә, инсан һәқлири вә мәзлумлар учун һәмкарлишиш җәмийитиниң рәиси ахмәт фарук унсал әпәнди.
www.mazlumder.org Дин елинди.

Баянатта, Ислам дуняси иҗтимаи тәшкилатлар бирликиниң Баш катипи нәҗми садиқ оғлу, уйғур сиясий панаһлиқ тәләп қилғучиларниң қайтурулушини әпсуслинарлиқ билән әйибләймиз, деди.

Баянатта билдүрүшичә, ислам дуняси иҗтимаий тәшкилатлар бирликиниң баш катипи нәҗми садиқ оғлу, тайланд вә камбуджа қатарлиқ дуняниң охшимиған районлирида сиясий панаһлиқ тәләп қилип яшаватқан шәрқий түркситанлиқ уйғур түрклириниң хитайға қайтурулушини ғәзәп билән әйиблиди. Баянатта нәҗми садиқ оғлу, "хитайниң үрүмчи вә башқа шәһәрләрдә елип барған миллий қирғинчилиқ купайә қилмиғандәк, әмди чәтәлләрдә қийин әһвалларда яшаватқан уйғур мусулманларни һуҗум нишани қилиши кишилик һоқуқ вә һөррийәтлиригә уйғунму?" дәп соал қойди.

Хитайға қайтурулған уйғур мусулманларниң һәр хил әзийәт вә қийнашлар билән өлтүрүлгәнликиниң ениқ икәнликини ипадилигән садиқ оғлу, "хитай дөлити һәммимизниң билгинидәк, шәрқий түркистанниң ичи вә сиртида яшаватқан уйғурларға бесим ишилитип, қирғинчилиқ қиливатиду, һәммимиз бу вәһшийликни өткән айларда көзимиз билән көрдуқ, һазирму зулум астида қалған шәрқий түркситанлиқ қериндашлиримизға зулум қиливатқан хитайға қарита, немә үчүн дуня сүкүттә туруш йолини таллайду? әмди сүкүттә турушқа хатимә беришниң вақти кәлди вә яки өтүп кәтти," деди.

Баянатта нәҗми садиқ оғлу йәнә, сияси вә инсани бир шәкилдә яшаш үчүн сиясий панаһлиқ тәләп қилған уйғур мусулманлар, туруватқан дөләтләрдә тутқун қилинип, мәҗбурий хитайға қайтурулғанлиқиниң очуқ ‏- ашкара кишилик һоқуқни дәпсәндә қилғанлиқини илгири сүрди вә әң аз ипадә билән вәқәни әйиблигән бирләшкән дөләтләр тәшкилати вә башқа тәшкилатлар "немә үчүн бу вәзийәткә алақидар хитайға һакимийитигә бесим қилмайду" дәп суал қойди.

Йәнә бир тәрәптин, түркийиниң әң чоң тәшкилатлиридин бири болған инсан һәқлири вә мәзлумлар үчүн һәмкарлишиш җәмийити бу һәқтә баянат елан қилди вә мухбирларни күтивелиш йиғини уюштурди.

Түркийиниң һәр қайси шәһәрлиридә кишилик һоқуққа алақидар актип паалийәт қиливатқан, инсан һәқлири вә мәзлумлар үчүн һәмкарлишиш җәмийтиниң рәиси әһмәт фаруқ үнсал әпәнди, хитай һакимийитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан ассимлятисийә қилиш сияситини әйибләп җәмийтиниң рәсмий тор бетидә елан қилинған баянатта, хитайни өлүмгә һөкүм қилиш вә уйғурлар үстидин йүргүзүватқан айримичилиқ вә ассимлятисийә сияситигә хатимә беришкә чақирди.

Баянатта йәнә мундақ дейилгән: "шәрқий түркситанда 5 ‏- июл күни башланған вәқәләр, хитай һакимийтини он нәччә йилдин бири ассимлятисийә қилиш сияситиниң бесими астида қалған уйғурларниң мәсилилирини хәлқара җамаәтниң күнтәртипигә йеңидин кәлтүрди. Вәқәләрни кәлтүрүп чиқарған кишиләр дәп 17 уйғурни өлүмгә һөкүм қилди вә нәччә йүз киши сотқа тартилиш үчүн тутқун қилинди. 7 ‏- Айда йүз бәргән бу вәқәләрдин кейин нурғун уйғурлар ана вәтинини тәрк етишкә мәҗбур болди вә охшимиған дөләтләргә қечип панаһлиқ тәләп қилди. 10 ‏- Айниң ахири вә 11 ‏- айниң башлирида вәқәләргә алақидар һаят бихәтәрлики тәһдит астида қалғанлиқи үчүн ана вәтинини тәрк етишкә мәҗбур болған 22 уйғур камбуджаға қечип, бирләшкән дөләтләр тәшкилати мусапирлар комитетиниң пиһном пенһдики ишханисидин сиясий панаһлиқ тәләп қилди. Тәхминән икки ай бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң мусапирлар мәркизигә орунлаштурулған бир кичик бала, икки аял җәмий 22 нәпәр уйғур камбужда сақчи хадимлири тәрипидин 12 ‏- айниң 16 ‏- күни тутқун қилинди. Камбуджа һөкүмити хәлқара җамаәтниң қаршлиқиға учриши билән уйғурларни қайтурушни кечиктүргәнликини елан қилди әмма 12 ‏- айниң 19 ‏- күни бу уйғурлар мәҗбурий һалда хитайға қайтурулди. Камбуджа, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң 1967 ‏- йилидики келишимигә имза қилған дөләт болуш сүпити билән, өз дөлитидә бирләшкән дөләтләр тәшкилатидин панаһлиқ тәләп қилған кишиләрниң һәқ ‏- һоқуқлирини дәпсәндә қилип, хәлқара қанунға һөрмәт қилмиди."
 
Баянатта йәнә хитайни әйибләп мундақ дейилгән: "хитай һакимийитиниң 10 нәччә йиллардин бири тибәт вә шәрқий түркситанда йүргүзүватқан ассимлятисийә сиясәтлири, хәлқара кишлик һоқуқ тәшкилатлири тәрипидин көп қетим тилға елинған бир мәсилә. Дөләт ичидә йүз бәргән дәпсәндичиликләргә қошумчә қилип, йеқинда йүз бәргән вәқәләрдә көрүлгәнгә охшаш, хитай дөләт тәвәликиниң чегира сиртидиму охшаш сиясәтләр йүргүзмәктә. Хитайниң йеқинқи заманда бу кишиләрни қайтуруш үчүн, камбуджа падишаһлиқиға бесим қилғанлиқи һәққидә учурлар ахбаратларда тарқалди. Хитай дөлитиниң муавин рәиси камбуджани зиярәт қилиштин икки күн илгири, уйғурларни мәҗбурий қайтуруш җинайитиниң мәйданға келиши вә хитай зияритидә икки тәрәп оттурисида инам қлинғанға охшаш бир милярд долларлиқ иқтисади келишим болса уйғурларниң қайтурулушиниң асаси пилани икәнлики илгири сүрүлмәктә. Баянатта йәнә, инсан һәқлири вә мәзлумлар үчүн һәмкарлишиш җәмийтиниң уйғурларниң һаятиниң бихәтәрликидин әндишә қиливатқанлиқи һәққидә тохтилип мундақ дейилгән: бүгүнки күнгичә, қийин - қистақ вә тән җазасиға охшаш нурғун кишилик һоқуқ дәпсәндичиликини ишлигән хитай даирилири, бу кишиләр һәққидә адил сот ечиши вә кишилик һоқуқниң асаси нуқтисида хәлқара қанунда бәлгиләнгән маддиларға һөрмәт қилиши керәк. Дуняда өлүм җазасини ялған сот билән әң көп иҗра қилған вә сиясий мәқсәт үчүн қолланған хитайни бу қилмишлиридин ваз кечишкә чақириқ қилимиз."
 
Баянатта блдүрүшичә йәнә, инсан һәқлири вә мәзлумлар үчүн һәмкарлишиш җәмийти камбуджадин сиясий панаһлиқ тәләп қилған 22 уйғурниң вәзийити һәққидә икки айдин бири рәсмий вә ғәйри рәсмий идарә ‏- органларға доклат сунғанлиқи ипадиләнгән.

Баянатниң ахирида мундақ дейилгән: "бүгүнгичә бу һәқтә қандақ хизмәт ишлигән болсақ, буниңдин кейинму охшашла бу ишни йеқиндин көзитип келиватимиз. Башта хитай һакимийити вә хәлқара кишилик һоқуқ аммивий тәшкилатлирини шундақла сүкүттә турған дөләтләрни әйибләймиз вә камбуджадин қайтурулған уйғурларниң һаятлириниң бихәтәрлики үчүн хитайға бесим қилишиқа чақириқ қилимиз."

Инсан һәқлири вә мәзлумлар үчүн һәмкарлишиш җәмийти түркийидики әң чоң иҗтимаий тәшкилатлардин бири. Бу тәшкилатниң мәркизи әнқәрәдә болуп, түркийниң һәр қайси шәһәрлиридә шөбилири бар. Бу тәшкилат 5 ‏- июл үрүмчи вәқәси йүз бәргәндин кейин ваң лечүән қатарлиқ хитайниң 8 чоң әмәлдарилирини инсанй җинайәт садир қилғанлиқ билән әйибләп түркийниң истанбул сот мәһкимисидә сотқа тартиш үчүн әрз қилған иди.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.