Хитайда елан қилинған ' 2008 - йил хартийиси' һәққидики инкаслар
Мухбиримиз вәли
2008.12.12
2008.12.12

RFA Photo
Шуниңдин кейин хитай һөкүмити бу хартийигә имза қойғанларни, болупму бу хартийини йезип чиққан кишиләрни вә тәшкиллигүчиләрни сүрүштүрүшкә башлап, мәшһур мустәқил мулаһизичи лю шавбо қатарлиқ кишиләрни қолға алди.
Хитайда елан қилинған бу хартийә ваклов һавел чехисловакийидә елан қилған хартийигә охшайду
Америкидики хитайшунас тәтқиқатчи пери линк әпәнди бүгүн валт стрит журнилида 400 дин хитай пуқраси имза қоюп интернет арқилиқ елан қилған 'икки миң сәккизинчи йил хатириси'ни тонуштурди. Униң баян қилишичә, бу хартийә 1977 - йили чехисловакийидә ваклов һавел елан қилған хартийигә охшайтти.Униңда хитайдики дөләт пуқралириниң сиясий ислаһат елип бериш арзулири әкис әттүрүлгәнлики үчүн хитай һөкүмити буни зиялийлардин көрүп, сиясий көз қарши һөкүмәт билән охшимайдиған зиялийларни қолға алди. Хитайда елан қилинған 'икки миң сәккизинчи йил хатириси' хитайға демократийә һаман йетип келидиғанлиқиға ишиниду.
Һөкүмәтниң бу хартийигә қарши турғанлиқи хаталиқ үстигә хаталиқ садир қилғанлиқ
Радиомизниң обзорчиси, хитай партийә мәркизи комитетиниң сабиқ баш секритари җавзияңниң катиби болған, кейин ли пең тәрипидин сиясий сүйиқәст билән түрмигә ташланған бавтоң әпәндиниң баян қилишичә, дуня кишилик һоқуқ хитабнамиси хатирә күнидә хитайда елан қилинған 'икки миң сәккизинчи йил хатириси' дә оттуриға қоюлған 19 маддиниң һечқайсисини хитайда бир ким өзи иҗат қиливалған әмәс, униң һәммиси заманимиздики мәдәний дөләтләрдә бирдәк иҗра қилиниватқан вә хитай хәлқиму әсирләрдин буян арзу қиливатқан қанун маддилири.Әмма 'пүтүн һоқуқ хәлққә мәнсуп' дәп сөзләватқан хитай һөкүмити бу хартийидики 19 маддидин қусур тапалмиғанда, учур вастилириға зәрбә беришкә башлиди. Һазир әркин пикир баян қилған кишиләрни қолға еливатиду.
- Миниң қаришимчә, - дәйду бавтоң әпәнди, - 300 дин артуқ зиялий имза қойған бу хартийидики 19 маддида һечқандақ хаталиқ йоқ. Бу хартийә хәлқниң һазирқи вақитта сиясий ислаһат елип бериш арзуйини инкас қилған. Һөкүмәтниң буниңға қаршилиқ қилғанлиқи хаталиқ үстигә хаталиқ садир қилғанлиқ.
Хитай һөкүмитиниң 'җуңгода кишилик һоқуқ җәһәттә тарихи характерлик илгириләш болди' дегән баянатиниң ялғанлиқи испатланди
Америка авазиниң баян қилишичә, бүгүн хоңкоңда чиқидиған 'алма гезити' 'икки миң сәккизинчи йил хатириси' һәққидә бир обзор елан қилди. Униңда 'хитай һөкүмитиниң бу хартийигә қарши туруш үчүн, учур вастилириға зәрбә берип, зиялийларни қолға еливатқанлиқи, буниңдин бир нәччә күн бурун 'җуңгода кишилик һоқуқ җәһәттә тарихи характерлик илгириләш болди' дәп елан қилған баянатиниң тамамән ялған икәнликини испатлайду' дәп көрситилгән.Лин бавхуа әпәнди бу хартийиниң миллий аптономийә тоғрисидики бир маддисиға қошулмайду
Хитай коммунист партийиисниң тарихини тәтқиқ қилишта нам чиқарған сиясий мулаһизичи, һазир тәйвәндә туруватқан лин бавхуа әпәнди хитайда 300 дин артуқ зиялий имза қоюп тарқатқан бу 'икки миң сәккизинчи йил хатириси' гә имза қоймиған. У, бу хартийиниң миллий аптономийә тоғрисидики бир маддисиға қошулмайду.Униң ейтишичә, охшимиған милләтләрниң әгәр 'җуңхуа федератсийиси' дегәнгә қатнишишни халиса қатнишидиған, халимиса қатнашмайдиған һоқуқи бар, әгәр уларниң бу һоқуқиға һүрмәт қилмастин, уларниму 'җуңхуа федератсийиси'дегән бундақ рамкиға қошувелиш тоғра әмәс.