Америка диалог фонди хитайдин 22 нәпәр уйғур сияси мәһбусниң из - дерикини беришни тәләп қилған
Мухбиримиз әркин
2010.09.09
2010.09.09

www.amazon.de / Author Memet Aydemir
Мәзкур җәмийәт өткән йили хитай даирилиригә түрмидики бир түркүм уйғур сияси мәһбуслириниң тизимликини берип, улардин бу мәһбусларниң из - дерики беришни вә уларға даир учурлар билән тәминләшни тәләп қилған. Йеқинда хитай тәрәп мәзкур җәмийәтни бу һәқтики бәзи учурлар билән тәминлигән.
Диалог фонди җәмийити 2009 - йили 11 - айда хитайдики вастилиқ қаналлар арқилиқ уйғур аптоном райони даирилиригә сияси сәвәбләрдин қолға елинған вә кесим елан қилинған уйғур сияси мәһбуслириниң 22 кишилик тизимликини йоллап, улар һәққидә мәлумат беришни тәләп қилған иди. Сөһбәт фонди җәмийити буниңдин бурун хитай даирилиригә тәләп сунуп, бир қанчә қетим бу түрлүк илтимасларда болған болсиму, лекин бу мәзкур җәмийәтниң тунҗи қетим уйғур сияси мәһбуслириға даир тизимлик йоллап, улар һәққидә мәлумат беришни тәләп қилиши иди.
Мәзкур җәмийәт бу һәқтики ахбаратида әскәртип, уйғур елидә миллий мунасивәтләрниң интайин назуклиқидин уйғур мәһбуслириға даир учурларға еришмәкниң наһайити қийинлиқини, "5 - июл вәқәси"дики намайиш вә тоқунуштин кейин, бу җәһәттики учурға еришишниң техиму қийинлашқанлиқини илгири сүргән. Шу сәвәбтин мәзкур җәмийәт, 2009 - йили 11 - айда хитай даирилиригә йоллиған тизимликтики мәһбусларни еһтият билән таллиған болуп, "5 - июл вәқәси"гә четишлиқи болмиған сияси мәһбусларни тизимликкә киргүзгән.
Диалог фонди җәмийитиниң йеқинда елан қилған бу һәқтики ахбаратида әскәртишичә, мәзкур җәмийәт 22 нәпәр уйғур сияси мәһбусниң әһвали һәққидә мәлумат беришни тәләп қилип, 2009 - йили 11 - айда тизимлик йоллиғандин кейин, уйғур аптоном райони даирилири бу йил 7 - айғичә вастилиқ қаналлар арқилиқ мәзкур җәмийәткә 18 нәпәр мәһбусниң әһвалидин мәлумат бәргән. Лекин 22 кишилик тизимликтики 4 нәпәр мәһбусниң тепилмиғанлиқини билдүргән.
Диалог фонди җәмийити исми тепилмиған мәһбусларниң исим хаталиқи яки бу кишиләрниң хитай түрмә системисиға техи киргүзүлмигән болуши мумкинликидин гуман қилидиғанлиқини әскәртмәктә.
Лекин, дуня уйғур қурултийи болса исми тепилмиған мәһбусларниң тәқдиридин әндишә қилидиғанлиқини билдүрди. Қурултай баянатчиси дилшат ришитниң әскәртишичә, хитай даирилириниң қамақтики сияси мәһбусларни тапалмиғанлиқиға ишәнмәк тәс икән. У, хитайниң диалог фонди җәмийитини бир қисим мәһбусларға даир учур билән тәминлигәнликини қарши алидиғанлиқини билдүрүш билән биргә, лекин исми тепилған мәһбусларниң һаят - маматлиқидин әндишә қилидиғанлиқини вә дуня уйғур қурултийи уларниң ақивитини сүрүштүридиғанлиқини билдүрди.
Диалог фонди җәмийитиниң әскәртишичә, улар еришкән пакитлардин уйғур сияси мәһбуслириниң һеч қайсисиниң җаза муддити қисқартилмайдиғанлиқини, уларға елан қилинған һөкүмни өзгәртишкә болмайдиғанлиқи мәлум болғанлиқини, дөләт бихәтәрликигә четилип җазаланған уйғурларни кепилликкә бериш, җазасини кемәйтиш яки сиртта давалинишқа қоюп беришниң интайин қийинлиқини билдүргән. Мәзкур җәмийәт хитай даирилириниң 2005 - йили рабийә қадир ханимни чәтәлдә давалинишқа қоюп бәргәндин буян, һечқандақ бир уйғур мәһбусни муддәттин бурун қоюветип бақмиғанлиқини илгири сүргән. Хитайниң уйғур сияси мәһбуслириға тутқан позитсийиси хәлқара кишилик һоқуқ вә ахбарат әркинлик тәшкилатлирини узундин бери қайғуға селип келиватқан мәсилә.
Мәркизи париждики чегрисиз мухбирлар тәшкилатиниң асия ишлири мәсули венсент бруселниң әскәртишичә, хитай даирилиридин уйғур мәһбуслириниң җазалиниш әһвалиға даир материяллар, җүмлидин сорақ әһвали вә һөкүмнамигә даир учурларға еришмәк наһайити қийин мәсилә болуп, мәзкур тәшкилатниң қолида уйғур мухбирлар, торчилар вә тордашларниң қолға елиниш әһвалиға даир мәлуматлар наһайити аз. У, буниңға бир тәрәптин дуняниң диққити тибәткә мәркәзлишип қалғанлиқи, йәнә бир тәрәптин хитайниң "5 - июл вәқәси"дин кейин уйғурларниң сирт билән болған телефон вә тор алақисини үзүп ташлап, учурни қаттиқ контрол қилишни күчәйткәнлики сәвәб болуватқанлиқини әскәртиду.
Венсент бруселниң тәкитлишичә, хитайниң учурни контрол қилиши районда йүз бәргән вәқәләрниң сиртқа чиқип кетишини тосушни мәқсәт қилған болуши мумкин. У, "хитай һөкүмитиниң райондики бәзи тор бәтлириниң хәвәр, мәдәнийәт, иҗтимаий вә тәнтәрбийә характерлик тор бәтләр болушиға қаримай, барлиқ тор бәтләрни омумйүзлүк тақиветиши еғир кәмситиш характерлик қарардур. Бу қарар даириләрниң районда йүз бәргән вәқәләрни йепиш ғәризини асас қилип чиқирилған", дәйду.
Диалог фонди җәмийитиниң тизимликидә илгири мәтбуат йүзидә исми чиққан бәзи шәхсләр бар болупла қалмай, униңға йәнә һазирға қәдәр исми чиқмиған бәзи шәхсләрниң сими киргүзүлгән.
Униңда ғәйрәт нияз вә мәһбубә абләшкә охшаш мәтбуат йүзидә тонулған шәхсләр, шундақла өмәр ақчи, ширмәмәт абдурешит, мәмәт садир вә әкрәм қурбантайға охшаш кишиләр аңлап бақмиған сияси мәһбусларниң исимлики бар. Диалог фонди җәмийити бу һәқтики ахбаратида мәмәт садирниң 1995 - йили 21 йешида "әксилинқилабий гуруһ"қа әза болуш билән әйиблинип, 15 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини, ширмәмәт абдурешит билән әкрәм қурбантайниң "бөлгүнчилик" билән әйиблинип, айрим айрим 15 вә 14 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқини илгири сүргән. Ширмәмәт билән әкрәмниң һазир күйтүңдики биңтуән түрмисидә тутуп турулуватқанлиқини әскәртип, әкрәм қурбантайниң җаза муддити 2012 - йили 8 - айда, ширмәмәт абдурешитниң җаза муддити 2013 - йили 9 - айда тошидиғанлиқини билдүргән.
Лекин, диалог фонди җәмийитиниң әскәртишичә, хитай тәрәп тәминлигән мәлуматлардин өмәр ақчиниң 14 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинип 9 йил түрмидә ятқандин кейин, униң муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинғанлиқи ашкариланған болуп, бу вәқә мәзкур җәмийәтниң диққитини тартқан. Өмәр ақчи 1997 - йили 39 йешида "әксилинқилапчи" дегән җинайәт билән 14 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилиниду. Диалог фонди җәмийити өмәр ақчиниң 14 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинип узун өтмәй, хитай җинайи ишлар қанунидики "әксилинқилапчи", дәйдиған җинайәт әмәлдин қалдурулғанлиқини, лекин униң қамақ җазаси бикар қилинмиғанлиқини, у, 2006 - йили түрмидә "бөлгүнчилик" хаһиши садир қилиш билән әйиблинип, униң қамақ җазаси муддәтсизгә өзгәртилгәнликини байқиған.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.