Түркийидики уйғур ханим қизлар пүтүн дунядики уйғур ханим қизлириниң байримини тәбрикләйду


2008.03.07

3-Айниң 8-күни дуня аялларниң, әрләргә охшаш һәқ һоқуққа игә болуш үчүн елип барған күриши нәтиҗисидә оттуриға чиққан бир байрам күни.

Бу 1857-йилида нив йоркта тоқумичилиқ завутлирида ишләватқан 40 миң аял ишчи, маашлириниң төвәнликигә, завуттики хизмәт шараитиниң начарлиқиға болған наразилиқини ипадиләш үчүн иш ташлиғанда сақчилар қанлиқ бастурған болуп, 129 аял ишчи өлгән. Өлгән ишчиларниң җиназа мурасимиға 100 миңдин артуқ ишчи қатнашқан.

Бирләшкән дөләтләр тәшкилати 1977-йили бу вәқәни хатириләш үчүн 3-айниң 8-күнини дуня аяллар байрими күни дәп бәлгилигән. Мана һазир бу байрам күни йетип кәлди.

Аялларниң һәқ вә һоқуқини издәш байримида уйғур ханим қизлири өз һәқ һоқуқиға игиму? бу һәқни қолға кәлтүрүш үчүн немиләрни қилиш керәк дегәнгә охшаш суалларға җавап тепиш үчүн микрофонимизни түркийидики уйғур зиялий ханим қизлириға узаттуқ. Улар пүтүн дунядики уйғур ханим қизлириниң 8 -март аяллар байримини тәбрикләш билән бирликтә өзлириниң қиммәтлик көзқарашлирини баян қилип өтти. (Әркин тарим)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.