4 - Ийон вәқәси бир әвлад адәмниң һес - туйғусини өзгәртти
Мухбиримиз вәли
2009.06.02
2009.06.02

RFA
Хоңкоң учур вастилириниң баян қилишичә, йеқинда хитай һөкүмити һәтта, 'партийиниң итимән, чишлә дегәнни чишләймән' дегән қошақниң хәлқ ичидә пәйда болғанлиқини доклат қилған мухбирниму иштин чиқиривәткән. Гуаңдуңда чиқидиған 'җәнуб сәһәр гезити'дики 4 - ийон күни қаттиқ ямғур йеғиши мумкин дегән һава райи һәққидики алдин мәлуматму, коммунист партийә мәркизи комитетини җиддийләштүрүвәткән.
Милтиқ авази өзгәрткән һесят
4 - Ийон вәқәсиниң 20 йиллиқини хатириләшкә тәйярлиқ қиливатқан канадада турушлуқ җин юәнчиң радиомиз мухбириға 'мән әслидә җуңго һөкүмитигә ишинидиған дөләтсөйәр яшлардин идим. Һөкүмәт 'черикликкә -хиянәтчиликкә қарши туруш' ни тәшәббус қилған оқуғучиларни 6 - айниң 3 - күни кечидә қанлиқ бастурғандин башлапла, миниң муһәббәт-нәпрәт туйғулирим пүтүнләй өзгирип кәтти' дегән. Униң коммунист һөкүмитигә болған нәприти һазирға қәдәр пәсәймигән.Хитайда кишилик һоқуқ дегән аталғу пәйда болғанлиқи бир илгириләш
4 - Ийон вәқәси мәзгилидә, хитай коммунист партийиси 'буржуазийичә әркинләштүрүшниң тәшәббускари', 'пәрдә арқисидики қомандан' дәп тутуш буйруқи чиқарған, хитай пән-техника универиситетиниң муавин башлиқи, аләм фезикиси алими, кейин америка әлчиханисдин сиясий панаһлиқ тиләп америкиға кәлгән, һазир америкидики аризона университетида тәтқиқат билән шуғуллиниватқан фаң лизи әпәндиниң баян қилишичә, 4 - ийон вәқәсидә, кишилик һоқуқ хитабнамисиниң асасий мәзмуни болған 'кишилик һоқуқ' шуари оттуриға қоюлған иди.Фаң лизи әпәндиниң қаришичә, бурун хитайда 'кишилик һоқуқ' дегән аталғу йоқ иди. Бу аталғу 4 - ийондин кейин пәйда болди, һазир барғансири көп адәм билидиған, арзу қилидиған вә әмәлийәттә қоллинидиған аталғуға айланди. Бу бир чоң илгириләш.
Фаң лизи әпәндиниң хитайниң кәлгүси һәққидә баян қилишичә, демократийә түзүми тикләнсә, аз санлиқ көп санлиққа бой сунидиған болиду, әмма бир дөләттә бир қисим кишидә кишилик һоқуқ болуп, йәнә бир қисим кишидә кишилик һоқуқ болмиса, у дөләт хәлқаралиқ өлчәмгә тошмайду. Һәр-бир адәм өзиниң кишилик һоқуқиға игә болуши керәк, ундақ қилалмиған һөкүмәт лаяқәтсиз һөкүмәт . Хитайда буниңдин кейин кишилик һоқуқ қанчә көп әмәлийләшсә, хәлқ әркинликтин вә демократийидин шунчә көп бәһриман болиду.
Хәлқниң күчи улғийип коммунист партийә һәммә байлиқ мәнбәлирини манапол қилалмайдиған дәриҗигә йәткәндә андин мәсилә һәл болиду
Җавзияңниң өз авази билән қалдурған 'әслимиси' нәшр қилинғандин кейин, биз шуни чүшәндуқки, - дәйду һазир канадада туруватқан мустәқил тәтқиқатчи су шавкаң әпәнди,- дең шавпиң ишикни ечивитиш сияситини йолға қойғандин кейин, хитайдики йәрлик 'сериқ мәдәнийәт' муһитиға ғәрб мәдәнийитиниң йешил нури кирди. Бу, оқуғучиларниң демократийә туйғусини қозғатти. Әйни вақитта ху явбаң, җав зияңлар ислаһатқа бивастә йетәкчилик қиливататти. Ғәрбниң демократийә, киишлик һоқуқ қиммәт қариши хитайға киргәнликигә, хитайда дөләтниң һоқуқини хәлққә әмәс, бәлки бивастә өз әвладлириға өткүзүп беришни ойлаватқан ваң җенға охшаш коммунист мустәбитлири қаттиқ қаршилиқ көрсәтти.Су шавкаң әпәндиниң баян қилишичә, шу йилларда, мәркизи комиетт 'мәдәнийәт инқилаби'дин савақ елиш үчүн, әдәбият саһәсидики 'пурақлиқ гүл' билән 'зәһәрлик от' ни айриш әдәбият саһәсиниң өзиниң иши дәп бәлгилигән иди. Җав зияң дәл мушундақ сиясәт қолланған иди. Әмма зиялийлар хитайда һечқандақ байлиқ мәнбәлирини контрол қилалмайдиған болғачқа, коммунист партийә зиялийларни һәргизму көзигә илмәйтти. Ваң җен қатарлиқ сиясий қерилар уларниң гепигә қолақ салмиди, бәлки ху билән җавни йиқитишқа киришти. Ху явбаң 89 - йили 4 - айниң 15 - күни өлгәндин кейин, бесим җав зияңға мәркәзләшти. Бу вақитта сиясий қерилар өзлириниң вәкили ли пеңни мәйданға чиқарди.
Әйни вақиттики оқуғучилар һәрикити демократийә өлчәмлиригә йәтмәйдиған бир хил қаршилиқ һәрикәт иди. Бу һәрикәтләрдә демократийидә пишип йетилмигән оқуғучилар мурәссә қилишни билмиди. Дең шавпиңму кәйнигә чекинишни халимиди. Зиялийлар билән коммунист партийә оттурисидики бундақ қаршилиқ һазирға қәдәр қилчә өзгәргини йоқ. Зиялийлар һазирға қәдәр коммунст партийини ағдуралмиди, коммунист партийиму уларни уҗуқтуривитәлмиди.
Су шавкаң әпәндиниң қаришичә, һазир биз үчүн чоң мурәссә арқилиқ һоқуқ тәқсимати қилидиған 'җәнубий африқа модили' яки тинчлиқ йол билән ғәлибә қилидиған 'һиндистан модили' интайин әһмийәтлик. Әмма биз уни өгинәлмәйватимиз. Чүнки биздә бундақ асас йоқ яки тәҗрибә йоқ. Җәнубий африқидики бүйүк диний устаз тутуниң чақириқиға аваз қошидиған хиристан мухлислири бар, биздә йоқ. Бәлки хитайда һазир мәйли ким болсун, у динға ишәнсила, коммунист партийә уни дәрһал бастуриду. Шуар товлап қаршилиқ көрситип намайиш қилидиған кишиләр биләнму, коммунист партийә һәтта сөһбәтму өткүзмәйду. Омүр буйи қаршилиқ көрситиш мумкин, әмма мәсулийәтчанлиқ билән иш көрүлмисә, килишик һоқуқ дегәнни етирап қилмайдиған коммунист партийә алдида хәлқ биһудә қан төкиду.
Су шавкаң әпәндиниң қаришичә, буниңдин кейин, хитайда хәлқ билән коммунист партийә оттурисидики мәсилә, хәлқ киишлик һоқуқини өз қолиға елип, күчлинип, коммунист партийә һәммә байлиқ мәнбәлирини манапол қилалмайдиған болғанда андин һәл болиду.