Хитай сақчилириниң 5 - июлдин кейинки тутқунлирида номурсиз аптомобил ишлитиши немини чүшәндүриду?
2012.09.28
Мәлум болушичә, ғайиплардин хотән қариқашлиқ әхмәтҗан җүмә, үрүмчидики бир кәчлик базардин тутуп кетилгәндә, хитай сақчилири номурсиз аптомобил ишләткән. Шуңа сақчилар уни күпкүндүздә тутуп кәткән болсиму, қошна дукандикиләр сақчиларниң кимликини биләлмигән. Нөвәттә әхмәтҗан җүмәниң аилиси уни тутуп кәткән сақчиларнниң қайси сақчиханиниң сақчилири икәнликидинму хәвәрсиз. Бу әһвал уларниң әхмәтҗан җүмәни издишигә зор тосалғу пәйда қилмақта.
Үрүмчи дөңкөврүктә дукан ечиватқан әкбәр турсунни тутуп кәткән сақчилар, сақчи аптомобилида кәлгән болсиму, сақчи аптомобилиниң номури лата билән тосуветилгән.
Йәнә мәлум болушичә, булақ бешида олтурушлуқ закирҗан мәмәт вә мухтәр мәхәт қатарлиқ 9 кишини тутуп маңғанда, 9 кишиниң аилә - тавабатлири сақчиларни тонувелиш, нәгә елип маңғанлиқини биливелиш үчүн сақчиларниң арқисидин маңғинида, сақчилар көз яшартқуч бомба етип, уларни арқисиға чекиндүргән вә тонувелишиниң алдини алған.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, биз сақчиларниң тутқун қилиш җәрянида кимликлирини йошуруши, җүмлидин номурсиз аптомобил ишлитиши қандақ бир әһвал, бу қандақ бир вәзийәтниң инкаси дегән тимида сабиқ адвокат бәхтияр өмәр әпәнди билән соһбәтләштуқ. Бәхтияр әпәндиниң қаришичә, хитай қораллиқ күчлириниң вәзипә иҗра қиливатқанда өз кимликини йошуруши, уларниң тутқун давамида дело тәкшүрүш үчүн әмәс, һөкүм иҗра қилиш үчүн кәлгәнликини, йәни уйғурларниң 5 - июлдин кейин җинайәт гумандарила әмәс, бәлки җинайәтчи дәп қаралғанлиқини, шуңа сақчиларниң вәзипә иҗра қилғанда өз кимликлирини йошурғанлиқини баян қилди. Бәхтияр әпәнди мәзкур әһвални уйғур районида давам қиливатқан уруш вәзийитиниң бир испати дәп көрсәтти. Униң қаришичә, хитай даирилири 5 - июлдин кейин уйғурларға қарши уруш һалитигә өткән, шуңа сақчилири вәзипә иҗра қиливатқанда дело тәкшүрүш үчүн әмәс, бәлким һөкүм иҗра қилиш, җинайәтчи дәп қариған кишилири бойсунмиған әһвлда дәрһал етип ташлашқа һазир һаләттә барған. Бәхтияр әпәнди йәнә, 5 - июлдин кейин интернет вә телефонниң кесилиши, күндүздиму кочиға чиқишниң чәклиниши қатарлиқ әһвалларни бир уруш вәзийитиниң инкарсиз пакитлири дәп көрсәтти; у бу вәзийәтниң районда һелиһәм давам қиливатқанлиқини алаһидә әскәртип өтти.