5 - Июл мәзгилидә бейҗиңдики уйғур әрздарлири тутқун қилинди
2012.07.06
Бейҗиңдики әрздарларниң радиомизға билдүрүшичә, 6 - айниң ахиридин башлап уйғур әрздарларни елип кетиш үчүн бейҗиңға әвәтилгән сақчи һәм кадирлар, бейҗиңдики сақчилар билән бирликтә, уйғур әрздарлирини қоғлап тутуш һәрикитини башлиған. Сақчилар бейҗиңдики мәмликәтлик сияси - қанун комитети алдида әрзини давамлаштуруватқан уйғурларни шундақла башқа җайлардики уйғур әрздарлиридин йигирмә нәччә кишини тутуп, уларниң бир қисмини юртлириға елип кәткән, қалғанлирини бейҗиңдики шинҗаң иш беҗириш орни, қәшқәр иш беҗириш орни қатарлиқ җайларға нәзәрбәнд қилған.
Әһвалдин хәвәрдар әрздарларниң билдүрүшичә, бу йил 6 - айниң ахири бейҗиңдики уйғур әрздарлардин ақсу унсу наһийисидин йәр дәваси қилип кәлгән он нәччә деһқан, әрзини юртлирида һәл қилишқа вәдә берип, елип кетилип нәзәрбәнд қилинған. Ундин башқа бейҗиңдики уйғур әрздарлиридин йәнә йигирмә нәччә киши 1 - июлдин башлап юртлиридин әвәтилгән сақчи, кадирларға бейҗиңдики йәрлик сақчиларниң масилишиши билән тутқун қилинған.
Уйғур әрздарлириниң билдүрүшичә, бу хил тутқун қилиш 4 - июл күни әң қаттиқ болған. Уларниң билдүрүшичә, 4 - июл күни әрздарларниң һәмраһлиридин шихәнзидин кәлгән ғази һамут дәм еливатқан җайидин сақчилар тәрипидин тутқун қилинип, мәҗбурий елип кетилгән. Бу қетимқи тутқун қилиништин сақлинип қалған бир қисим уйғур әрздарлири болса, юртлириға қайтурулуш хәвпидин сақлиниш үчүн мөкүп йүрүшкә мәҗбур болған.
Уйғур елидин игилигән башқа учурлардин мәлум болушичә, уйғур аптоном район даирилири бултурдин буян җайларға буйруқ чүшүрүп, әрздарларниң мәсилисини амал бар өз юртлирида һәл қилиш, наразилиқ билдүрүп үрүмчи һәм бейҗиң қатарлиқ җайларға кәткән әрздарларни һәрқайси вилайәт, наһийиләр өзлири адәм әвәтип қайтуруп келишни тәләп қилған. Болупму, 5 - июл үрүмчи вәқәсиниң үч йиллиқ хатирә күни йеқинлашқан мәзгилдә, даириләр җәмийәт муқимлиқини сақлаш намида, үрүмчи, бейҗиң қатарлиқ җайлардики уйғур әрздарлириға қаритилған назарәтни күчәйтип, әрздарларға һәр хил вәдиләрни берип, уларни мәҗбурий һалда юртлириға қайтуруп кетиш усулини қолланған.