'5 - Июл' намайишчилиридин бири әнглийидә сиясий панаһлиққа еришти
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.10.29
2010.10.29

Youtube Дин елинди.
Униң сиясий панаһлиқ илтимаси дәсләптә рәт қилинған болуп, түнүгүнки ахирқи сотта илтимаси қобул қилинған.
5 - Июл намайишиға қетилған яшлардин бири, шу күндики тутқундин аман қалған; әмма, у вақит өткәнсери бир қисим достлириниң тутулуп кетиватқанлиқини вә ғайип болуп кетиватқанлиқини байқап әндишигә чүшкән. У бир мәһәл вәзийәтни көзитиш үчүн, хитай өлкилиридә мөкүп йүргән, әмма вәзийәттә оңшилиш болмиғандин кейин, чәтәлгә қечип чиққан.
У бу йил 6 - айда әнглийигә йетип келип сиясий панаһлиқ тилигән. Дәсләптә бу яшниң сиясий панаһлиқ илтимаси, "хитайға қайтса хәтәр әһвалда қалидиғанлиқиға аит пакитлар йетәрлик әмәс" дегән сәвәб билән рәт қилинған.
Арқидин униң адвокати вә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатлар тәминлигән мәлуматларға асасән, түнүгүн, әнглийә көчмәнләр идариси бу уйғур яшниң сиясий панаһлиқ илтимасини қобул қилған.
У бүгүнки зияритимиз давамида өзиниң намайишқа қатнишишниң алдида хиялиға кәлгән ой - пикирлири вә әнглийидә сиясий панаһлиқ тиләш җәрянида бешидин откән бир қисим әнсиз әһваллар һәққидә мәлумат бәрди.
У зияритимиз ахирида чәтәлгә чиқип сиясий панаһлиқ тилимәкчи болғанларниң мумкин қәдәр өз әһвалини испатлайдиған материялларни бирликтә елип чиқишини; әгәр қуруқ қол чиққан әһвалда, бир қатар қийинчилиқларға дуч келидиғанлиқини әскәртип өтти вә дуня уйғур қурултийи қатарлиқ тәшкилатларға миннәтдарлиқини билдүрди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.