5 - Июлдин кейинки уйғур тор бекәтлириниң әһвали һәққидә инкаслар (2)

2009 - Йили йүз бәргән 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин, уйғур аптоном район даирилириниң “5 - июл вәқәси” ниң партлишида уйғур тор бекәтлири “қутратқулуқ қилди” дәп әйиблиши нәтиҗисидә, шәхсләр тәрипидин қурулған 300 дин артуқ уйғур тор бекәтлири буйруқ билән тақиветилгән иди. Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин кейин, 10 айға йеқин тақиветилгән интернет алақиси әслигә кәлгәндин кейин, һәр хил намларда шәхсләр тәрипидин йеңидин қурулған уйғур тилидики тор бекәтлири йәнила 200 дин ашқан.
Мухбиримиз меһрибан
2011.12.02

Йеңидин ечилған уйғур тор бекәтлириниң мәзмун һәм характери җәһәттин қандақ алаһидиликкә игә икәнлики нөвәттә уйғур елидин чиқип чәтәлләрдә олтурақлишип қалған уйғурлар арисидики муназирә темилириниң биригә айланған. Голландийидин радиомиз зияритини қобул қилған мутәллип әпәнди һәм маһирә ханимлар өзлириниң бу һәқтики қарашлирини оттуриға қойди.

5 - Июл үрүмчи вәқәсидин кейин, 10 айға йеқин тақиветилгән интернет алақиси 2010 - йили 5 - ай мәзгилидә әслигә кәлди. Вәқәдин илгирики уйғур тилидики тор бекәтлири һөкүмәт даирилири тәрипидин тақиветилгән болсиму, әмма йеңидин йәнә бир қисим уйғур тилидики тор бекәтлири қурулған иди.

Радиомиз игилигән учурлардин мәлум болушичә, йеңидин қурулған уйғур тилидики тор бекәтлири хитай һөкүмәт даирилири йол қойған шараит ичидә уйғурларниң интернет дунясидики бошлуқини толдурған болсиму, әмма бу тор бекәтлири, һөкүмәт даирилири тәрипидин чиқирилған түрлүк қаидә - низамларниң қаттиқ чәклимисигә учраватқини үчүн, мәзмун һәм сүпәт җәһәттин вәқәдин илгирики уйғурчә тор бекәтлири сәвийисигә йетәлмигән.

Голландийидә олтурақлишип қалған мутәллип әпәнди һәм маһирә ханимлар бүгүн радиомиз зияритини қобул қилип, өзлириниң көпинчә һалларда тор алақиси арқилиқ, вәтән ичидики достлири һәм уруқ - туғқанлири билән әһваллишип кәлгини үчүн, 5 - июл үрүмчи вәқәсидин илгирики уйғур торбәтлириниң әһвали билән вәқәдин кейинки уйғурларчә тор бекәтлириниң әһвалида зор пәрқ барлиқини һес қилғанлиқини билдүрүшти.

Мутәллип әпәнди өз баянида, 5 - июл вәқәсидин кейин йеңидин қурулған уйғурчә тор бекәтлириниң сани 200 дин артуқ болсиму, әмма уларниң көпинчисиниң чәтәлләрдә ечилмайдиғанлиқини билдүрүп,ечилидиған тор бекәтлириниң көпинчисиниң нахша - музика һәм тавар еланлири беришни асаси мәзмун қилған тор бекәтлири икәнликини илгири сүрди.

Мутәллип әпәнди өз баянида йеңидин қурулған уйғур тилидики тор бекәтлиридә, уйғурларға аит болған хәвәр - учурларниң йоқ дейәрлик икәнликини, һәтта хитай тилидики тор бекәтлиридә ашкара елан қилиниватқан хәлқара вәзийәткә аит хәвәрләрниңму уйғурчә тор бекәтлиридә берилмәйдиғанлиқини, 5 - июл вәқәсидин илгирики уйғурчә мунбәрләрдә болидиған қизғин муназирә кәйпиятиниң һазирқи уйғурчә тор бекәтлиридә йоқалғанлиқини, уйғур турмушиға аит йеңидин йезилған уйғурчә мақалә - әсәрләрниң болса йоқ дейәрлик икәнликини билдүрди.

Илгири чағларда көпинчә вақтини диярим, сәлкин қатарлиқ тор бекәтлириниң әркин сөһбәт мунбири болған чайханилирида тордашлар билән қизғин муназирә ичидә өткүзидиғанлиқини билдүргән маһирә ханим, 5 - июл вәқәсидин кейин йеңидин қурулған уйғурчә тор бекәтлиридә әркин муназирә елип беришқа болидиған чайханилар бар болсиму, әмма чайханиларға киридиғанларниң илгирикидин зор дәриҗидә азийип кәткәнликини, киргәнләрниңму сөз һәрикәттә толиму еһтиятчан икәнликини билдүрди.

Мутәллип әпәнди һәм маһирә ханимлар өз баянида йәнә,нөвәттә вәтән ичидики тор бекәтлиридә һөкүмәт даирилириниң тор контроллуқи илгирикидинму күчәйгәнлики үчүн, чәтәлләрдики уйғурларға аит учурларни илгирикидәк әркин һалда муназирә мәйданлириға йоллаш имканийитиниң йоқ икәнликини, гәрчә чайханиларда тордашлар билән параңлашқанда уйғурларға аит йеңи учурларни тордашларға билдүрүш имканийити болсиму, әмма өзи һәм өзигә охшаш чәтәлләрдә яшаватқан уйғурларниң вәтән ичидики тордашлириниң бихәтәрликидин әнсиригини үчүн, сиясий қаратмилиқи күчлүк болған учурларни амал бар йоллимайдиғанлиқини билдүрди.

Игилигән учурлардин мәлум болушичә, хитай һөкүмити интернетни контроллуқини күчәйткән әһвал астидиму уйғурлар йәнила тор тосалғулирини бөсүп өтүш қатарлиқ түрлүк амаллар арқилиқ, уйғурларға аит хәвәр учурларни игиләп турған.

Хитай тилидики тор бекәтлиридә интернет контроллуқиниң уйғур тилидики тор бекәтлиридәк күчлүк әмәсликини билдүргән мутәллип әпәнди һәм маһирә ханимлар йәнә нөвәттә өзлириниң уйғурларға аит хәвәр учурларни хитай тилидики тор бекәтлиридин көридиғанлиқини, вәтән ичидики нурғунлиған уйғурларниң болса чәтәлләрдики уйғурларға аит хәвәрләрни һөкүмәтниң контроллуқи бирқәдәр аҗиз болған, торға чиқиш имканийити болған телефонлар арқилиқ көридиғанлиқини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.