Истанбулда үрүмчи вәқәсиниң бир йиллиқи мунасивити билән ахбарат елан қилиш йиғини өткүзүлди
Мухбиримиз арислан
2010.07.01
2010.07.01

RFA Photo / Arslan
Йиғинға түркийидә паалийәт қиливатқан вә шәрқий түркистан мунбиригә әза болған аммиви тәшкилатлардин шәрқий түркистан вәхпи, шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан көчмәнләр җәмийити, шәрқий түркистан мәдәнийәт вә һәмкарлиқ җәмийити, шәрқий түркистан яшлар тәшкилати, шәрқий түркистан һәмкарлиқ җәмийити, явроасия тәтқиқат вә иҗтимаий хизмәтләр вәхпи қатарлиқ аммиви тәшкилатларниң мәсул вә әзалири қатнашти. Йиғинға йәнә көплигән ахбаратчилар тәклип қилинди.
Йиғинға шәрқий түркистан мунбири тәшкилатиниң мәсуллиридин һамут көктүрк риясәтчилик қилди, йиғинда исмаил чингиз ечилиш нутқи сөзлиди вә шәрқий түркистан мунбири һәққидә доклат бәрди. Йиғинда дуня уйғур қурултийиниң муавин рәиси сийит түмтүрк, шәрқий түркистан мунбиригә вакалитән 5 - июл үрүмчи вәқәсигә алақидар сөз қилди.
Йиғинға адаләт вә тәрәққият партийиси, милләтчи һәрикәт партийиси, җумһурийәт хәлқ партийиси, түркийә партийиси қатарлиқ сиясий партийә вәкиллири вә инсаний ярдәм вәхпи, мәзлумлар җәмийити, дуня түрклири ирқдаш хәлқләр хизмәт җәмийити қатарлиқ аммиви тәшкилат мәсуллири қатнашти.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.