Рабийә ханим 5 - июл вәқәсини хәлқара җәмийәтниң мустәқил тәкшүрүп ениқлишини тәләп қилди
Мухбиримиз вәли
2010.07.02
2010.07.02

RFA Photo
Баш оргини лондондики хәлқара кәчүрүм тәшкилати бүгүн, бәшинчи июл вәқәси тоғрисида мәхсус доклат елан қилип, хитай һөкүмити бир йилдин буян пүтүн дуняни җавабсиз қалдурған соалларға, әмди чоқум җаваб бериши керәкликини көрсәтти.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати бүгүн үрүмчи вәқәси тоғрисида елан қилған 35 бәтлик доклат, уйғурларниң бу райондики кимлики, үрүмчи шәһиридә туруватқан аһалиләрниң әһвали, миллий кәмситишкә учраш, уйғурларниң 'тәң-баравәрлик', 'адаләтлик ' дәп шуар товлап намайишқа чиқиши, намайишниң қораллиқ бастурулуши, көчмән хитайларниң қозғиған һуҗумлири, һөкүмәт тәрипидин чәкләнгән учурлар, намайиш қилған уйғурларниң сотлиниши, омуми баһа, хитай һөкүмитигә соал... Қатарлиқ көп бапларға бөлүп йезилған.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бу доклатида, хитай һөкүмити бултур 7 - айниң 5 - күни уйғурлар өткүзгән намайишни бастурғандин буян, та һазирға қәдәр пүтүн дуняни җавабсиз қалдурған соалларға әмди чоқум җаваб бериши керәклики көрситилгән. Хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бу доклат арқилиқ хитай һөкүмитидин сориған соаллири 5 - июл вәқәси сәвәбидин қанчә адәм тутулди? вәқәдә қанчә адәм өлди? кимни ким өлтүрди? қандақ өлтүрди? немә үчүн? уни хитай һөкүмити қандақ бир тәрәп қилди? немигә асасән?... Дегән соаллардин ибарәт.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим бүгүн хәлқара кәчүрүм тәшкилати уйғурлар һәққидә елан қилған бу доклатни қизғин қоллиди.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимниң баян қилишичә, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң бу доклатида хитайдин соралған бу соаллар, дуня уйғур қурултийи бир йилдин буян хитайдин сорап келиватқан соаллар, хитай буниңға җаваб берәлмиди. Әмма, бу соаллар хәлқарада етибарсиз қалмиди. Бу соалларни бүгүн хәлқара кәчүрүм тәшкилати йәнә бир қетим дуняға көтүрүп чиқти.
Дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханимму, худди хәлқара кәчүрүм тәшкилатиға охшашла, пүтүн дунядики һәр қайси дөләтләрдин, бултур үрүмчидә йүз бәргән 5 - июл вәқәсини мустәқил тәкшүрүп ениқлашни тәләп қилди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.