'5 - Июл вәқәси'ниң бир йиллиқи мәзгилидә, ахбарат васитилиригә болған назарәт күчәйтилди

Радиомиз игилигән учурларға қариғанда, "5 - июл вәқәси" ниң бир йиллиқи мәзгилидә, уйғур аптоном райони даирилири, район тәвәсидә қаттиқ бихәтәрлик тәдбирлири алған. Шуниң билән биллә ахбарат васитилиригә болған назарәтниму күчәйткән.
Мухбиримиз миһрибан
2010.06.21
Urumqi-xitay-saqchiliri-Uyghur-mehelliside-tekshurush-305.jpg Сүрәт, 17 - ийул күни, үрүмчидики уйғур районидин айриливатқан бир уйғур машинисини хитай сақчилириниң тәкшүрүватқан көрүнүши.
AFP Photo

Уйғур елидә бихәтәрлик тәдбирлириниң күчәйтилгәнликигә аит аламәтләрни йеқинда бу һәқтә чиқирилған уқтурушлар вә үрүмчи кочилирида көпәйтилгән чарлаш аптомобиллиридин көрүвелиш мумкин.

Мәлум болушичә, аптоном районлуқ хәлқ һөкүмити, партком вә җамаәт хәвпсизлик назарити йеқинда бирләшмә уқтуруш чиқирип, һәрқайси вилайәт, наһийә, идарә - җәмийәт вә мәктәпләрдин өз тәвәсидә бихәтәрлик тәдбирлирини күчәйтишни һәмдә туюқсиз йүз бериш еһтимали болған вәқәләргә қарита тәдбир қоллинишни тәләп қилған.

Радиомиз уйғур бөлүмигә учур йәткүзгән, әмма өзини ашкарилашни халимиған бирәйләнниң билдүрүшичә, һазир үрүмчи кочилирида қораллиқ сақчилар йәнә көпәйтилгән. Шәһәр кочилирида кечиси чарлаш елип баридиған сақчи машинилириниңму сани алдинқи бирнәччә айдикидин көрүнәрлик ашқан. Шәһәр кочилирида кечиси чарлаш елип баридиған броневикларму уйғурлар зич олтурақлашқан районлардики чарлаш қетим санини көпәйткән.

Үрүмчидә ахбарат саһәсидә ишләйдиған бирәйләнниң билдүрүшичә йәнә, аптоном районлуқ ахбарат - нәшрият идариси, аптоном район тәвәсидики һәрқайси гезитхана, радио - телевизийә органлириға, " 5 - июл вәқәси"гә даир хәвәрләрни ишләштә, диққәт қилидиған мәсилиләр һәққидә ички җәһәттин мәхсус уқтуруш тарқатқан.

Уқтурушта, "5 - июл үрүмчи вәқәси"ниң бир йиллиқи аз қалған мәзгилдә, бултур районда йүз бәргән тоқунушқа аит хәвәр - мулаһизиләрни аз бериш, бу һәқтә йезилған хәвәрләр чоқум қайта - қайта тәкшүрүш вә тәстиқтин өтүш арқилиқ елан қилиниш тәләп қилинған.

Бу һәқтики хәвәр хоңкоңдики "миңбав" гезитидиму дәлилләнгән. Гезитниң түнүгүнки хәвиридә көрситилишичә, "уйғур аптоном районидики һәрқайси ахбарат органлиридин '5 - июл үрүмчи вәқәси'гә мунасивәтлик хәвәрләрни аз бериш, һәтта бәрмәслик тәләп қилинған."
 
Хитай һөкүмәт даирилири йәнә, қирғизистанда давамлишиватқан миллий тоқунуш һәққидики хәвәрләрни бериштә еһтият қиливатқан болуп, "миңбав" гезитидики хәвәрдә дейилишичә, хитай һөкүмити һәрқайси өлкә - шәһәрләрдин қирғизистан вәқәсигә даир хәвәрләрни бериштә, шинхуа агентлиқиниң хәвирини асас қилишни тәләп қилған.

Радиомизға учур йәткүзгән кишиниң билдүрүшичә, уларға бу һәқтә мәхсус йиғин ечилип, қирғизистан вәзийитигә аит хәвәрләрни шинхуа агентлиқиниң хәвирини тәрҗимә шәклидә бериш, қирғизистанда давамлишиватқан миллий тоқунуш һәққидә мулаһизә мақалилири бәрмәслик тәләп қилинған.

 Оттура асия вәзийитини уйғур аптоном райониға бағлап көзәткүчиләрниң қаришичә, нөвәттә өзбек -қирғиз милләтлири арисидики миллий тоқунуш, оттура асияниң бир қисми болған уйғур аптоном райониғиму тәсир көрситиши мумкин икән.

"Шәпә журнили"ниң муһәррири җаң вейго әпәнди бу һәқтики қаришини оттуриға қоюп мундақ деди: "уйғурларға нисбәтән елип ейтқанда, аптоном район тәвәсигә көчүп кәлгән хитай көчмәнлиригә қариғанда, улар оттура асияда яшайдиған өзбек, қазақ, қирғиз қатарлиқ қериндаш түркий хәлқләрни бәкрәк йеқин дәп һесаблайду. Униң үстигә қазақистан, қирғизистан вә өзбекистанда 1 милйон әтрапида уйғур яшаватиду. Шуңа оттура асияда йүз бәргән һәрқандақ бир әһвал уйғурларниң диққитини қозғайду. Хитай коммунист һөкүмитиму бу нуқтини яхши чүшиниду. Шуңа " 5 - июл вәқәси"ниң бир йиллиқи мәзгилидә, қирғизистанда йүз бәргән бу қетимқи миллий тоқунуш хитай коммунист һөкүмитини оттура асиядики дөләтләргә қариғандиму бәкрәк әнсиритивәтти. Һазир уйғур аптоном район һөкүмәт даирилириниң " қирғизистан вәзийитигә аит хәвәрләрни шинхуа агентлиқиниң хәвиригә асасән беришни тәләп қилишиму мана мушу хил әнсирәш сәвәбидин болуватиду әлвәттә."

Җаң вейго әпәндиниң қаришичә, қирғизистандики һазирқи муқимсизлиқ амиллири, хитай һөкүмитиниң райондики иқтисадий мәнпәәтигиму биваситә тәсир көрситидиған болуп, әгәр қирғизистандики тоқунуш, оттура асиядики пәрғанә вадиси дәп аталған, өзбекистан, таҗикистан, афғанистан қатарлиқ дөләтләргә кеңәйсә бу хил тинчсиз вәзийәт алди билән хитайниң бу дөләтләргә чегридаш болған уйғур аптоном райониниң иқтисадий тәрәққияти, һәм райондики хитай ширкәтлириниң мәнпәәти биваситә зиянға учрайдикән.

Шуңа бу хил әһвал астида, хитай һөкүмити әлвәттә районда һәрбий күчини күчәйтиш, учур васитилирини контрол қилиш қатарлиқ барлиқ васитиләрни қоллинип, уйғурларға болған назарәт вә контроллуқни техиму күчәйтидикән.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.