Яридар рабийгүл ясин: маңа чәтәлдин кәлгән 500 доллар ярдәм пул сақчиларни угисидин қозғивәтти
2012.06.29
Рабийгүлниң нөвәттә давалиништа қийинчилиқ тартиватқанлиқини аңлиған америкидики бир уйғур рабийгүл ясинға ярдәм йосунда 500 доллар пул әвәтип бәргән. Оқ етип яриландурулғандин кейин, сақчиларниң кари болмиған, һәтта сақчи органлириға издәп барсиму, гепигә һечким қулақ салмиған рабийгүл, чәтәлдин 500 доллар тапшурувалғандин кейин, бирдинла хитай сақчилириниң диққәт мәркизигә айланған. Сақчиниң охшимиған органлиридин хадимлар келип бәзилири рабийгүлдин һал сориса, бәзилири тәһдит салған.
2009 - Йили 7 - айниң 13 - күни кечә саәт 1 мәзгилдә хитай сақчилири дөңкөврүкитики уйғурлар олтурақлашқан бир қороға бастуруп киргән. Бу күнләрдә үрүмчи кочилирида хитай пуқралири уйғурларға һуҗум қиливатқан болғачқа, сақчилар қорода еғир вәһимә пәйда қилған. Қорода олтурушлуқ аһалиләрдин рабийгүл ясин өйиниң арқа деризисидин өзини сиртқа атқан вә арқа һойлидики һарвиниң тегигә мөкүвалған. Хитай сақчилири рабийгүлни 5 метир арилиқта көрүп туруп, униңға қаритип 5 пай оқ атқан вә бир пай оқ тәккән, у ярилинип һушсизланғандин кейин, уни һарвиниң тегидин тартип чиққан. Рабийгүл түрмә дохтурханисида 4 ай койза - кишәнлик һаләттә давалитилған. Сақчилар рабийгүлни хата атқанлиқини билгәндин кейинму, униңға төләм бәрмигән, әпу соримиған, пәқәт чала давалап ташлап қоюп кари болмиған. Рабийгүлниң ишсизлиқи вә қийинчилиқлирини уққан чәтәлдики бир уйғур униңға аз миқдарда пул әвәтип униңға болған һесдашлиқини билдүргән. Буниң билән рабийгүл ясин хитай сақчилириниң қайтидин диққәт мәркизигә айланған.
Өзини тәңритағ районлуқ сақчи идарисидин дәп тонуштурған бир хадим рабийгүлдин һал сорап кәлгән вә тәләплирини сориған. Рабийгүл бу сақчиниң соаллириға җаваб беришни рәт қилған вә өйидин чиқип кетишини тәләп қилған; әтиси бахуляң сақчиханисидин икки хадим келип, чәтәлдин кәлгән пулни сүрүштә қилған; өгүни өзиниң бейҗиңдин кәлгәнликини ейтқан йәнә бир хадим чәтәлдин кәлгән телефонни алмаслиқни тапилиған. Рабийгүл сақчилардин алди билән өзини хата һалда атқан сақчини җазалашни, ярисини толуқ давлалиитишни вә тартқан маддий вә мәнивий зийини төләп беришини тәләп қилған. Бу әмәлгә ашқанда, өзиниң һечқандақ ярдәмгә еһтияҗи қалмайдиғанлиқини вә өзини издәйдиған чәтәл телефониниңму өзликидин тохтайдиғанлиқини ейтқан.
Һөрмәтлик радио аңлиғучилар, рабийгүл йәнә, өзиниң түрмә дохтурханисидики чеғида көплигән ечинишлиқ вәқәләргә шаһид болғанлиқини, нөвити кәлгәндә бу һәқтиму мәлумат бериштин өзини тартмайдиғанлиқини билдүрди.