Уйғур аптонум райони җ х органлири "актип" хизмәт қилғанлиқи үчүн тәқдирләнди


2005.10.12

wanlequan.jpg
Хитай даирилириниң уйғур елидики партком секритари ваң лечүән. AFP

Хитай җамаәт хәвпсизлик минситирлиқиниң чаршәнбә күни тор бетидә елан қилған хәвиридин ашкарилинишичә, 9 - айниң 23 - күнидин 1 - өктәбиргичә, йәни хитай мәркизи сиясий бюросиниң даимий һәйәт әзаси, мәркизи сиясий қанун комитетиниң секритари логән уйғур елини зиярәт қилған мәзгилдә, уйғур елидики һәр дәриҗилик җамаәт хәвпсизлик органлиридики сақчилар, қораллиқ сақчи қисимлири, чегра мудапиә хадимлири, от өчүрүш хадимлири қатарлиқлар бирдәк "аманлиқни қоғдаш" вәзиписигә сәпәрвәр қилинди.

"Чоң, йошурун хәвп" ләр бит-чит қилинған

Хәвәрдин мәлум болушичә, улар қаттиқ тәдбир қоллинип, уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 - йиллиқини хатириләш паалийәтлири җәрянида вәқә йүз беришиниң алдини алалиғанлиқи үчүн, хитай җамаәт хәвпсизлик министири җув юңкаң алаһидә уқтуруш чиқирип уларни тәқдирлиди.

Җувюңкаң сөзидә "уйғур елидики һәр дәриҗилик җамаәт хәвпсизлик органлири уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини хатириләш җәрянида 'үч хил күч' кә зәрбә берип 'парлақ' нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди. Бир йүрүш чоң, йошурун хәвпләрни битчит қилди. Мәркизий вәкилләр өмикиниң бихәтәрликигә капаләтлик қилип, шинҗаң райониниң җәмийәт муқимлиқини сақлиди" дәп билдүрди.

Әмма у, уйғур аптонум районлуқ җамаәт хәвпсизлик даирилириниң бу мәзгилдә қандақ " йошурун хәвп" ләрниң алдини алғанлиқини чүшәндүрмиди. Бу һәқтә мәлумат игиләш үчүн уйғур аптонум районлуқ җамаәт хәвпсизлик назаритиниң баш қоманданлиқ штабиға телефон қилған болсақму, нөвәтчи сақчи хадим, бу һәқтики учурларни ашкарилиялмайдиғанлиқини ейтти.

"Байрам" дин бурунқи зәрбә бериш

Илгири зияритимизни қобул қилған уйғур елиниң ақсу, қәшқәр вә хотән қатарлиқ җайлиридики җамаәт хәвпсизлик органлири юқириниң буйруқи бойичә, уйғур аптонум райониниң 50 йиллиқи мунасивити билән бихәтәрлик хизмитини чиң тутиватқанлиқини етирап қилған иди. Тоқсу наһийисидики бир сақчихана хадими болса өзлириниң йезиларда чарлаш хизмитини күчәйткәнликини билдүргән иди.

Хитай мәтбуатлириниң өткән айда елан қилған хәвәрлиридин ашкарилинишичә, уйғур аптонум районлуқ җамаәт хәвпсизлик даирилири йәнә өктәбир мәзгилидики " бихәтәрлик" кә капаләтлик қилиш үчүн, уйғур аптонум райони миқясида 7 - айдин башлап" 100 күнлүк қаттиқ зәрбә бериш һәрикити" елип барған. Улар һәрикити җәрянида һәр қандақ хилдики қанунға хилап җинайи һәрикәтләргә қарита юқири бесим билән қаттиқ зәрбә бериш, террорлуқ вә зораванлиқ җинайәтләргә зәрбә беришни техиму күчәйтишни оттуриға қойған . Буниңдин сирт, җәмийәткә тарқилип кәткән қорал- ярақ вә партлатқуч боюмларни барлиқ күч билән контрол қилиш вә мусадирә қилишму бу һәрикәттики муһим вәзипиләрниң бири қилинған иди.

Арқидин бу һәрикәтниң нәтиҗиси сүпитидә хитай даирилири, ақсудики уйғур мустәқиллиқини яқлайдиған тәшкилатниң башлиқи дәп қариған абдулла қурбанни етип өлтүргәнлики, уйғур елиниң чәрчән вә чақилиқ наһийилиридә езиз барат вә осман муса исимлик икки уйғур деһқанни" өйидә қанунсиз партлаш боюмлирини сақлиған" дәп әйибләп қолға алғанлиқи һәққидики хәвәрләрни елан қилди.

Хитай даирилири йәнә муқимлиқни қоғдаш намида үрүмчи қатарлиқ җайларда кимлик кинишкиси йоқ кишиләрни тәкшүрүп тазилаш, түрмидин қоюп берилгән кишиләрни нуқтилиқ назарәт қилиш, кишиләр топлашқан сорунларни назарәт қилиш, аммивий әрз сунуш паалийәтлириниң алдини елиш қатарлиқ тәдбирләрни қолланди.

"Тоқмақ астидики тәнтәнә"

Уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчилири хитай һөкүмитиниң уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида елип барған бу хил юқири бесимлиқ бастуруш сиясәтлирини тәнқид қилип, бу қетимқи мурасимларниң "тоқмақ астидики тәнтәнә" болғанлиқини билдүрди.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит әпәнди, уйғур аптонум районлуқ җ х органлириниң бу хил қаттиқ бастуруш тәдбирлирини елип барғанлиқи үчүн мәркәзниң алаһидә мукапатиға еришкәнликигә баһа бәрди.

Униң билдүрүшичә, хитай һөкүмити бир тәрәптин хитай һөкүмити хитай җамаәт хадимлирини уйғурларни бастурушқа илһамландурған. Йәнә бир тәрәптин, уйғур аптонум районлуқ парткомниң секритари ваң лечүән 8 - айда дуня җамаәтчиликигә , аталмиш уйғур террорчилириниң террорлуқ һәрикәтләрни пиланлаватқанлиқини елан қилған. Бирақ, аптонум район қурулғанлиқиниң 50 йиллиқини тәбрикләш мәзгилидә һечқандақ вәқә йүз бәрмиди. Хитай җамаәт хәвпсизлик министирлиқи ваң лечүәнниң сөзини растқа чиқириш үчүн, уйғур елидә вәқә садир болмиғанлиқини җ х хадимлириниң төһписи дәп көтирип чиққан. Әмәлийәттә, уйғур елидә һечқандақ вәқә йүз бәрмигәнлики, хитай һөкүмитиниң уйғур мустәқилчилирини "террорчи" дәп әйиблишиниң сәпсәтә икәнликини көрситип, уйғур сиясий һәрикитиниң тинчлиқ вә демократик йосунда елип бериливатқанлиқини испатлиған.

Гүлдүри бар, ямғури йоқ

Хитай һөкүмити тәшвиқатлирида уйғур аптонум райони қурулған 50 йилдин буян, уйғур қатарлиқ һәр милләт хәлқиниң хитай компартийисиниң йетәкчиликидә "аләмшумул нәтиҗиләрни қолға кәлтүрди, милләтләр иттипақ, җәмийәт тинч, муқим вә параван" дәп билдүрүп кәлмәктә.

Атақлиқ уйғур кишилик һоқуқ паалийәтчиси, хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийитиниң рәиси рабийә қадир ханим, хитай һөкүмитиниң уйғур аптонум райони қурулғанлиқиниң 50 йиллиқи һарписида бихәтәрликни шунчә күчәйтишиниң хитайниң юқириқи тәшвиқатиниң пут тирәп туралмайдиғанлиқини көрситидиғанлиқини, хитайниң 50 йиллиқ тәбриклишиниң уйғурларға һечқандақ хошаллиқ елип кәлмәйдиғанлиқини билдүргән иди. (Арзу)

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.