11‏ - Сентәбир вәқәсиниң 7 йиллиқи хатирләнди

Буниңдин муқәддәм 7 йил илгири 19 нәпәр терорчи америка һава йоллириниң 4 йолучилар айрупиланини гөрүгә еливелип, ню - йорктики дуня сода мәркизи, вашингтондики америка дөләт мудапиә министирликигә соққан иди.
Мухбиримиз әркин хәвири
2008.09.11
911-Xatirisi-305.jpg Нйу - йорктики 11 - сентәбир вәқәсиниң 7 йиллиқи хатирләш мурасимида қурбан болғанларниң хатирисигә гүл тәқдим қиливатқан кичик қизчақ.
AFP Photo

 Айрупиланларниң бири пенсилванийә штатиниң петисбург наһийиси әтрапида қазаға учриди. Бу дуняни зилзилигә салған 11‏ - сентәбир вәқәси иди. 11 - Сентәбир вәқәси дуняниң йөлинишини өзгәртивәтти. Америка терроризим вә диний әсәбийликкә қарши уруш қозғиғанлиқини җакарлиди.

Бүгүн йәни пәйшәнбә күни америкиниң вашингтон, ню - йорк вә пенсилванийиәниң петисбург наһийисидики айрупилан қазаси йүз бәргән җайда 11 - сентәбир вәқәсиниң 7 йиллиқи хатирлинип вәқәдә өлгәнләр яд етилди. Төвәндә мухбиримиз әркин мәлумат бериду.

11 ‏ - Сентәбир вәқәси йүз берип 7 йилдин кейин америкиниң вашингтон шәһиридики дөләт мудапиә министирлиқиниң бәш бурҗәклик бинаси, нюйорктики дуня сода мәркизи җайлашқан икки бинаниң орнида вә америка бирләшмә һава йоллириниң йолучилар айрупилани қазаға учриған пенсилванийәниң шәнкисвели, дегән йеридә 11 ‏ - сентәбир вәқәсиниң 7 йиллиқини хатириләш мурасими өткүзүлүп, вәқәдә өлгәнләргә еһтирам билдүрүлди. 3000 Ға йеқин адәм өлгән шу қетимқи вәқәдә әң көп адәм өлгән җай ню йорктики дуня сода мәркизиниң қошмақ бинаси иди. Қошмақ бинаниң изида өткүзүлгән пәйшәнбә күнки мурасимда, қатнашқучилар вәқәдә өлгән 2700 адәмгә 4 минут матәмдә туруп, гөрүгә елинған айрупилан бинаға соқулған вә бина өрүлгән чағдики трагедийилик вақитни хатирилиди.

Вәқәдә өлгән қурбанларниң аилә тавабати болса уруқ - туғқанлириниң исмини оқиди. Вашингтондики мурасим болса америка дөләт мудапиә министирлиқиниң бәш бурҗәклик бинаси алдида өткүзүлгән болуп, дөләт мудапиә министирлиқиниң вәқәдә өлгән 184 нәпәр һәрбий вә мәмурий хадимиға матәм билдүрүлди вә уларниң роһиға тикләнгән хатирә мунариниң йопуқи ечилди.

Президент буш бәш бурҗәклик бинаниң алдида хатирә мунариниң йопуқини ечиш мурасимиға қатнашти. У мурасимда сөз қилип, " америка тарихидики әң қабаһәтчилик бир күндә җәсур иш излар барлиққа кәлди. 11 ‏ - Сентәбир вәқәсидин кейин қисимлиримиз террорчиларға чәтәлдә тосуп зәрбә бәргәнликтин бизни улар билән дөлитимиздә йүзлишиштин сақлап кәлди. Бизни 2557 күндин бери америка туприқида йәнә бир қетим һуҗумға учраштин қоғдап кәлгән бу җәсур қиз - йигитләргә рәһмитимизни билдүримиз. Буш бәш бурҗәклик бинаниң алдиға тикилгән хатирә мунариниң мусибәтни толдуралмайдиғанлиқи, лекин бир аз болсиму вәқәдә қурбан болғанларниң аилә тавабати вә дост ‏ - бурадәрлиригә хатирҗәмлик ата қилишини үмид қилди. У мундақ дәйду": кишиләр мәмликәтниң һәр қайси җайлиридин келип, дост ‏ - бурадәрлири вә қәдирдан кишилиригә хәйир дейишкиму үлгүрәлмигән сөйүмлүк кишилирини хатириләш үчүн топланди. Бир хатирә мунари билән сөйүмлүк кишилиридин айрилип қелиш мусибитини толдурғили болмайду".

Ню - йорктики мурасимда нюйорк шәһәр башлиқи блумберг сөз қилип, америкилиқларниң 11 ‏ - сентәбир вәқәси йүз бәргән шу күни " адәттики күнгә охшаш башланған, лекин ахирлишиши мисли көрүлүп бақмиған бир күн " гә дуч кәлгәнликини билдүрди. Блумберг" биз бүгүн әтигәндә ню - йорклуқлар, америкилиқлар вә йәр шари пуқраси болуш сүпити билән 95 дөләт вә райондин келип, шу күнки вәқәдә һаятидин айрилған бигунаһ кишиләрни хатириләватимиз" дәп көрсәтти. Шу күни йәнә җумһурийәтчиләр партийисиниң президент намзати җон микейн билән демократлар партийисиниң президент намзати барак обама нюйорктики дуня сода мәркизи бинасиниң изини зиярәт қилип, 11 ‏ - сентәбир вәқәсидә өлгәнләрни хатирилиди. Җон микейн йәнә шу күни әтигәндә пенсилванийә штатиниң питисбург наһийисидики шәнкисвели базири әтрапида өткүзүлгән хатириләш мурасимиға қатнашқан.

Террорчилар 2001 ‏ - йили 11 ‏ - сентәбирдә булиған 4 данә америка йолучилар айрупиланиниң бири, америка бирләшмә һава йоллириниң 93 ‏ - номурлуқ йолучилар айрупилани иди. Лекин бу айрупилан вашингтон шәһиридики көзләнгән нишанға йетәлмәй, пенсилванийиниң питисбург наһийисидики шәнкисвели базириниң әтрапида чүшүп кетип, айрупиландики 44 адәмниң һәммиси қазаға учрайду. Әйни чағда айрупиландики йолучилар гөрүгә тутқучилар билән елишқан вә террорчиларниң айрупиланни ақсарай яки америка дөләт мәҗлис бинасиға соқушиниң алдини алған, дәп қаралмақта. Җон микейин шәнкисвелидики мурасимда йолучиларниң батурлиқини махтиди. У мундақ дәйду": мән бурун бүйүк мәрданилиқлар вә америка үчүн бәдәл төлигәнләргә шаһит болуш шан ‏ - шәрипигә еришкән идим. Лекин буларниң һеч бири һәл қилғуч дәқиқиләрниң пәйтини игиләп, тәһдитни тонуш вә һаятини қурбан қилиш бәдилигә күрәш қилишни қарар қилиштәк улуғвар әмәс".

Демократлар президент намзати барак обама 11 ‏ - сентәбирни хатириләш мунасивити билән елан қилған баянатида " террорчиларниң 11 ‏ - сентәбир вәқәсидики җавабкарлиқи йәнила наһайити зор, уларни адаләт сәһнисигә елип чиқиш зөрүр", дәп көрсәтти. Президент буш америкиниң әң негизлик дәвридә вәзипә өтигән америка рәһбәрлириниң бири болуп һесаблиниду.

Ақсарайниң баянатчиси дана пәрино," президент һәр күни уйқудин қопқанда вә ухлаштин бурун 11 ‏ - сентәбир вәқәсини ойлайду " дәп көрсәтти. Бүгүнки паалийәт бушниң һоқуқтики мәзгилидә 11 ‏ - сентәбир вәқәсини ахирқи қетим хатирилишидур.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.