Б д т хитайни уйғур вә тибәтләргә адил муамилә қилишқа чақирди
Мухбиримиз әркин
2009.08.31
2009.08.31
www.un.org/durbanreview2009 Дин елинди.
Йиғинда хитай вәкили хитайниң ирқий хатирисини ақлиған. Уйғурларниң вәкили болса хитайниң бу җәһәттики хатирисини тәнқидлигән иди. Б д т ерқий кәмситишкә қарши туруш комитети Алдинқи күни хуласә доклати елан қилип, хитайға бәзи тәклип пикирләрни бәрди.
Б д т ниң ирқий кәмситишкә қарши туруш комитети хитайниң ирқий кәмситиш хатирисини көрүп чиқип, алдинқи күни хуласә доклати елан қилди. Хуласә доклатида хитай даирилириға хитайда ирқий кәмситишни түгитишкә даир бәзи тәклип пикирләр берилгән болуп, даириләрни уйғур вә тибәт қатарлиқ чегра райондики йәрлик милләтләргә адил муамилә қилишқа чақирған.
Хуласә доклатида хитай һөкүмити чегра районларда милләтләр арисидики мунасивәтниң наһайити җидди әһвалға келип қелишидики сәвәбләр үстидә чоқум соғуққанлиқ билән ойлишишни, болупму уйғур аптоном райони вә тибәт аптоном районида йүз бәргән миллий тоқунушниң келип чиқиш сәвәби үстидә соғуққанлиқ билән ойлишишни тәләп қилған.
Дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса башчилиқидики бир вәкилләр өмики б д т ирқий кәмситишкә қарши туруш комитетиниң җәнвәдики йиғиниға хәлқара аммиви тәшкилатлар намида қатнишип, хитай ирқий кәмситиш хатирисини тәнқидлигән һәмдә уйғур хәлқиниң еғир миллий вә ирқий кәмситишкә дуч келиватқанлиқини илгири сүргән иди. Долқун әйса б д т ниң хуласә доклатидики хитайға бәргән тәклип пикирләрни қарши алидиғанлиқини, лекин йетәрлик, дәп қаримайдиғанлиқини билдүрди.
Б д т ниң "хуласә характерлик тәклип пикири" дә алаһидә тәкитләнгән мәсилиләрниң бири, 2008 - йили 3 - айдики лхаса вәқәсидә қолға елинған тутқунлар билән бу йил 5 - июлдики үрүмчи вәқәсидә қолға елинған тутқунларға инсани муамилә қилиш, уларниң ичидики җазалинидиғанларни хәлқара әһдинамилардики бәлгилимиләргә асасән адиланә сотлаш мәсилисидур.
Хитай һөкүмити бу йил 5 - июлдики үрүмчи вәқәсидә тутқун қилинғанлар вә рәсми қолға елинғанларниң һәқиқи сани тоғрисида зиддийәтлик мәлуматларни бәргән. Даириләр вәқәдә тутқун қилинғанларниң ичидики 718 адәмниң қолға елинғанлиқини елан қилған болса, "хәлқ гезити" булар ичидики аз дегәндә 200 кишиниң пат йеқинда сотлинидиғанлиқини билдүргән. Лекин, уйғур аптоном райони һөкүмити болса 200 кишиниң пат йеқинда сотлинидиғанлиқини рәт қилған иди. Долқун әйса хәлқара җәмийәтниң зиммисидики әң җидди мәсилә 5 - июлдики вәқәдә қолға елинғанларни қутқузуш, уларниң һаятини сақлап қелиш икәнликини билдүрди.
Б д т йәнә хитайниң ирқий кәмситишкә қарши қанун мақуллап, б д т ниң ирқий кәмситишкә мунасивәтлик әһдинамисиниң роһини қобул қилиш, адәмләрни ирқий, терисиниң рәңги, уруғи, миллити вә қияпитигә қарап кәмситишни қәтий чәкләш, кишиләрни әркинлик вә түрлүк һоқуқлардин тәң бәһриман қилиш, нопус түзүмини ислаһ қилиш, аз санлиқларниң хизмәт, иҗтимаий суғурта, сәһийә вә маарип параванлиқиға охшаш капаләтлик қилиш, әдлийә һоқуқини хәлқара өлчәмгә асасән ишлитип, әмгәк билән өзгәртиш түзүми вә мәмурий тутуп турушни чәкләш, аз санлиқларға бәлгиләнгән қанун - түзүмләрни чекидин ашурувәтмәслик қатарлиқлар тәклип пикирләрни бәргән.
Шветсийидики уйғур муһаҗири, хитайниң пакистандики әлчиханисиниң сабиқ дипломати әнвәр рахман әпәнди болса уйғурларниң ирқий кәмситишкә учришиниң мәнбәәси хитайниң өз қанунидики уйғурларға бәргән һоқуқни иҗра қилмайватқанлиқида, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.
Б д т ирқий кәмситишкә қарши туруш комитети өзиниң "хуласә характерлик тәклип пикири"дә йәнә хитайда ирқий кәмситишкә қарши қануни дава - дәстур вә әдлийә тармақлириниң бу түрдики дава дәстурларни сораш әһвали наһайити аз учрайдиғанлиқини, хитай даирилириниң бу түрдики дава - дәстурниң хитайда наһайити аз йүз беришидики сәвәбкә изаһат беришини тәләп қилип, буниңға "давагәрләргә ярдәм қилидиған үнүмлүк йолниң йоқлиқи сәвәб боливатамду ? яки давагәрләрниң өз һоқуқини чүшәнмәслики, уларниң өч елиштин қорқиватқанлиқи вә яки сақчиларға, әдлийә органлириға ишәнмәслики шундақла даириләрниң бу түрдики вәқәләргә көңүл бөлүши вә сәзгүрлүкиниң йетәрсизлики сәвәб боливатамду ? " дәп тәкитлигән.
Долқун әйса болса 5 - июлдики үрүмчи вәқәси хитай даирилириниң уйғурларға йүргүзгән ирқий кәмситиш сияситиниң мәһсули, дәп қарайдиғанлиқини, уйғур хәлқи җәмийәтниң пүтүн саһәләрдә ирқий вә миллий кәмситишкә учраватқанлиқини билдүрди.
Б д т тәклип пикридә хитайға бәзи мәсилиләрдә иҗабий баһа берип, хитайниң "кишилик һоқуқ һәрикәт пилани"ни қарши алидиғанлиқини тәкитлигән.