Вашингтондики юмилақ үстәл йиғинида уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилиси музакирә қилинди

Вашингтондики кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң йиғин залида чақирилған юмилақ үстәл йиғини 20 - май чаршәнбә күни елип берилди. Бу йиғинда дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим, дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитети мудири кара абрамсон ханим вә кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати террорлуққа қарши туруш мәслиһәтчиси стәйсий селливен ханимлар сөз қилди.
Мухбиримиз ирадә
2009.05.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Rabiye-xanim-sozde-305 Рабийә қадир ханим америка парламенттидики мәлум йиғинда сөздә.
UAA Photo

Йиғинда уйғур дияриниң һазирқи кишилик һоқуқ вәзийитидики йеңи өзгиришләр вә гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларниң мәсилилири музакирә қилинди.

Йиғинда уйғур дияридики инсан һәқлири дәпсәндичиликлири уйғур дияриниң вәзийитиниң күндин ‏ - күнгә начарлап кетиватқанлиқи, хитайниң пиланлиқ һалда йөткәватқан хитай аққун нопусиға қарши уйғурларниң өз кимликини қоғдап қелиш үчүн муҗадилә қиливатқанлиқи оттуриға қоюлди.

Йиғинда алди билән кишилик һоқуқ паалийәтчиси, дуня уйғур қурултийиниң рәиси рабийә қадир ханим сөз қилди. У сөзидә өзиниң хитай түрмилиридә өлүп кетиш иеһтималиниңму барлиқини әмма америкидики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қутқузуп чиққанлиқини баян қилди.

Рабийә қадир ханим уйғурдияриниң вәзийитиниң интайин начарлишип кетиватқанлиқини вә уйғурларниң 11 - сентәбир вәқәсиниң қурбани болғанлиқини ейтип өтти.
   
Рабийә ханим қилған сөзидә хитай һөкүмитиниң уйғурлар үстидин елип бериватқан һәр хил бастуруш вә ирқий тазилаш һәрикәтлиридин мәлумат бәрди. У өсөзидә уйғур оқуғучилириниң шинҗаң синиплири нами астида ичкиригә елип кетилгәнликини, той қилиш йешиға йәткән қизларниң иш бериш баһаниси билән мәҗбурий һалда ичкиригә йөткиливатқанлиқини оттуриға қойди. Буниң сиртида у йәнә уйғур диярида мәктәпләрдә муәллимләрни хитайчә дәрс берәлмигәнликини баһанә қилип иштин бошутиватқанлиқини деди. У сөзидә йәнә уйғур деһқанлириниң йәрлиридин айрилип ичкиридин чиққанларға мәдикар болуп ишләйдиған һалға чүшүп қалғанлиқини ейтип өтти.
       
Рабийә қадир ханим сөзидә йәнә, америкидики кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң һәргизму хитай дегән қарилашларға ишәнмәсликини вә бу тәшкилатларниң уйғур дияриға өзлири берип тәкшүрүш елип бериши керәкликини ейтти.

Рабийә қадир ханимниң сөзи ахирлашқандин кейин, дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитети мудири кара абрамсон ханим сөз қилди. У сөзиниң бешида йиғин қатнашқучилириға уйғурлар һәққидә қисқичә мәлумат берип өткәндин кйейин, уйғурларниң һазирқи кишилик һоқуқ вәзийти үстидә мәлумат бәрди. У мундақ деди: "    уйғур дияриниң кишилик һоқуқ вәзийити күндин ‏ - күнгә начарлашмақта. 2008 - Йилидики инсан һәқлири доклатидин көрүлгинидәк тибәт вә уйғур районида инсан һәқлири дәпсәндичиликлири охшаш давам қилмақта. Хитай дөлити пиланлиқ һалда уйғурларниң миллий кимликини бузушқа тиришмақта. Улар олимпик җәрянида бихәтәрликни баһанә қилиш арқилиқ нурғунлиған кишиләрни қолған алған, кишиләрниң әркин сөзләш һоқуқини боғқан. Бу хил әһваллар хитай дөлити қурулғанлиқиниң 60 йиллиқи шундақла уйғур райониниң хитай һакимийити астиға өткәнликиниң 60 йиллиқини тәбрикләшиниң алдинқи мәзгиллиридә техиму ешип бармақта."

Рабийә қадир ханим хитайларниң уйғур диярида елип бериватқан бастуруш һәрикәтлири үстидә тохтилип мундақ деди: "хитай һөкүмити уйғур диярида һәрхил тәшвиқатлар арқилиқ идийә өзгәртиш һәрикәтлирини елип бармақта. Буниң мәқсити охшимиған көз қараштикиләрни вә мустәқиллиқ тәләп қилғучиларни йоқ қилиш. Уйғур районидики адаләтни иҗра қилғучи орунлар йәнила хитай һакимийитиниң контроли астида болуп, булар хитай һакимийитиниң сияситини йүргүзидиған органларға айлнип қалған. Оқуғучилар болса қаттиқ көзитиш астиға елиниватқан болуп уларниң тәтил мәзгиллиридә бөлгүнчи паалийәтләргә арилишип қалмаслиқи үчүн улар үстидин қаттиқ контрол вә бесим йүргүзүлмәктә. Дини паалийәтләр қатттиқ контрол қилинмақта. Уйғур аптоном районида хитай тили өгинишни вә ишлитишни мәҗбурий таңмақта. Уйғур диярида идарә - органларда ишләйдиғанлар вә хизмәткә орунлишватқанларға қарайдиған болсақ, уларниң асасән хитайлар икәнликини көрүвалалаймиз."
 
Кейин кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң террорлуққа қарши туруш мәслиһәтчиси стәйсй сулливен ханим сөз қилди. У сөзиниң бешида гүәнтанамо түрмиси вә 22 нәпәр уйғурниң бу түрмигә елинип қелиш җәрянини қисқичә баян қилип өткәндин кейин мундақ деди: "    22 нәпәр уйғур гүәнтанамо турмисигә елинғандин кейин, уларниң гунаһсиз болғанлиқи испатланди. Гәрчә уларни хитай өзлиригә қайтуруп беришини тәләп қилған болсиму, америка уларни хитайға қайтуруп бәрмиди. Дәсләпки қәдәмдә америка гәрчә 5 уйғурни қоюп беридиған дөләтләрни издегән болсиму, нурғун дөләтләр уларни қобул қилишни халмиди. Бәзилири уларниң гүәнтанамодин чиққанлиқидин қорқса,йәнә бәзи дөләтләр хитайни хапа қилип қоюштин қорқти. Ахирида албанийә уларни қобул қилишқа қошулди вә бу уйғурлар албанийигә әвәтилди. Гәрчә америка қалған 17 нәпәр уйғурни қоюп бериш үчүн уларни йәрләштүридиған дөләт издәватқан болсиму, техи һазирғичә униңдин бир нәтиҗә чиққини йоқ."

У сөзиниң давамида уйғурларни чоқум америкиниң елиши керәкликини бундақ болғандила гүәнтанамо түрмисини тақашни әмәлгә ашуралайдиғанлиқини ейтип мундақ деди: " обама һөкүмити һакимийәткә кәлгәндин кейин, интайин тезлик билән гүәнтанамода тутуп турулуватқан 7 нәпәр уйғурниң америкиға қоюп берилидиғанлиқини елан қилди. яврупа дөләтлириму обама һөкүмитиниң гүәнтанамони тақаш хизмитигә ярдәмлишидиғанлиқини, әмма буниң үчүн америка һөкүмитиниң алди билән бу уйғурлардин бәзилирини өзлириниң қобул қилиши керәкликини деди. Улар америка бу кишиләрни хәтәрлик әмәс дегән икән чоқум алди билән улар өзлири қобул қилиши керәк, бундақ болғанда бизму қобул қилалаймиз, дейишмәктә. Бизму обама һөкүмитигә охшаш нәрсини тәвсийә қиливатимиз. Америка алди билән өзлири бу уйғурлардин бир қанчини қобул қилғандила, андин башқа яврупа дөләтлиригә уларни қобул қилиш тоғрилиқ бесим ишлитәләйду. Һазир нурғун кишиләр гүәнтанамони тақашни вә тутуп турулуватқанларни қоюп беришни яқилайду. Әлвәттә бу қоюп берилидиғанларниң бешида уйғурлар келиду. Чүнки улар гунаһсиз. Бизниң һазир қилидиғинимиз дөләтләр вә кишиләрни уйғурлар һәққидә мәлумат игиси қилиш, уларға уйғурларниң ким икәнликини тонутуш. Бу интайин муһим вә җиддий бир мәсилә. Әгәр биз гүәнтанамо түрмисини тақаймиз дәйдикәнмиз, чоқум алди билән уйғурларни америкиға қоюп беришимиз керәк."

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.