Истанбулдики уйғурлар 2009 ‏- йиллиқ қурбан һейт байримини бирликтә өткүзди

Дуняниң һәр қайси җайлиридики мусулманлар қурбан һейт байримини қизғин тәбриклимәктә, җүмлидин түркийиниң истанбул шәһиридә яшаватқан уйғурларму шәрқий түркистан вәхпиниң мәркизигә йиғилип қурбан һейт байримини бирликтә өткүзди.
Мухбиримиз арислан
2009.11.30
Istanbulda-Qurban-heyt-305.jpg Сүрәт, 2009 ‏- йили 11 ‏- айниң 29 ‏- күни, шәрқий түркистан вәхпи вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң бирликтә уйуштуруши билән өткүзүлгән қурбан һейт байримини тәбрикләш мурасимидин бир көрүнүш.
RFA Photo / Arslan

2009 ‏- Йили 11 ‏- айниң 29 ‏- күни йәни қурбан һейтниң 3 ‏- күни шәрқий түркистан вәхпи вә шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң бирликтә уюштуруши билән шәрқий түркистан вәхпиниң мәркизидә қурбан һейт байримини тәбрикләш мурасими өткүзүлди. Мурасимға истанбулда яшаватқан уйғурлардин әр ‏- аял вә кичик балилар болуп көп санда киши қатнашти.
 
Мурасимда шәрқий түркистан маарип вә һәмкарлиқ җәмийитиниң рәиси һидайәтулла оғузхан, баш катип доктор алимҗан атавулла, шәрқий түркистан вәхпиниң баш катипи һамут көктүрк қатарлиқ шәхсләр сөз қилип, йиғин иштиракчилириниң вә дунядики пүткүл уйғур мусулманларниң қурбан һейт байримини тәбриклиди.

Мурасимға дуня уйғур қурултийиниң баш катипи долқун әйса әпәндиниң истанбулдики уйғурларниң қурбан һейтни тәбрикләп йоллиған телеграфи оқуп өтүлди. Униңдин башқа йәнә милләтчи һәрикәт партийиси вә түркийә парламент әзаси дәвләт баһчәли вә явроасия бир вәхпи қатарлиқ бир қанчә аммиви тәшкилатларниң мәсуллириниң истанбулдики уйғурларниң қурбан һейт байримини тәбрикләп йоллиған телегирафини һамут көктүрк әпәнди оқуп өтти.

Доктор алимҗан сөзидә, қурбан һейт байриминиң алаһидилики һәққидә тохталғандин кейин уйғурларниң бир йәргә җәм болуп қурбан һейтни бирликтә өткүзүшниң әһмийити һәққидә тохталди.

Кейин мурасимға қатнашқан уйғурлар өз ара саламлишип бир - бириниң қурбан һейт байримини тәбрикләшти вә өз - ара сөһбәтлишип һал әһвал сорашти. Мурасим ахирида тамақ зияпити берилди. Зияпәттин кейин мурасим һаяҗанлиқ ичидә ахирлашти.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.
 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.