Аднан октар: шәрқий түркистандики зулум дуняниң әң муһим вәқәси

Дарвин нәзирийисигә йәни материялизимға қарши язған китаблири билән тонулған түркийилик мәшһур нәзирийәшунас алим шундақла билим тәтқиқат вәхпиниң пәхри рәиси аднан октар әпәнди, йеқинда, самсун телевизийисиниң программисида сөз қилип, 5 ‏- июл үрүмчи вәқәси вә уйғур вәзийити һәққидә тохтилип, шәрқий түркистандики зулум дуняниң әң муһим вәқәси дәп баһа бәрди.
Мухбиримиз арислан
2009.09.25
adnan-oktar1-305 Сүрәттә, мухбиримиз әркин тарим вәхп башлиқи аднан октар билән сөһбәт зийаритида.
RFA Photo / Erkin Tarim

Бу программа самсун теливезийисидә сүни һәмра арқилиқ нәқ мәйдандин тарқитилди.

Әднан октар әпәнди телевизийә программисидики сөзни мундақ башлиди: "шинҗаң вәқәсидә хитайниң мәйдани бәк қорқунчлуқ, уйғур түрклирини, шәрқий түркистанлиқ йолваслиримизни шәһид қилди, биз интиқам алайли демәкчи әмәс, әмма уларниң яқилирини қоюп бәрсун, хитайлар аллаһқа ишинәмду ишәнмәмду билмәймән. Шәрқий түркистан чоң бир өлкә, хитайлар улардин немә тәләп қилиду ? уларни әркин қоюп бәрсун дини етиқади билән яшисун. Тәң кечидә яш қизларни өйидин елип кетиду, нәгә елип кәткәнликини һеч ким билмәйду, рәсимләрни көрдүм яш қизларни үстидә сомка есилған һалда елип кетишиватиду, тәң кечидә 10 миңларчә яш қизларни елип кетиватиду, нәгә елип кетиватиду, немә үчүн елип кетиватиду? буниң билән һеч кимниң кари йоқ. Хитайда қандақ бир адаләт система бар? қандақ дегән қанун система бу?"

Әднан октар әпәнди сөзидә йәнә мундақ деди: "хитай әлчиликкә бир хәт йезип, улар билән көрүшүшни тәләп қилдуқ, биз уларға өчмәнлик қилип җәң елан қилиш вәзийитидә әмәс, әмма улар билән учришип бу мәсилини һәл қилайли, дәп хитай әлчиликкә хәт яздим. Кишиләрдә өзини қоғдаш һоқуқи болсун, тутуп кетилгәнләрниң һәммисини оққа тутуп өлтүрүватиду, бу қайси хил қанун?! тәң кечидә тутқун қилип, оққа тутуп өлтүридиған бир қанун барму? хитайлар заманиви бир дөләт қурушни мәқсәт қилиду, биз уларниң заманивилишишини халимаймиз, биз улардин йемәк ‏- ичмәкму тәләп қилмаймиз, бизгә иман ‏- етиқад әркинликимизни бериңлар, раһәт яшайли. Кичикимдин башлап мән хитайлардин бәк биарам болимән, давамлиқ ичимдә шәрқий түркистан дәп аһ чекимән, немә дегән қорқунч бир шәйи. Тәң кечидә көзлири юмуқ, җинға охшаш сүрәтлик инсанлар өйниң дәрваза алдиға келиду, вә биз билән маң дәйду, немә үчүн дәп сориса, мәлум әмәс дәйду, җинайитим немә? дәп сориса мәлум әмәс дәп җаваб бериду, уларниң өзини қоғдаш һоқуқи барму? йоқ. Уларни апирип чоңқур азгалниң алдиға тизиду вә оққа тутуп һәммини өлтүриду, бу хилдики өлтүрүш арқа арқидин давам қилди, бу өлтүрүшләргә тоймидиму, хитайлар инсап қилип бу милләтниң яқисини қоюп бәрсун."

Әднан октар әпәнди сөзидә йәнә пүткүл дуня иттипақлишип хитайға бесим ишлитиш керәкликини тәкитләп мундақ деди: "бу шәрқий түркистан вәқәси уйғур түрклири вәқәси дуняниң биринчи номурлуқ вәқәсидур, бу һәқтә чоңқур хизмәт елип бериш лазим, дуняниң нурғун дөләтлири бу вәқәгә нисбәтән ухлаватиду, бу вәқәгә немә үчүн һеч қандақ дөләт көңүл бөлмәйду, сотқа тартилмастин өлтүрүлүватиду, йәни сот мәһкимисигә елип чиқиш, өзини ақлаш пурсити йоқ, уларниң әслидә җазалиғудәк җинайәт йоқ."

Әднан октар әпәнди сөзидә йәнә, 5 ‏- июл үрүмчи вәқәсидә хитайлар елан қилғандәк 200 киши әмәс бәлки 10 миң кишиниң өлгәнликини илгири сүрүп мундақ деди: "хитайлар у вәқәдә 200 киши өлди деди, ундақ болса у йәрдики 10 миңларчә инсан нәгә кәтти? булар у йәрдики гүзәл яш қизларни нәгә елип кәткәнликини билдүрмәйду, шәрқий түркистанлиқ гүзәл келишкән, диндар, тәқвадар яш қизлиримизни мәҗбури елип кетиватиду, буни ойлап сөзләп қоюш билән купайә қилмайду, бу ишқа алаһидә көңүл болуп хизмәт ишләш керәк. Әпсуслинарлиқ билән уларниң авазиму анчә аңланмайду, бир ханим бар уйғурларниң аниси дейилгән исми рабийә қадир, у ханимниму һечким қоллимайватиду, бу бәк чоң вәқә, бу мәсилә үчүн, пүткүл дуняни зилзилгә селиш керәк. Бу бәк қорқунчлуқ, вәһимилик вәқә, мән бу һәқтә бир китаб йезиватимән, йеқинда нәширдин чиқиду, һәмдә биз бир шәрқий түркистан йиғини ачимиз әмма булар купайә қилмайду, чүнки хитайлар китабтин, йиғин - мурасимлардин тәсирлинидиған инсанлар әмәс, пүткүл дуня бу һәқтә болупму бизниң һөкүмитимиз, түркий җумһурийәтләр, ислам дөләтлири бу һәқтә баянат елан қилиш керәк. Улар қериндашлиримизни әркин яшиғили қойсун, әгәр хитайлар пул тәләп қилса тәләп қилған пулини берәйли, әгәр улар пулни көзләп шундақ қиливатқан болса шунчилик пул лазим, дәп бизгә десун, у пулни бәрсәң уларни әркин қоюп биримиз десун, биз тәләп қилған пулни берәйли, уларни әсир алдим, сүмүримән дәйдиған болса уларни сүмүргәнниң орниға пул алсун, биз тәләп қилған пулни берәйли қериндашлиримизни әркин қоюп бәрсун, уларниң хитайларға немә зийини бар? уларни әркин яшиғили қойсун!"

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики мәлуматимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.