Түркистан ислам партийисиниң баянатиға қарита хәлқарадики инкаслар
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.07.28
2008.07.28

AFP Photo
Хәлқара хәвәрләрдә, түркистан ислам партийиси шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилатиниң йәнә бир хил атилиши дәп баян қилинмақта вә бу тәшкилатниң ғайисиниң шәрқи түркистанни хитайдин қутулдуруш икәнлики көрситилмәктә. Хәвәрләрдә йәнә, мәзкур тәшкилатниң әскирий қомандани сәйпуллаһ дәп көрситилгән вә сәйпуллаһ дегән намниң аллаһниң қиличи дегән мәнаға игә икәнлики изаһланған. Түркистан ислам партийисиниң интернеттики тәшвиқат материяллиридики учурлардин мәлум болушичә, бу тәшкилатниң рәһбири абдулһәқ дамоллаһ икәнлики мәлум.
Түркистан ислам партийиси юқириқи сөзлирини 6 - айниң 27 - күнидики баянатида билдүргән. Бу тәшкилат бу йил 23 - июл күнидики баянатида хитайда йеқинқи айларда йүз бәргән бирқанчә партлитиш һәрикәтлириниң мәсулийитини өз үстигә алған.
Шинхуа агентлиқи хитай юқириқи вәқәләр һәққидә хитай дөләт бихәтәрлик министирликидин соал сориғанда, министирлиқтикиләр җаваб беришни рәт қилған. Шаңхәй вә күнмиң сақчи идариси болса, баянатта дейилгән вәқәләрниң йүз бәргәнликини етирап қилған болсиму, у вәқәләрдә олимпик яки террорлуққа алақидар пакит байқалмиғанлиқини билдүргән. Күнмиңдики вәқәдә 3 аптобус партлиған, 3 адәм өлүп, 14 адәм яриланған иди. Хитай бүгүнгә қәдәр күнмиңдики партлитиш гумандарлирини байқиялмиған вә бу һәқтә учур бәргүчиләргә, 300 миң йүән мукапат пули беридиғанлиқини билдүрүп кәлмәктә иди. Шаңхәйдики партлашни болса, пиланлиқ, мәқсәтлик һәрикәт дәп елан қилған болсиму, вәқә садир қилғучиниң нервисидин адашқан бир киши икәнликини билдүргән иди.
Айлардин бери, олимпикқа асаси тәһдитни шәрқи түркистан күчлиридин келиду дәп баянат берип келиватқан хитайниң әмдиликтә түркистан ислам партийисиниң баянатини рәт қилиши көзәткүчиләрниң диққитини тартмақта. Хитайниң бу мәсилидә, олимпик мәзгилидә тәнһәрикәтчиләрни үркүтүп қоюштин өзини қачуруватқанлиқи бу темидики тәхминләрдин биридур. Шинхуа агентлиқи җеҗяң вә гуаңдуң сақчилиридин әһвал игилигәндә, баянатта дейилгән вәқәләрниң йүз бәргәнликини, әмма баянатта дейилгән вақиттин 3 ай бурун йүз бәргәнликини билдүргән. Түркистан ислам партийиси баянатида, гуаңдуңда бир суляв завутиға һуҗум қилғанлиқи, җеҗяңдики бир сақчи идарисиға бомба қачиланған трактор билән һуҗум қилғанлиқини билдүргән вә бу һәрикитиниң бундин кейин йәнила давамлишидиғанлиқини билдүргән иди.
Вашингитон почтиси гезити, TIP ниң юқириқидәк һәрикәт қабилийити бар - йоқлуқи һәққидә бир түркүм мутәхәссисләрдин әһвал игилигән. Хитай мутәхәссис ли вей бу соалға, "йоқ" дәп җаваб бәргән. Ли вей бейҗиңдики хәлқара мунасивәтләр тәтқиқат мәркизи террорлуқтин мудапиә көрүш бөлүминиң мутәхәссисидур. У мундақ дегән: " улар җуңгониң бир қанчә шәһиридә һуҗум елип баралмайду, улар пәқәт кишиләрниң диққитини тартип өзлириниң тәсир күчини ашурмақчи болса керәк."
Түркистан ислам партийиси баянатида, һәр түрлүк һуҗумларни тәң қоллинидиғанлиқини билдүргән иди.
Сингапордики террор мутәхәссислиридин Rohan Kumar Gunaratna болса, түркистан ислам партийисиниң бу хил қудрәткә игә икәнликини билдүргән. У мундақ дегән. "Шинҗаңда хитайға қарши бир мунчә гуруппилар бар. Буларниң ичидә, әң иқтидарлиқи шәрқи түркистан ислам һәрикити тәшкилатидур. Уларниң 40 тин артуқ хилланған җәңчиси бар. Түркистан ислам партийисини шәрқи түркистан ислам һәрикитиниң йәнә бир хил атилиши," - дәп көрсәткән Rohan Kumar сөзини мундақ давамлаштуриду: "хитай террорлуққа қарши мудапиәсини наһайити күчәйтивәтти, улар чоң типтики һуҗумларни қилалмайду. Әмма олимпик мәзгили вә униңдин кейин оттура вә кичик типтики зәрбә бериш һәрикәтлирини давамлаштуралайду."
Америкиниң тексас штатидики истратегийә мөлчәр ширкити TIP баянатида, мәсулийәтни үстигә елиш бираз ашуруветилгән дегән. Америкидики IntelCenter намидики террор тәтқиқат мәркизи түркистан ислам партийисини һәрикәт иқтидари мәвҗут. Әмма, һәрикәт көлиминиң қанчилик икәнлики гуманлиқ тәшкилат дәп көрсәткән.
Дуня кишилик һоқуқини көзитиш тәшкилатиниң мутәхәссиси бекулин сөзидә, хитай уйғурлар үстидики бастурушлирини тохтатмиса, бу хил гуруппиларни бир тәрәп қилишниң мумкинсизликини билдүргән.