Мәккидики уйғур һаҗиларниң бу йилқи қисмити

Исламниң бәш асаслиридин бири болған һәҗ ибадитини ада қилиш үчүн һәр йили мушу күнләрдә дуняниң һәрқайси җайлиридин кәлгән милйонларчә инсанлар мәккә мукәррәмә шәһиригә йеғилиду. Уйғур һаҗиларму бу муқәддәс земингә кәлгән һаҗиларниң наһайити аз бир қисмини тәшкил қилиду.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.11.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
Hej-paaliyiti-2009-305.jpg Сүрәт, мәккидики һәҗ паалийитидин бир көрүнүш.
www.english.globalarabnetwork.com Дин елинди.

Мәккидики хитай һәҗ өмики ишханисидин алған мәлуматларға қариғанда, бу йил хитайдин кәлгән һаҗиларниң омуми сани 12 миң әтирапида икәнлики сөзлиниду. Буларниң ичидин уйғур елидин кәлгән һаҗиларниң сани аран 3000 киши болуп, улардин 1870 кишила уйғур һаҗиларни, қалған 1130 ға йеқин киши уйғур елиниң һәрқайси җайлиридин кәлгән туңган һаҗиларни тәшкил қилидикән. Һаҗиларға мәсул болуп кәлгән 160 тин артуқрақ өмәк мәсуллири болуп, буларниң көпинчиси аптоном районниң аманлиқ сақлаш хадимлири вә хитай компартийә әзалири икән.

Қәдирлик оқурмәнләр, 2009 - йили һәҗгә кәлгән уйғур һаҗиларниң кәчүрмишлири вә һазирқи әһвали һәққидә көпрәк мәлуматқа игә болуш үмиди билән сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридики ислам дуня иттипақиниң тәлим - тәрбийә һәйити тәркибидә хизмәт қиливатқан абдураһман һаҗимға бирқанчә соал билән мураҗиәт қилдуқ.

Абдураһман һаҗим билән сөһбәт

Абдураһман һаҗим мундақ деди: "уйғур һаҗилар җинайәтчиләрдәк муамилә көргән. Исмини ашкарилашни халимиған бир қанчә һаҗиниң ейтишчә, өмәк билән кәлгән һаҗиларға өйдин чиққандин тартип та һазирға қәдәр худди җинайәтчиләргә муамилә қилғандәкла муамилә қилинип кәлмәктә икән. Мәсилән: уйғур һаҗилар вәтәнниң һәрқайси вилайәтлиридин һәҗигә меңиш үчүн үрүмчигә елип келинип үрүмчидә 4 күнгә йеқин турған. Бу йәрдә турған 4 күндә уларни бир идаригә солап һәҗ паалийәтлири һәққидә тәлим ‏- тәрбийә беришниң орниға, һәр күни уларни йеғип сияси дәрс өткән. Йеғинниң мәзмуни асаслиқи вәтәндә йүз бәргән вәқәләрни чәткә йөткимәслик, чәттин вәтәнгә хәвәр күтүрүп кирмәслик һәққидә тәлиматтин ибарәт болған, улар үрүмчидә турған әснада һечқандақ кишини сиртқа чиқармиған. Һәтта җүмә намизини уқуш үчүн сиртқа чиқишқа рухсәт қилмиған, сирттин һечкимниң көрүшүшигә рухсәт қилмиған. Һәтта үрүмчидә турушлуқ уруқ - туғқанлири бар кишиләрни туғқанлири биләнму көрүштүрмигән, һаҗиларниң янфонлири йеғивелинған, улар меңиштин бурун сомка халтилирини наһайити инчикә контрол қилған вә һечқандақ кишиниң хәт яки халтисини көтүрмәслик һәққидә алаһидә агаһландуруш берилгән. Бу һаҗиларниң ейтишчә , улар худди түрмә мәһбуслириға охшаш муамилә көргән. Бу муамилиләр мәккигә кәлгәндин кейинму давам қилған . Мәсилән: уйғур һаҗилар бар бинаға, мәккидә туруватқан уйғурларниң кирип ‏- чиқиши чәкләнгән. Һаҗиларниң мәккидә яшаватқан уйғурлар билән көрүшүши чәкләнгән."

Уйғурлар мәккидиму иккинчи синип муамилиси көрмәктә

Абдураһман һаҗим йәнә мундақ деди: " туңган вә ички моңғул һаҗилириниң бу йәрдики һәҗ паалийәтлири уйғурларниңкидин рәтлик интизамлиқ болиду. Мәсилән: улар һәрәмгә кәлгәндин кейин өмрә вә башқа паалийәтлирини һәммиси гуруппа һалда һәҗ паалийәтлирини яхши билидиған, билимлик кишиләрниң риясәтчиликидә ада қилиду. Бу иш таки һәрәмдин қайтқанға қәдәр давам қилиду. Әмма уйғур һаҗиларниң 90% и яшлинип қалған кишиләр болушиға қаримай, булар мәккигә кәлгинидә уларни гуруппилаштуруп өмрә қилдуридиған яки һәҗ паалийәтлирини өгитидиған иш уяқта турсун, улар қорқмай у йәр, бу йәргиму берип келәлмәйду. Һәр бири йәнә биридин қаттиқ еһтият қилиду. Чүнки уйғур һаҗиларға мәсул болуп кәлгән кишиләр һәммиси сақчи яки бихәтәрлик оргини хадимлири болуп, улар һәҗ паалийәтлириниң қайси шәкилдә ада қилинишиға көңүл бөлмәстин , пәқәт уларниң кимләр билән көрүшүп , немә иш қилишиға диққәт қилиду. Әмма башқа дөләттин кәлгәнләр , һаҗиларни һәрәмгә елип келиштин бурун һаҗи намзатлириға бир қанчә күн курс орунлаштуруп муқәддәс земин мәккә мукәррәмә вә мәдинә мунәввәрәдә қилинидиған паалийәтләр һәққидә алаһидә тәлим ‏- тәрбийә берилиду."

Хитайда һәҗ намзатлириниң яш чәклимиси уйғурларғила хас икән

Абдураһман һаҗим хитайдин келидиған һаҗиларға қоюлған яш өлчими һәққидә мундақ деди: "исмини ашкарилашни халимиған бир һаҗиниң билдүрүшичә, ички моңғул вә туңган һаҗилириға яш чәклимиси йоқ икән. Улар халиса ата-аниси, халиса әр-аял яш чәклимисигә учримастин келәләйду. Улардин кәлгән һаҗиларниң ичидә кичик балилар, яш қиз- йигитләрму бар. Әмма уйғур һаҗи намзатлириниң яш чәклимиси болуп, улардин пәқәт 50 яш билән 70 яш арисидики кишиләргила рухсәт қилиниду. Бу сәвәбтин һәрәмгә асасән яшлинип қалған кишиләрла келиду, йәнә улар башқиларға охшаш бир аилидин икки киши келәлмәйду. Мәккә кочилириға қарайдиған болсиңиз , һәр күни бир нәччә уйғур момай вә бовайлириниң өзи туруватқан бинани тапалмай езиқип йүргәнликини , бойнидики хитай байриқи вә туруш адриси бесилған картини көрситип йол сораватқанлиқини көрисиз."

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.