Канада мәтбуатлири: хитай нобел тинчлиқ мукапатиға қарши, коңзи тинчлиқ мукапати тәсис қилди

Канада мәтбуатлиридин мәлум болушичә, хитай түрмисидә йетиватқан өктичи лю шавбоға бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатиниң берилгәнликидин ғәзәпләнгән хитай, куңзи тинчлиқ мукапати дәп атилидиған йеңи бир мукапатни тәсис қилған вә тунҗи мукапатни тәйвәндики гоминдаң партийисиниң сабиқ рәиси хитай ‏- тәйвән мунасивәтлириниң яхшилинишида көрүнәрлик төһпә қошти дәп қаралған лйән җәнгә бәргән.
Ихтияри мухбиримиз гүлшән абдуқадир
2010.12.13
KONGZI-305 Хитай түрмисидә йетиватқан өктичи лиу шиавбоға нобел тинчлиқ мукапатиниң берилгәнликидин ғәзәпләңән хитай, коңзи тинчлиқ мукапати дәп атилидиған йеңи бир мукапатни тәсис қилған.
Gulshen

Мәлум болушичә, хитай тәрәп бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапати тарқитиш һарписида йәнә, хәлқаралиқ мәтбуатлардин с н н, б б с, франсузчә т в 5 қанили вә норвегийиниң н р к қаналлириниң хитайда тарқитилишиға кашила пәйда қилған.

Йеқинқи йиллардин буян хитай куңзи идеологийисини хитай ичи вә чәтәлләрдә кәңри тәшвиқ қилишқа алаһидә әһмийәт берип кәлгән болуп,хитай ичидә куңзи тәшвиқ қилинған филимләрни ишләш, мәктәп вә йәслиләрдә куңзи идеологийисини кәңри тәшвиқ қилиш хитай ички тәшвиқатиниң асаси болған болса, чәтәлләрдә қурулған куңзи институтлири саниниң 100 гә йәткәнлики мәлум.

Аял әргә, пәрзәнт ата-аниға, пуқра дөләткә бойсунуш куңзи идеологийисиниң асаси болуп,хитайниң конилиқни асас қилған куңзиниң итаәтмәнлик идеологийисини нобел тинчлиқ мукапатиға қарши қоюши көзәткүчиләрни әпсусландуруватқанлиқи мәлум.

Бу һәқтә зияритимизни қобул қилған, канада уйғур җәмийитиниң рәиси руқийә турдуш ханим куңзи тинчлиқ мукапатини һәсәтхорлуқ вә дүшмәнлик мукапати дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

Руқийә турдуш йәнә, хитайниң әзәлдин куңзи идийисини ғәрбниң демократийә вә кишилик һоқуқ көз қаришиға қарши бир козир орнида қоллиниватқанлиқини тәкитләп, хитайниң бундақ бир идийини базарға селиши, дуняниң демократийә вә кишилик һоқуқ тәрәққият йөнилишини тәтүр йөнилишкә буриғанлиқ деди.

Руқийә ханим ахирда йәнә, бу йиллиқ нобел тинчлиқ мукапатини тарқитиш мурасимида нобел мукапати саһиби лю шавбониң орундуқиниң бош қелиши,хитай билән йеқин мунасивәттә өтүватқан дөләтләр вә хәлқләрни хитай һәққидә қайта ойға салидиған муһим мәсилиләрниң бири икәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.