Ху җинтавниң үрүмчи паалийити вә ху җинтав һәққидики бир обзор
Мухбиримиз вәли
2009.08.25
2009.08.25
news.sina.com.cn Дин елинди.
Мушу бир нәччә күн ичидә, чәтәлләрдә тарқилидиған хитайчә 'бошүн тор гезити' му хуҗинтав һәққидә бир обзор елан қилди. Әмма хитайниң шинҗаң уйғур аптоном райониниң зувани болған 'шинҗаң хәвәр тори' хитай рәиси ху җинтавниң шинҗаңға келип тәкшүрүш елип барғанлиқини та һазирға қәдәр ( бүгүн үрүмчи вақти кәч саәт 12ға қәдәр) техичә хәвәр қилмиди.
'Шинхуа агентлиқи' ниң 25 - авғуст күни кәч саәт 8 дин өткәндә үрүмчидин хәвәр қилишичә, хитай рәиси ху җинтав 8 - айниң 22 - күнидин башлап шинҗаңда тәкшүрүш елип барған. Ху җинтав мушу күнләрдә ваң лечуән, нур бәкриләрниң һәмраһлиқида ақсу, санҗи, қарамай, шихәнзә, үрүмчи қатарлиқ җайларда, хитай қораллиқ сақчи қисимлиридин, 5 - ийол вәқәсидики қәһримани җавгаңниң хутунидин һал сориған, 39 йилдин буян азадлиқ армийини сүйгәнлики һәққидә 1000 парчидин артуқ хатирә язған 75 яшлиқ қадир бақи билән, 5 - ийол вәқәсидә хәтәргә учраш еһтимали болған 15 хитайни юшуруп қойған хәмит әхмәт билән вә вәқәдә хизмәт көрсәткән диний затлар билән көрүшкән.
Ху җинтав бу қетимқи тәкшүрүш паалийитидә йәнә, шинҗаң һәрбий райониниң ақсуда турушлуқ мәлум бир полкини вә хитай нефит ширкитиниң майтағ вә шихәнзиләрдики шөбилирини көздин күчүрүп, уларға илһам бәргән.
Хәвәрдә баян қилинишичә, ху җинтав бүгүн 8 - айниң 25 - күни үрүмчидә ечилған кадирлар йиғинида сөз қилип, сөзидә 'дөләт ичи вә сиртидики үч хил күчләр 5 - ийол күни үрүмчидә уруш, чеқиш, булаш, көйдүрүш вәқәсини пәйда қилди, аптоном районлуқ һөкүмәт, һәрбий қисимлар вә биңтуән партийә мәркизи комитетиниң рәһбәрликидә бирдәк һәрикәткә келип, үрүмчиниң муқимлиқини әслигә кәлтүрди' дәп баһа бәргән. Шундақла йәнә пүтүн кадирларни шинҗаңда сотсиялизмни тәрәққи қилдурушқа, бөлгүнчиләрни мәғлуп қилип, хәлқ турмушини яхшилашқа чақирған.
Ху җинтавниң бу қетим үрүмчигә кәлгәнлики һәққидә чәтәл учур вастилиридин франсийә агентлиқиму хәвәр елан қилди. Униңда баян қилишичә, ху җнинтав бүгүн үрүмчидә қилған сөзидә асасән ' үрүмчидә өткән айда торақсизлиқ пәйда қилған бөлгүнчи күчләрни чуқум мәғлуп қилимиз' дәп хитап қилған.
Ху җинтав үрүмчи қатарлиқ җайларни көздин көчүрүватқан мушу күнләрдә, чәтәлләрдә тарқитилидиған бошун тор гезитидә ху җинтав һәққидә бир обзор елан қилинди. Униңда баян қилишичә, ху җинтав вәзипә өтәшкә башлиған һаман хитайда байлиқ мәнбәлириниң исрап қилиниватқанлиқини сезип, буниңға қарита пән - техникини тәрәққи қилдуруш шуарини оттуриға қойған иди. Әмма һазирға қәдәр, ху җинтавниң вәзипә өтәш муддитиниң үчтән икки қисми түгәп болғандиму, техичә бу тәдбириниң үнүми көрүлмиди. Бәлки ишсизлиқ көпәйди, хәлқ турмуши төвәнлиди, оттураһал мүлүк егилири азлиди, пикир әркинлики техиму чәкләнди, дөләт ичидики зиддийәтләр барғансири кәскинләшти, җайларда қаршилиқ һәрикәтләр көпәйди. Бундақ әһвалда ху җинтавниң һөкүмәтни идарә қилиш иқтидари аҗизлап, пәқәт қораллиқ қисимларға вә сақчи қисимларға тайинип хәлқни бастурушқа йүзләнди.
'Бошүн тор гезити'дә елан қилған ху җинтав һәққидики бу обзорда, ху җинтавниң сиясәт чиқирип мат болғанлиқиға даир бирнәччә месал тәпсилий баян қилинған. Униңда ейтилишичә, ху җинтав бултур қишта әнхуйға барғанда 'йәрни өтүнүп бериш' сияситини оттуриға қоюп, буни йеңи ислаһатниң йол бәлгиси дәп тәшвиқ қилған иди. Униңдин кейинла, вен җябав бу сиясәтни дәрһал чәкләп, йезиларда чоң қалаймиқанчилиқ пәйда болушниң алдини алди, дәп тәшвиқ қилинғанда, ху җинтав йәнә бир қетим мат болди.
Бу йил, ху җинтав яшларға қарита 'сериқ' қа зәрбә бериш сияситини оттуриға қоюп, компютерларға 'йешил тосма' орнитишни тәшәббус қилди. Буниңға 40 милйон юән сәрп қилинған иди. Нәтиҗидә ху җинтав бу юмшақ деталниң патент һоқуқи бар америкидики бир ширкәт алдида йәнә мат болди. Буниңдин бир йил бурунму, ху җинтав австралийидики бир ширкәтчи хитай билән бейҗиңдики хәлқ сарийида көрүшкән иди.
Бир нәччә ай өткәндин кейин, бу зәһәрлик чекимлик әткәсчиси австралийидә қолға елинип, ху җинтав таза мат болған иди. Йеқинда йәнә ху җинтавниң оғли ху хәйфең 'хәлқаралиқ иқтисадий өтүшмә қуруш' дегән нам билән һәр қайси таможниларға x нури әсваплирини орнатқузуп, бу җәрянда 12 милйон 280 миң америка доллири тапан һәққи алғанлиқи паш қилинип, бу делодиму ху җинтав мат болди.
Мушу бир нәччә күн ичидә кишиләрни техиму һәйран қалдуруватқан бир мәсилә шуки, гәрчә ху җинтавниң 8 - айниң 22 - күнидин 25 - күнигичә болған бир нәччә күн ичидә, үрүмчи қатарлиқ җайларни тәкшүргәнлики, үрүмчидә кадирлар йиғинида сөз қилип хизмәт тапшурғанлиқи һәққидә, хитай мәркизи комитетиниң зувани болған 'шинхуа агентлиқи' тәкрар - тәкрар хәвәр елан қилған болсиму, әмма ваң лечуәнниң контроллуқидики шинҗаң уйғур аптоном райониниң зувани болған 'шинҗаң хәвәр тори' бу һәқтә техичә һечқандақ бир тәпсилий хәвәр елан қилмидила әмәс, һәтта ху җинтавниң шинҗаңға кәлгәнликиниму хәвәр қилмиди.