Түркийә җумһурийити рәиси абдуллаһ гүл үрүмчидә

Дөләт ишлири үчүн хитайда рәсми зиярәттә боливатқан түркийә җумһур рәиси абдуллаһ гүл, 2009 - йили 6 - айниң 28 - күни хитайдики әң ахирқи зиярәт ноқтиси болған үрүмчигә кәлгән. Айрипортта аптоном районниң рәиси нур бәкри вә муавин рәис яңгаң абдуллаһ гүлни қарши елишқа чиққан.
Мухбиримиз әркин тарим
2009.06.29
Abdulla-gul-urumchide-305 Хитайда рәсми зийарәттә боливатқан түркийә җумһур рәиси абдуллаһ гүл, 2009 - йили 28 - ийун, әң ахирқи зийарәт нохтиси болған үрүмчигә кәлгән болуп, сүрәттә, аптоном районниң рәиси нур бәкри абдуллаһ гүлгә тон вә уйғур допписи кийдүрмәк.
www.milliyet.com.tr Дин елинди. Нәшир һоқуқи www.milliyet.com.tr Ниң

Абдуллаһ гүл айрупиландин чүшиши билән тәң йәнә милличә кийим кәйгән икки нәпәр уйғур яш қарши елишқа чиққан болуп, абдуллаһ гүл вә рәпиқиси хәйрунниса гүлгә гүл дәстә тутқан.

29 - Числа түнҗи болуп қизилтағ бағчисини зиярәт қилған абдуллаһ гүл, арқидин шинҗаң университетида сөз қилған. Түркийә җумһур рәиси абдуллаһ гүлгә шинҗаң унивирситити тәрипидин пәхри докторлуқ унвани берилгән һәм чимән доппа вә чапан кәйдүрүлгән.

Түркийә дөләт теливезийәси те ре ти түрктә берилгән хәвәрдә билдүрүштә, абдүллаһ гүл шинҗаң унивирисититидә нотуқ сөзлигән. У нутиқида түркләрниң миң йиллар бурун у җуғрапийәләрдин кәлгәнликини, тарихи йипәк йолини қайта җанландуруш үчүн тәйярлиқларниң башланғанлиқини ейтқан. Бу хәвәрләргә түрк мәтбуатлирида кәң - көләмдә йәр берилди.

Түркийә җумһур рәиси абдуллаһ гүл уйғур дияриға түнҗи болуп зиярәт қилған түркийә җумһурийити рәиси һесаблиниду, шундақла, абдуллаһ гүл йәнә шинҗаң универиститидә түнҗи қетим сөз қилған дөләт рәиси унваниниму алди.

Әмма бундин кейин түркийә җумһурийитиниң шундақла түркийә һөкумитиниң уйғур сиясити қандақ болиду? сәлкин тор бети муназирә мәйданида уйғурлар абдуллаһ гүлниң бу зиярити җәрянида уйғурлар тоғрилиқ тоғра мәлуматқа игә болалмиғанлиқи үчүн көңли йерим болғанлиқини йезишқан.

Абдуллаһ гүлниң бу зияритигә түркийидә паалийәт елип бериватқан шәрқий түркистан аммивий тәшкилатлири мәсуллири вә уйғурлар қандақ қарайду? бу һәқтә тәпсили мәлумат елиш үчүн мунасивәтлик кишиләр билән сөһбәт елип бардуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбәт хатирисиниң тәпсилатини аңлайсиләр.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.