Абдуқадир дамоллам вә униң 'нәсиһәти аммә' рисалиси

Йеқинқи заман уйғур маарипиниң асасчилиридин бири болған, ислаһатчи алим абдуқадир дамоллам көпчилик алим - өлималар тәрипидин бүйүк алим дәп бирдәк етирап қилинип, нам - шәрипи даим һөрмәт билән тилға елиниду.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2008.12.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ вәтәнпәрвәр яш алим сираҗиддин әзизий бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилди.

Сираҗиддин әзизий билән сөһбәт

Соал:  милләтниң хар вә зәбун болушиниң сәвәби немә?
Җаваб: икки нәрсидур: бири билимсизлик, йәнә бири наданлиқтур.
Сираҗиддин әзизий абдуқадир дамолламни тонуштуруп мундақ деди: " мәрһум абдуқадир дамоллам 1862- йили қәшқәр атушниң мәшһәд йезисидики абдулварис исимлик бир мәрипәтпәрвәр кишиниң аилисидә дуняға кәлгән. У балилиқ чағлирида өз юртида игилигән билимигә қанаәт һасил қилмай, диний илимдә камаләткә йетиш үчүн вәтәндин айрилип, әйни вақиттики алий билим юрти бухараға берип илим тәһсил қилған. У җайда билим тәһсилини тамамлиғандин кейин, сәмәрқәнд вә уфа шәһәрлиридә бир мәзгил мудәррислик қилған. Кейин, ташкәнт, хоҗәнд, қазан вә истанбул қатарлиқ җайларда саяһәттә болуп, 1907- йили вәтәнгә қайтип келип ислаһат вә илмий паалийәт билән шуғулланған. Әпсуски, униң йеңичә оқутуш программиси, милләтни ойғитиш паалийәтлири вә хурапатларға қарши елип барған ислаһати көпчилик мутәәссип, җан бақар моллиларниң қаттиқ қаршилиқиға учриғанлиқтин 1918- йили һәҗ пәрзи ада қилғач иккинчи қетим чәтәлгә чиқип ташкәнт, шәмәй, уфа, қазан, орал, түркийә, мәккә, мисир қатарлиқ җайларға берип у йәрләрдики алим - өлималар билән пикир алмаштурған вә мусулманларниң арқида қелишиниң сәвәблирини толуқ чүшәнгән. У 1920- йили вәтәнгә қайтип келип нәсиһәти аммә намлиқ рисалисини язған вә ислаһат ишлирини давам қилған. Абдуқадир дамоллам көпчилик җан бақар моллилар вә шу вақиттики бесимдар һакимийәт тәрипидин " җәдитизмчи" дәп атилип қаттиқ қаршилиққа учриған. Ахирида шуларниң пиланлиши билән 1924- йили 8- айниң 14- күни таң сәһәрдә өзиниң шәхсий күтүбханисида қатил әһмәд мәзин тәрипидин хәнҗәр билән шеһид қилинған."

"Нәсиһәти аммә" рисалисиниң мәзмуни

Сираҗиддин әзизий абдуқадир дамолламниң " нәсиһәти аммә " намлиқ әсирини тонуштуруп мундақ деди: "нәсиһәти аммә" рисалиси абдуқадир дамолламниң омум хәлққә қилған ортақ нәсиһити болуп, мусулманларниң илим - ирпан өгинишкә зор еһтияҗлиқ икәнликини, инсанниң әң әшәддий дүшмини билимсизлик вә наданлиқ икәнликини, әхлақни ислаһ қилишниң интайин зөрүрлүкини вә әхлақ ислаһ қилинмиғанда милләтниң хар вә зәбунлуққа мәһкум болидиғанлиқини, қиз- оғул пәрзәнтләрни оқутуп билимлик қилишниң муһимлиқини, һәр хил илим - пәнләрни өгинип, заманниң тәрәққиятиға яриша илгириләшниң зөрүрлүкини тәкитлигән. Абдуқадир дамоллам мәзкур әсириниң ахирқи қисмида мундақ дәп язған:" қачаники, әһли исламниң әхлақи бузулуп, яхши ишлар билән шуғуллинишқа нуқсан йәтти, шуниңдин кейин иттипақ йоқалди, һорунлуқ вә бикарчилиқ, зулум вә хиянәтчиликләр баш көтүрди. Илим мәрипәт кемәйди. Пүткүл әһли исламниң шөһрити йоқилип хар - зарлиққа йүзләнди. Иззәт абройлар қолдин кәтти, әҗнәбийләр вәтинимизгә қол узатти." Һәр қандақ милләт өзини өзгәртмигичә, алла уларниң әһвалини өзгәртмәйду" дегән айәтниң һәқиқити испатланди."

Сираҗиддин әзизийниң ейтишичә, абдуқадир дамолламниң бу рисалисидики муддиаси униң " әқаид зөрүрийә" намлиқ әсиридә техиму рошән баян қилинған болуп, мәзкур әсиридә у өзи соал қоюп йәнә өзи җаваб берип мундақ дегән:

Соал:  милләтниң хар вә зәбун болушиниң сәвәби немә?
Җаваб: икки нәрсидур: бири билимсизлик, йәнә бири наданлиқтур.

Соал:  иззәт - аброй вә күч - қуввәт немә билән болиду?
Җаваб: илим - мәрипәт вә иттипақлиқ билән болиду.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.