Түркийә мәтбуати: “хитай абдуқадир қари һаҗимниң тавутини тартивалалмиди”
2013.01.09
Мақалидә өткән йили рози һейтта аләмдин өткән абдуқадир қари һаҗимниң һаяти вә униң тавутиниң қандақ мазарға елип берилғанлиқ җәряни баян қилинған. Шәрқий түркистан вәқпиниң сабиқ баш катипи һамут гөктүрк язған бу обзорда алди билән абдуқадир қари һаҗимниң җиназа намизи мурасими баян қилинип бу һәқтә мунулар йезилған:
“72 йешида у аләмгә сәпәр қилған һейтгаһ җамаәсиниң хатипи абдуқадир қари һаҗимниң һейтгаһ җамаәсидә чүшүрүлгән намизи хитайларни чөчүтти. 20 Миңдин ошуқ киши қатнашқан бу намаз хитайлар тәрипидин контрол астиға елиналмай қалди. Гәрчә қәшқәр шәһири сиртидин бирму кишиниң бу намазға қатнишиши чәклинип, қәшқәр чеграси тосуп қоюлған болсиму әмма, қәшқәр шәһиридинла топланған 20 миңдин ошуқ җамаәт һөкүмәтниң тавутни машинида елип меңиш тәлипини рәт қилип, рәһмәтлик абдуқадир қари һаҗимниң тавутини тупраққичә бешида көтүрүп елип маңди.”
Обзорда тонулған диний өлима абдуқадир қари һаҗимниң иш-излири һәққидә мәлумат берилип мунулар баян қилинған:
“1940-йили қәшқәрниң хәзиничи бәг мәһәллисидә дуняға кәлгән абдуқадир қари һаҗим қәшқәрдики даңлиқ диний алим ақчи дамолламниң йенида илим тәһсил қилған болуп, тунҗи диний вәзиписини хәзиничи бәг җамаәсиниң имам хатиплиқидин башлиған иди. Қари һаҗим мәдәнийәт инқилабида қолға елинди вә қизил қоғдиғучиларниң қийнашлириға учриди. Узун йил копиратипта ишлиди. 1980-Йили ақлинип түрмидин чиқти. Бир мәзгил өз мәһәллисидә ата мирас һүнири болған яғаччилиқ кәспи билән шуғулланди. Шуниң билән биргә мәһәллисидики җамаәдә өзи халап имамлиқ қилди. 2003-Йили уйғур елидики әң қәдимий җамәләрдин бири болған һейтгаһ җамәсиниң имам хатиплиқиға тәйинләнди.
Абдуқадир һаҗим уйғур елидики һәммә шәһәрдә дегүдәк шөһрәт қазанған бир диний алим иди. Җәмийәттики һәр қатлам кишилири билән алақә орнитип өзи вәзиписини толуқ орундашқа тиришатти. Толиму әпсус униң җиназа намизи күни ақсу, хотән, яркәнт қатарлиқ юртлардин алимниң намизиға кәлгән кишиләр қәшқәргә киргүзүлмиди. Һейтгаһ җамаәсиму қораллиқ қисимниң қоршавиға елинди. Әмма хәлқ бәш километир узақлиқтики тахта көврүк (мәвланәм) мазарлиқиғичә абдуқадир қари һаҗимни бешидин чүшүрмиди.
Җиназа намизидин кейин хитай җамаәт хәвпсизлик тармақлири җиназини машинида елип меңишқа қариши чиққан кишиләрни қолға елиш буйруқини чүшүрмәкчи болғанда, қәшқәр шәһириниң валийси әкбәр, намазда һечқандақ қанунға хилап ишниң йүз бәрмигәнликини, әгәр бирини қолға алидиған болса миллий зиддийәт яки тоқунуш йүз беридиғанлиқини уларға әскәртти.”
Түркийидики әң чоң тор гезитлиридин бири болған “дуня бултени” намлиқ гезитниң 7-январ күнидики санида елан қилинған “хитай абдуқадир қари һаҗимниң тавутини тартивалалмиди” сәрләвһилик мақалидә тавутни хитай хәвпсизлик хадимлири тартивалмиған болсиму, бирақ буниң хитай һөкүмитини қаттиқ чөчүткәнлики йезилған.
Әмма бизниң қәшқәрдә абдуқадир қари һаҗимниң җиназа мурасимиға қатнашқан кишиләрдин алған мәлуматларға қариғанда тавутни көтүрүп сәпниң алдида маңған вә қол ишарәтлирини қилған 40 әтрапида кишиниң тутқун қилғанлиқи һәққидики мәлуматларму мәвҗут. Бу кишиләрниң көпи сақчи идарисидә сораққа тартилғандин кейин қоюп берилгән. Хитайниң бу кишиниң өлүмидин бунчивала қорқушидики сәвәб зади немә бу кишиниң уйғурларға қошқан төһписи зади немә бу һәқтә көз қаришини елиш абдул әзиз мәхсум билән сөһбәт елип бардуқ.