Абдуқадир дамолламниң ' әдәбият ачқучи' намлиқ әсири һәққидә
Мухбиримиз өмәрҗан тохти
2009.07.29
2009.07.29
Абдулқадир дамоллам билән замандаш мәшһур алим, атақлиқ шаир һүсәйинхан тәҗәллиниң тили билән ейтқанда,абдулқадир дамоллам назуклуқта роһқа, ирадисиниң мустәһкәмликидә тағқа, илминиң моллуқида деңизға охшайтти.
Сәуди әрәбистаниниң мәдинә мунәввәрә шәһиридики ислам универстетини пүттүргәндин кейин, мәккә шәһиридә илмий хизмәтләр билән шуғуллинип келиватқан абдуләзиз әпәндигә мәрһум абдулқадир дамолламниң мифтаһул әдәб намлиқ әсири һәққидә бир қанчә соал билән мураҗиәт қилған идуқ.
Абдуләзиз әпәнди мифтаһул әдәб намлиқ әсәрни тонуштуруп мундақ деди: әрәб тилини өгәнгүчиләр морфологийә, грамматика вә қисқичә сөзлүкләрни өгәнгәндин кейин дуч келидиған асаслиқ мәсилә қийин, кәм учрайдиған сөзлүкләр һәмдә тәрҗимә қилиш қабилийитини ашуруш мәсилисидур. Шуңа әрәб тилини өгәнгән һәр қандақ адәм әрәбләрниң мәшһур шеири вә әдәбий китаблирини көп оқушқа муһтаҗ болиду. Абдулқадир дамоллам бу мәсилини нәзәрдә тутуп " мифтаһул әдәб" йәни (әдәбият ачқучи) дегән шанлиқ әсирини һазирлап уни мәдрисә талиблири үчүн оқушлуқ сүпитидә өгәткән. Абдулқадир дамоллам бу әсәрни тәйярлашта, өзиниң бәзи шеирлири билән биргә, әрәбләрниң классик әсәрлири вә шеир топламлиридин таллап алған. Китабқа әрәбләрниң өз вақтида есилликидин кәбигә есилған шеирлири вә һазирғичә истилистикилиқ гүзәл ипадиләш үлгилири дәп саналған мәшһур шиерлар, ақилларниң әқлийәт сөзлири вә һекмәтлик сөзләрму киркүзүлгән.
Мифтаһул әдәбниң хусусийәтлири
Абдуләзиз әпәнди мифтаһул әдәб намлиқ әсәрниң хусусийити һәққидә мундақ деди: "мифтаһул әдәб" әрәбчә болуп, униң уйғурчә мәниси: әдәб-әхлақ вә әдәбият ачқучи дегәнликни ипадиләйду. Чүнки бу китаб әрәб әдәбиятидики истилистикилиқ әң есил ипадиләш усуллирини өгитиш билән бир вақитта, әдәб-әхлақ қаидилириниму өгитиду. Шуңа абдулқадир дамоллам китабини муну шеир билән башлиған:Бәрмиди аллаһ биравға әқил вә әдәбтин артуқ бирини,
Әқил билән әдәб яшлар үчүн һөсин җамал.
Өлгәнгә тәң һәр ким бу иккисидин айрилған һаман.
Бу китабтики:
Өгәнгин әй йигит! билимсизлик номустур.
Ишәктин башқа һечбири аңа рази әмәстур.
Дегән бейтларда оқуш вә өгинишкә күчлүк тәшәббус қилинған һәмдә инсанниң әшәдди дүшмини болған билимсизликни қаттиқ сөккән. Шундақла билимсиз, җаһилларни адәм қатаридин санимиған.
Йәнә төвәндики:
Сән қанчә қетим тусисән, һалбуки өзүң янмайсән,
Қанчә қетим нәсиһәт қилисәну, өзүң аңлимайсән?!
Һәй биләйташ! сән қачанғичә
Төмүр иттиклитип немишқа өзүң кәсмәйсән?!
Дегән шеирларда бир қисим диний алимларниң кишиләрни яхши ишларға буйруп қоюп, өзлири қилмаслиқи вә яман ишлардин башқиларни тосуп туруп өзлири янмаслиқидәк сәлбий һалитини тәнқидләш билән биргә, мундақ қилишниң тәрбийә усулиға ойғун кәлмәйдиғанлиқини билдүргән.
Демәк, мәрһум абдулқадир дамолламниң "мифтаһул әдәб" намлиқ шанлиқ әсири әдәб-әхлақ өгитиш билән биргә, әрәб тилиниң әдәбиятидики истилистикилиқ ипадиләш усуллириниң қаидә-принсиплирини өгитидиған қиммәтлик әсәр болуп, бу китаб һазирму уйғурлар дияридики диний мәдрисиләрдә дәрслик қилип оқутулмақта.