Қарамайдики "май булақ" жорнилиниң тәһрири абдурешит нияз қолға елинған
2006.04.25
Йеқинда уйғур дияридин өзини ашкарилашни халимиған бир кишиниң билдүрүшичә, қаримай шәһиридә нәшр қилиндиған "май булақ" жорнилиниң тәһрири абдурешит ниязниң 2000 - йилидин етибарән, дөләт бихәтәрлик вә җамаәт хәвпсизлик орунлири тәрипидин " аммивий сорунларда хитайға қарши җамаәт пикри пәйда қилди" дегән баһанә билән бир қанчә қетим қисқа муддәтлик қамаққа соланған.
Талантлиқ қәләмкәш
Өзини ашкарлашни халимиған бу киши, абдурешит нияз һәққидә бир қәдәр ениқ мәлумат берип, униң или пидагогика иниститутини пүттүрүп, қаримай маарип иниститутида оқутқучи болуп ишлигәндин кейин, шу мәктәп тармиқида нәшр қилинидиған "қаримай маарипи" дигән жорналда тәһрирлик қилғанлиқини, 1989 - йили қаримай әдәбиятчилар бирләшмиси тәрипидин чиқидиған "май булақ" жорнилиға тәһрирликкә йөткәлгәнликини. У бу җәрянда нурғун әдәбий әсәрләрни йезиш шуниңдәк әдәбий тәрҗимә хизмити билән шуғулланғанлиқини билдүрди.
Хитай даирилири, уни изчил пантүркизм идийисини язғучилар арисида тәшвиқ қилған дегән гуман билән 2000 - йили иштин бошитивәткән һәмдә униң паспортини тартивалған.
Бу вәқәни инкас қилғучи киши йәнә униң, чоң тазилаш һәрикитидә қаримай шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идариси тәрипидин қолған елинип, һазирға қәдәр қамақта соланғанлиқини билдүрди.
Мәлумат игиләш йолида издинишләр
Биз абдурешит ниязниң һәқиқәтән инкас қилғучиниң ейтқинидәк сәвәбләр билән қолған елинғанлиқини сүрүштә қилип, қаримай шәһәрлик җамаәт хәвпсизлик идарисиға телефун урдуқ.
Җамаәт хәвпсизлик идарисидики көзәткүчи хадим, абдурешит нияз һәққидә сориған суаллиримизни әстайидил аңлиғандин кейин, бу вәқәни билидиғанлиқ бишаритини берип, мәзкур идариниң мәмурий башқармисидин ениқлишимизни тәвсийә қилип, мәмурий башқарминиң телефун номурини бизгә ейтип бәрди.
Мәмурий башқармидики хадим әркин асия радиосидин телефун урғанлиқимиздин хәвәр тапқандин кейин, бизниң абдурешит ниязниң немә сәвәбтин қолған елинип, сотниң һөкүмисиз һазирға қәдәр қамақ астиға елинғанлиқи һәққидики суалимизға наһайити қопаллиқ билән "билмәймән" дәп җаваб бәрди.
Биз қаримайдики бир қанчә аһалидин "май булақ" жорнилиниң қаримай гезити билән бир җайда нәшр қилинидиғанлиқини билгәндин кейин, қаримай гезитигә телефун уруп, абдурешит нияз тоғрилиқ мәлуматқа еришишкә тиришқан болсақму әмма һечқандақ бир җавабқа еришәлмидуқ.
Хитай даирилириниң америкидики әркин асия радийоси һәққидә елип барған сиясий тәшвиқати түпәйлидин, һәтта бу вәқәдин толуқ хәвири болған бир кишиму қорқуп бизгә қанаәтлинәрлик бир җаваб бәрмиди.
Түрмидики миңлиған яшларниң бири
Уйғур елидә, абдурешит ниязға охшаш, әдәбий жорналларда хизмәт қиливатқан язғучи вә тәһрирләрниң һөкүмәт тәрипидин һәр хил баһаниләр билән қарилинип, биһудә түрмиләргә солинип җазалиниватқанлиқини билдүргән дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат решит хитай даирилириниң абдурешит ниязни қолға алғанлиқиниң ениқ бир әмәлийәт икәнликини, бирақ хитай сақчилириниң бу ишларни ениқ ейтмайдиғанлиқини, бундақ әһвалниң көп икәнликини, абдурешит ниязниң шәрқий түркистанда қолға елиниватқан миңларчә уйғур яшларниң бири икәнликини ейтти. (Әқидә)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур елидә "8 шәрәп, 8 номус" қаришини өгиништин ибарәт йеңи сиясий өгиниш долқуни күчәйди
- Керийә наһийисидә яш - өсмүрләрниң идийисини тәкшүрүш һәрикити башланди
- Керийә наһийисидә шәрқий түркистан байриқи тикләнгән
- Қадир бақиниң күндилик хатириси
- Бәштә капаләтлик қилғучи кадирлар айкөл йезисида немә иш қилиду?
- "Қәшқәр әдәбияти" тәһрири күрәш һүсәйин үч йиллиқ кесилди
- Хитайда хәлқ арисидики муһитни асраш паалийәтчиси тән кәй қолға елинди
- Қәшқәрдә оқуғучиларниң диний түс алған кийимләрни кийиши чәкләнгән