Шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катипи абдурәуф мәхсум ибраһими(1)
2005.08.03
3-Авғуст күни 20-әсир уйғур сияси тарихиниң муһим вәкиллиридин бири шуниңдәк 1944-йили 12-ноябир күни ғулҗа шәһиридә қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң баш катипи болуш сүпити билән мәзкур һөкүмәтниң ички-ташқи сиясий кәчүрмишлириниң шаһиди абдурәуф мәхсум ибраһиминиң милләт йолида көйгән йүрики ахирқи қетимлиқ соқуши билән әбәдий тохтиди.
Лекин, униң қалдурған излири, әркинлик җәң мәйданлирида товлиған һурраһ-садалири, уйғурларниң азадлиқ үчүн төккән қанлириниң мәһсули болған шәрқий түркистан җумһурийитини тәсис қилиш вә уни бир һәқиқий һөкүмәт сүпитидә шәкилләндүрүш, раваҗландуруш һәм мукәммәлләштүрүш шуниңдәк уни қоғдаш йолидики хитаблири вә нидалири уйғур сиясий тарихиға өчмәс қурлар билән пүтүлди. 60 Йилдин буян уйғурларниң сөйүшигә, сеғинишиға еришип, уйғур миллий роһийәт қатлимиға чоңқур сиңип кәткән шәрқий түркистан җумһурийити вә униң қәһриман миллий армийисиниң паалийәтлири һәққидә сөз болғанда, мәзкур затни әслимәй, униң һәққидә тохталмай өтүш мумкин әмәс.
Абдурәуф мәхсум ибраһими 1914-йили ғулҗида туғулған. Өсмүрлүк вә яш вақитлирида ғулҗа шәһиридә диний вә пәнний маарип тәрбийиси алған һәмдә боғалтирлиқ кәспини өгинип, ғулҗа шәһиридә тонулған боғалтирлардин болуп йетишип чиққан.
Мәрһум абдурәуф мәхсум ибраһими әпәнди һаят вақтида радио истансимизниң бир қанчә қетимлиқ зияритини қобул қилип, шәрқий түркистан инқилаби вә шәрқий инқилаби рәһбәрлири һәмдә өзиниң паалийәтлири һәққидә сөзләп бәргән иди.
Абдурәуф мәхсум әпәнди 20-әсирниң биринчи йеримида бир мәзгил әвҗи алған уйғур мәрипәтчилик һәркитини қоллаш билән буниңдин үнүмлүк нәп алди. У, 20-әсирниң башлирида истамбул қатарлиқ җайларда оқуп кәлгән мәшһур уйғур мәрипәтчилири вә милләтпәрвәрлиридин мәсуд сәбири байқози, җирҗис һаҗи қатарлиқларниң ачқан пәнний мәктәплиридә билим елиш билән уларниң идийилирини қобул қилди шуниңдәк мустапа камалниң түрк милләтпәрвәрлик вә вәтәнпәрвәрлик идийилири билән тонушти.
Абдурәуф мәхсум ибраһиминиң яшлиқ дәври хоҗа нияз һаҗим, сабит дамолла, мәқсут муһити вә муһәммәд имин буғра қатарлиқлар рәһбәрликидә пүтүн уйғур дияри миқясида партлиған миллий азадлиқ һәрикитигә тоғра кәлгән болуп, у хәлқниң һөрлүккә нәқәдәр тәшна икәнликини һәмдә бу йолда барлиқини ата қилиштәк йүксәк миллий вә диний роһини өз көзи билән көрди. У, йәнә 30-йилларда илида елип берилған мәруп сәһиди, тейип һаҗи сабитоп қатарлиқ уйғур милләтпәрвәр зиялийлириниң маарип-ақартиш һәрикәтлиригә иштирак қилди һәмдә москваниң ишәнчисигә еришивалған шең шисәйниң әсли маһийитини ашкарилап, хәлқ үстидин елип барған террорлуқ сияситиниң зәрбисигә учрап, әшу йүз миңлиған бигунаһ инсанлар қатаридин орун алди.
Абдурәуф мәхсум әпәндиниң сөзләп беришичә, у, һелигәр, рәзил вә йүзсиз дүшмәндин қутулуш йолиниң пәқәт қолиға қорал елип, җәң мәйданлириға атлиниш икәнликини тонуп йетип, азадлиқ йолида издәнди, тиришти вә бәдәл төләшкә һәр вақит тәйяр турди. Нәтиҗидә, 1944-йили 4-айларда ғулҗа шәһиридә азадлиқ тәшкилати қурулғанда тунҗи болуп, униңға иштирак қилип, актип паалийәтчигә айланди. (Үмидвар)