Шәрқий түркистан җумһурийити баш катипи абдурәуф мәхсумниң һаяти паалийәтлири (1)
2005.08.03
1944-Йили ғулҗида қурулған шәрқий түркистан җумһурийитиниң қурғучилиридин бири, һөкүмәт баш катипи абдурәуф мәхсум ибраһими 2005-йили 3-авғут күни 91 йешида алматада вапат болди.
Абдурәуф мәхсум ибраһими 1914-йили ғулҗа шәһиридә туғулған болуп, у 1944-йили априлда хитай басқунчилириға қарши қурулған "азадлиқ тәшкилати" ниң дәсләпки 12 әзасиниң бири иди. Шәрқий түркистан җумһурийити қурулғандин кейин, абдурәуф мәхсум ибраһими һөкүмәтниң баш катипи болуп тәйинләнгән
Бу һәқтики тәпсили мәлуматларни, қазақистандики ихтияри мухбиримиз абдулладин аңлаң.
©
2005 Radio Free Asia