Яңрақ хитап, паҗиәлик қисмәт
2008.03.19
( Абдухалиқ уйғурниң шеһит қилинғанлиқиниң 75 йиллиқи мунасивити билән)
Бу йил 3 - айниң 13 - күни уйғур хәлқиниң 20 - әсир әдәбиятиниң асасини салғучилиридин бири, уйғур хәлқини ойғитип вә уни азадлиққа чақирип, шу йолда өз һаятини тәқдим қилған шаир абдухалиқ уйғурниң шиң шисәй тәрипидин өлтүрүлгәнликиниң 75йиллиқидур.
Унтулмас кун
Буниңдин 75 йил илгирики 3 - айниң 13 - күни турпан асмини қара булутлар қаплиған, гәрчә баш баһар пәсли йетип келип, тоңлар еришкә башлиған болсиму, лекин аччиқ қуруқ соғуқ һеч пәсилгә мас кәлмигән һалда зәһәрлик йиланниң шәпқәтсиз нәштири кәби нативан бәдәнләргә санчилатти. Кечичә һувлиған боранниң һушқуртушлири пәсәймәй туруп, турпан йеңи шәһиридики қазихана мәсчитиниң алдидики мәйданға қоллири чәмбәрчәс бағланған 17 адәм бөрә көзлүк, тәләти сөрүн шең шисәйниң хитай вә ақ орус әскәрлири тәрипидин ялап елип келинди. Әтрапқа хели көп санда пуқралар топланған болуп, хәлқ топиға вә мәһбусларға пилимутлар бәтләнди. Мәйданни йиға - зарә, налә - пәрядлар һәм хитай вә ақ орус әскәрлириниң тиллашлири, варқирашлири қаплиди...
Әнә шу пәйттә мәһбуслар арисидики йүзлири юмулақ, 30 яшлар чамисидики абдухалиқ уйғур гәвдисини тик тутқан һалда, валилдап турған қилич вә милтиқ нәйзилиригә писәнт қилмай, сәпниң алдиға чиқти вә уйғурчә, русчә һәм хитайчә тиллар билән пуқраларға, ақ орус һәм хитай әскәрлиригә хитап қилип, уйғур хәлқиниң әмди ойғинип, азадлиқ йолиға атланғанлиқини, бүгүн өзлирини өлтүрсиму, лекин қозғилаңчиларниң өзлири үчүн чоқум интиқам алидиғанлиқини, болупму ақ орус әскәрлириниң шең шисәйгә ялланма болуп, бигунаһ уйғурларниң қенини төкүшүп бәргини билән һаман бир күни әшу шең шисәй милитаристлириниң улардин йүз өрүп, өзлириниң техиму бәттәр ақивәткә қалидиғанлиқи әскәртип, уларни ойғинип, уйғур қозғилаңчилири тәрипигә өтүшкә чақирди.
Абдухалиқниң сөзлири ахирлашмайла, шең шисәй " ша! " дәп қолини шилтип варқириши билән тәң җаллат әскәрләр алди билән абдухалиқни қилич билән чапти. Абдухалиқниң " азадлиқ үчүн..." Дегән ахирқи хитаби түгимәй туруп, йәргә йиқилди, җаллатлар уни қийма - чийма қиливәтти, арқидин башқа мәһбусларму чепип ташланди. Мәсчит алди мәйдан налә - пәрядлар билән толди.
Мана бу турпан хәлқиниң әбәдий есидин чиқмас паҗиәлик 13 - март күни болуп, бу паҗиә 75 йилдин буян әвладтин - әвладқа әслинип бир күнму унтулмиди!.
Абдухалиқниң паалийәтлири
Абдухалиқ уйғур 1901 - йили туғулған. Өсмүрлүк вақтидин башлап, турпан вә русийиниң шәмәй, москва қатарлиқ шәһәрлиридә оқуп, йеңичә мәрипәтчилик вә милләтпәрвәрлик еңи билән тәрбийилинип, оз хәлқини җаһаләттин ойғитиш, азадлиқ үчүн күрәш қилишқа тәшкилләш йолида коп паалийәтләрни елип барған иди.
Абдухалиқ уйғур, 1932 - йили, 12 - айда мәхсут муһити, мәһмут муһити вә абдулла дамолла қатарлиқлар башчилиқидики турпан қозғилиңиға қатнашқан вә 1933 - йили 3 - айда турпан шиң шисәй әскәрлири тәрипидин ишғал қилинғанда йәр асти паалийити билән шуғуллинип, мәһмут муһити вә мәхсут муһити қошунлири билән бирликтә ичи сиртидин маслишип, турпанни азад қилиш үчүн һәрикәт қилғанда дүшмәнниң қолиға чүшүп қалған иди.
Абдухалиқниң иҗадийити
Абдухалиқ уйғур 20 - әсир уйғур әдәбиятиниң асасини салғучилиридин бири, уйғур хәлқини азадлиққа чақирип, шу йолға өзини атиған пидакар шаир һәм әдәбий иҗадийитини милләтпәрвәрлик, азадлиқ идийилири билән зич бағлиған идеолог иди.
Абдухалиқ уйғур язған " ачил" нахшиси әйни вақитта турпан - қумул қозғилаңчилириниң маршиға айланған болуп, абдухалиқ қатнашқан өткән әсирниң 30 - йиллиридики қумул - турпан, қәшқәр, хотән вә ақсу вилайәтлири вә башқа җайларда әвҗи алған әнә шу кәң көләмлик қозғилаң нәтиҗисидә 1933 - йили, 12 - ноябир күни қәшқәрдә сабит дамоллам баш министирлики, хоҗа нияз һаҗим рәисликидә шәрқий түркистан ислам җумһурийити қурулди. Турпан - қумул қозғилаңчилири абдухалиқ уйғур иҗад қилған " ачил" нахшисини яңритип, қәшқәргә йетип келип, қәшқәр - хотән қозғилаңчилири билән бирләшкән иди.
Униң" ойған " қатарлиқ шеирлири миллий роһқа илһам бәрмәктә
Униң уйғурларни әркинлик үчүн күрәш қилишқа чақиридиған "ойған ", "ачил" қатарлиқ көплигән шеирлири уйғур милләтпәрвәрликигә күчлүк тәсир көрсәткән һәм уйғур миллий роһиниң күчийишидә бәлгилик рол ойниған иди.
Абдухалиқ уйғурниң " ойған " намлиқ шәһири һәр бир уйғур тәрипидин даим ядлинип, уйғурларниң миллий роһиға илһам бәрмәктә.
Абдухалиқ уйғурниң қурбан болғанлиқиниң 75 йиллиқ мунасивити уйғур елиниң ичи вә сиртидики уйғур зиялийлири, әдиблири һәм яшлириниң уни түрлүк шәкилдә хатирилимәктә, униң "ойған уйғур!", "ачил" дегән яңрақ хитаплири вә нидалири бүгүнки күндиму давамлиқ җараңлимақта! (үмидвар)
Мунасивәтлик мақалилар
- Уйғур алими мурат һәмрайофни хатириләш
- "Қуллуқ тамғиси" вә "истимәс" намлиқ шеир һәққидә сөһбәт
- Алматада лутпулла мутәллип тәвәллудиниң 85 йиллиқи хатирләнди
- язғучи "муһәммәд роһи уйғур" ниң һаят кәчүрмишлири
- Вәтәнпәр уйғур зат һашир ваһидиниң һаяти вә паалийәтлири тоғрисида
- "Көрмигән" мавзулуқ шеир һәққидә сөһбәт
- Түркистан давасиниң пешивалиридин бири - мустафа чуқай
- Мәһмут қәшқири йили вә 1000 алтун мукапат
- Таҗикистанлиқ алим шәрқий түркистан ислам җумһурийити һәққидә китаб язди
- Сәуди әрәбистандики мәрипәтпәрвәр зат қурбан абдулла һаҗим вапат болди
- Осман батур романи түркийидә нәшир қилинди
- Абдул әзиз чиңгизхан дамолламниң "түркистан асияниң қәлби" намлиқ әсири һәққидә
- Бүйүк инқилабчи алим муһәммәд әмин исламий
- Советләр иттипақи дәвридики уйғур зиялийлириниң намайәндиси абдулла рози бақейиф тоғрисида сөһбәт (2)
- Советләр иттипақи дәвридики уйғур зиялийлириниң намайәндиси абдулла рози бақейиф тоғрисида сөһбәт (1)