Хитай германийидин өткүзүвалмақчи болған уйғур диний зат, җуңго һөкүмәт хадими икәнликини рәт қилди
-
2006-07-11 -
-
-
Үчтурпанда туғулған вә сәргәрданлиқ һаяти 1990 - йилдики барен вәқәсидин кейин башланған уйғур диний зат абидҗан махмут, өз вақтида қағилиқтики мәшһур диний зат абликим мәхсум һаҗиниң талиплиридин болуп, 1996 - йилдин бери германийидә яшап кәлмәктә вә германийә даирилириниң сияси панаһлиниш һоқуқи беришини күтүп турмақта иди.
Мәркизи германийидики шәрқий түркистан учур мәркизиниң башлиқи абдуҗелил қарақашниң әскәртишичә, абидҗан махмут, абликим мәхсум һаҗиниң һазирғичә һаят қалған яки түрмигә ташланмай яшаватқан әң ахирқи 2 шагиртиниң бири икән. Лекин у, буниңдин бир қанчә айлар илгири германийидә туғулған 3 - пәрзәнтини тизимға алдуруш рәсмийити беҗириш үчүн мюнхендики чәтәлликләрни башқуруш идарисиға барғанда, мюнхендики җуңго консулханисиниң уни хитайға қайтуруп кетиш үчүн йол меңиватқанлиқидин хәвәр тапқан. Абидҗан махмут бу мунасивәт билән зияритимизни қобул қилди.
Бу һәқтики толуқ мәлуматларни, мухбиримиз әркинниң абидҗан әпәнди билән өткүзгән сөһбитидин аңлаң.
Мунасивәтлик мақалилар
- Һүсәнҗан җелил мәсилиси рус тилидики мәтбуатларда
- Һүсәнҗан җелилниң хитайға қайтурулиши, канада даирилириниң наразилиқини қозғиди
- Һүсәнҗан қарим, өзбекистан һөкүмити тәрипидин хитайға қайтуруп берилди
- Д у қ қазақистан һөкүмитиниң қилмишлириға қарита һәрикәт қолланмақта
- Қазақистанда қолға елинған икки уйғурниң аяли йолдашлириниң хитайға қайтурулғанлиқини ейтти