Сентәбир вәқәсидин илгири "бөлгүнчи", сентәбирдин кейин болса "террорчи"
2007.03.06
11-Сентәбир вәқәсидин кейинки хитай мәтбуатлирида елан қилинған мақалиларда уйғур районидики бир нәпәр диний затни бу районда йүз бәргән аталмиш тәрролуқ вә зораванлиқ вәқәләрниң асалиқ җавапкари қилип тәсвирләнмәктә. Бейҗиңлиқ язғучи зһаң шинниң уйғурларниң хитай һөкүмитигә болған наразилиқ вә қаршилиқ һәркәтлирини хитай һөкүмитиниң нуқтиинәзири бойичә әкс әттүргән вә 2004-йили елан қилған "дөләтниң шәрипи" намлиқ романида, бу диний затни уйғурлар вәтинидә йүз бәргән аталмиш террорлуқ вәқәлиригә арқида туруп, қоманданлиқ қилидиған, террорчиларниң каттивеши қилип тәсвирлигәниди.
январ ейиниң башлирида памир етикидә йүз бәргән вәқәдин кейин, хитай мәтбуатлирида елан қилинған, аталмиш шәрқи түркистан террорчилириниң җинайи қилмишлирини паш қилиш мәқситидики мақалилардиму, бу диний зат тәррорчиларниң әң чоң каттивеши қилип көрситилмәктә.
Балилиқ вә яшлиқ дәвридики абликим мәхсум
Хитай мәтбуатлири әйибләватқан бу киши дәл уйғурлар тәрипидин алаһидә һөрмәтлинидиған диний зат қарғилиқлиқ абликим мәхсум һаҗимдур.
1924-Йили уйғур раюниниң гума наһийисидә туғулған абликим мәхсумниң дадиси абдуҗелил дамоллам 30-йилларниң башлиридики шәрқи түркистан милли азадлиқ инқилабиниң рәһбәрлиридин, тарихчи муһәммәт әмин буғраниң йеқин дости болуп, у, 30-йиллардики инқилабниң актип иштракчиси иди. Инқилап мәғлуп болғандин кейин оғли абликим мәхсумни елип, муһәммәт әмин буғра билән чәтәлгә чиқип кәткән абдуҗелил дамоллам, кейин вәтинигә қайтип кәлгинидә шиң шисәй даирлири тәрипидин қолға елинип, өлтүрүлгән вә кичик яштики абликим түрмигә ташланғаниди.
Шәрқи түркистандики бир қанчә қетимлиқ инқилабниң мәғлуп болушидики сәвәблириниң бириниң хәлқиниң наданлиқи икәнликини тонуп йәткән абликим мәхсум бу хәлқни ойғитиш үчүн диний вә пәнни билимләрни берилип өгиниш керәкликини тонуп йетиду. Абликим мәхсум өз наһийисидики мәктәпни пүттүргәндин кейин, заманисидики даңлиқ билим юртлириниң бири болған "қәшқәр ханлиқ мәдриси" дә оқуп, өзиниң диний вә пәнни билимлирини ашуриду.
1944-Йили 11-айда ғулҗида қурулған "шәрқи туркистан җумһурийити" ниң илһами билән қағилиқ вә ташқорғанларда көтүрүлгән қораллиқ қозғилаңниң рәһбәрлиридин бириму абликим мәхсум иди. Қасимҗан қәмбири башчилиқидики шәрқи туркистан җумһурийитиниң қисимлири җәнубтин чекингәндин кейин, абликим мәхсум сәбдашлири билән биллә қолға елиниду. Амма үрүмчидә қурулған "бирләшмә һөкүмәт" ниң муавин рәиси муһәммәт әмин буғра икки йилдин кейин уни түрмидин қутулдуривалиду.
Гоминдаң дәвридә мәктәп ачиду, компартийә дәвридә түрмидә ятиду
Абликим мәхсум һаҗим шундин кейин қағилиқ наһийисигә йәрлишиду вә муһәммәт әмин буғраниң мәслиһәти билән диний вә милли туйғулардин йирақлашқан уйғур яшлирини тәрбийиләш үчүн диний мәктәп ачиду. Шәрқи түркистанниң һәрқайси җайлиридин қабилийәтлик яшларни таллап оқутиду вә бу яшларни милли вә диний роһта тәрбийиләйду.
. 1954-Йили хотәндә аблимит дамоллам башчилиғида хитай коммунистлириға қарши қораллиқ қозғилаң көтүрилиду. Хитай даирлири бу һәрикәттә абликим мәхсумниң қоли бар, дәп қарап уни қолға алиду. Шиң шисәй вә гоминдаң түрмилирида ятқан абликим мәхсум тунҗи қетим хитай коммунистлириниң түрмисидә икки йилдин ошуқ ятиду.
1959-Йилиға кәлгәндә хитай һөкүмити илгирики бирқанчә қетимлиқ хитай коммунист һакимийитигә қарши көтүрүлгән қозғилаңларға абликим мәхсумниң оқуғучилириниң қатнашқанлиқини вә бу қозғилаңларға униң астириттин рәһбәрлик қилғанлиқини илгири сүрүп, уни қолға алиду. Бу қетим у хитайниң қараңғу түрмисидә 20 йилдин ошуқ ятиду вә еғир җисмани әмгәкләргә селиниду.
Абликим мәхсум һаҗим 1979 –йили түрмидин чиқипла йәнә қарғилиқ наһийисидә диний мәктәп ачиду вә уйғур раюниниң һәрқайси җайлиридин кәлгән миңлиған яшни диний вә миллий роһта тәрбийиләйду. Һәмдә сағлам диний етиқат, миллий өрп-адәтләрни қоғдаш вә миллий роһни ойғитиш тәшвиқати елип бариду. У бу һәрикәтлири билән уйғурлар ичидә алаһидә шөһрәт қазиниду. Һәтта хитай даирлири уни контрол қилиш үчүн, наһийилик сияси мәслиһәт кеңишиниң муавин рәисиму қилиду.
Абләт нур: абликим мәхсум вәтинини, хәлқини ойлайдиған шәрқи туркистан оғлани
Канададики сияси паалийәтчи вә диний зат абләт нур әпәнди абликим мәхсумниң уйғурларниң мунәвәр оғлани икәнликини, униң вәтини, миллити үчүн қилған әһмийәтлик хизмәтлириниң хитай һөкүмитиниң мәнпәтлиригә зит кәлгәнликини илгири сүрүп мундақ деди:
"Абликим мәхсум һаҗим шәрқи туркистан хәлқиғә вәкиллик қилалайдиған бир диний зат. У хәлқигә өзиниң динини өгитиш үчүн узун йил хитай түрмисидә ятти. Хитайларниң уйғурларни пүтүнләй ассимилятсийә қилип йоқитиш плани бар. Улар бу пиланни әмәлгә ашуруш үчүн алди билән уйғурларни диндин йирақлаштурса, улар хитайлишиду, коммунислишиду. Абликим һаҗим динниң нимә икәнликини хәлқиғә билдүрүш арқилиқ, хитайниң бу планиға зәрбә бәрди. Йеқиндин буян хитайлар абликим мәхсумниң талиплирини тәррорист, дегәндәк қалпақлар билән йоқ қилишқа урунмақта. Уларни тәррорист қилиш вә уларға қара суваш үчүн алди билән уларниң устазини әски адәм қилип чиқиш керәк. Гәрчә хитай һөкүмити абликимни мәхсум һаҗини оз вақтида сияси мәслиһәт кеңишигә әза қилип ишләткән болсиму, бүгүнки күнгә кәлгәндә хитай өзиниң сияситини ақлаш үчүн униңға, террорчи қалпиқи кийгүзүш зөрүр боливатиду. Әмилийәттә абликим мәхсум һаҗим террорчиларниң бәши әмәс, террорлуқ паалийәт елип барғанму әмәс. Шундақла у сиясәтчиму әмәс, у пәқәт хәлқини, вәтинини сөйидиған диний зат. Хитайларниң абликим мәхсум һаҗимни террористларниң бәши қилип көрситиши шәрқи түркистан хәлқиғә қилинған бир төһмәт.
Сентәбир вәқәсидин илгири "бөлгүнчи", сентәбирдин кейин "террорчи"
Хитай зиялиси ма даҗен тәрипидин йезилған вә 11-сентәбир вәқәсидин илгири елан қилинған, уйғурларниң хитай коммунистлириға қарши елип барған һәрикәтлири баян қилинған "дөләт мәнпәәти һәммидин әла" намлиқ китабта абликим мәхсум һаҗини "қалдуқ шәрқи түркистанчи бөлгүнчи", вә уни уйғур районидики "бөлгүнчилик һәрикәтлири" ниң баш мәнбәси дәп атиған, вә бу китабта йәнә униң "бөлгүнчилик паалийәтлири" үчүн түркийидики шәрқи түркистан вәхписидин ихтисадий ярдәм алғанлиқи илгири сүрүлгәниди.
Амма 11-сентәбир вәқәсидин кейин хитай мәтбуатлирида оттуриға чиққан мақалиларда болса, абликим мәхсумниң нопузидин пайдилинип, террорчиларни өзигә тартқанлиқи вә уларға террорлуқ базилирини қуруп бәргәнлики вә униң уйғур районидики "террорлуқ паалийәтлири" үчүн талибанлардин ихтисадий ярдәм алғанлиқи илгири сүрүлмәктә. Әмилийәттә 1997-йили афғанистанда талибанлар һәркити оттуриға чиққанда абликим мәхсумниң вапат болғанлиқиға 4 йил болуп қалғаниди.
Абләт нур: хитай һөкүмитиниң нәзиридә вәтинини, миллитини, динини сөйүшниң өзи террорчилиқ һесаблиниду
Абләт нур әпәнди хитай даирлири уйғурларни әйипләштә қоллиниватқан "бөлгүнчи" дегән сөзниң орниға дәврниң өзгиришигә маслаштуруп "террорчи" ибарини қоллиниватқанлиқини баян қилип мундақ деди:
Хитай нурғун адәмни террорчи, бөлгүнчи, дегәндәк қалпақлар билән түрмиләргә солаватиду. Түрмигә солиниватқанларниң көплири, өзиниң вәтинини, хәлқини сөйгән диндар инсанлар болуп, буниң ичидә йәнә нурғун вәтәнпәрвәр зиялилар бар. Вәтини, хәлқи үчүн йүрики соққан инсанларни хитай яхши көрмигәнлики, униң үстигә улар уйғур вә мусулман болуп қалғанлиқи үчүнла тәррорчи, дигән қалпақлар кәйдүрүлүп йоқ қилиш кәрәк боливатиду. Һудди мүшүк өзиниң аслинини йәмәкчи болса, хәқләрниң аслинини йәвәтти, дийишидин қорқуп, уни шашқан, дәп йигинигә охшаш. Хитайму шәрқи түркистанлиқларни өз пухрайимиз, шәрқи түркистанни бизниң туприқимиз, дәп дава қилиду. Уларни йоқ қилиш үчүн уларни аслан дисә йоқ қилалмайду. Шуниң үчүн уларни шашқан дәп туруп йоқутивәтиш кәрәк. Хитай һөкүмити бу мәхсәткә йәтиш үчүн тәррорчи вә бөлгүнчи, дигән суни исимларни оттуриға чиқириватиду.
Абликим мәхсумниң уйғурлар ичидики нопузиниң барғансири ешип бериватқанлиқини сәзгән хитай даирлири уйғурларниң наразилиқларға қаримай, 80- йилларниң ахирлири униң ачқан мәктипини тақайду вә паалийәтлирини чәкләйду.
Уйғурларниң диний саһәсидә ақартиш елип берип, алаһидә бир дәвир яратқан абликим мәхсум 1993-йили 6-айниң 19-күни бу дуня билән видалишиду. Амма униң өлүми йәнә уйғурларниң хитай даирлиригә қарши наразилиқ һәркәтлириниң оттуриға чиқишиға сәвәбчи болиду. (Камил турсун)
Мунасивәтлик мақалилар
- Йопурға йезисиға чапланған варақчә
- Уйғурлар таҗавузчилардин өгәнмәйду
- Хитай әскәрлири билән уйғурлар арисида қораллиқ тоқунуш йүз бәрди
- Хитай һөкүмитиниң үч хил күчләргә зәрбә бериш сиясити уйғурларниң наразилиқи вә мустәқиллиқ арзулирини күчәйтмәктә
- Хитай һөкүмитиниң уйғурларни бастуруш үчүн тапқан йеңи баһаниси
- Хитай даирилири уйғурларға қаратқан һәйвисини күчәйтмәктә
- Һәқсиз телефон ленийисидә, уйғурлар базар сақчилири үстидин шикайәт қилмақта
- Хитайда дәвагәрләр зорлуқ вә тәһдит астида бастурулмақта
- Җаң чиңли тибәт аптоном райони парткоминиң муваппәқ секритарлиқиға тәйинләнди