Росийә җәнуби оссетийә вә абхазийәниң мустәқиллиқини тонуйдиғанлиқини елан қилди

Түнүгүн росийә парламенти җәнуби оссетийә вә абхазийәниң мустәқиллиқини тонуйдиғанлиқи һәққидә толуқ аваз билән қарар мақуллиған иди. Бүгүн росийә президентиDimitriy Medvedev парламентниң мәзкур қарарини тәстиқлиди. Буниң билән мәзкур қарар русийидә рәсмий иҗраий күчигә игә болди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур хәвири
2008.08.26
Ossetiye-musteqil-305.jpg Бүгүн росийә президентиDimitriy Medvedev җәнуби оссетийә вә абхазийәниң мустәқиллиқини тәстиқлиғандин кейин, оссетийиликләр тәнтәнә қилишмақта.
AFP Photo

 Президент Dimitriy Medvedev ниң елани

Росийә президентиDimitriy Medvedev бүгүн русийиниң җәнуби оссетийә вә абхазийәниң мустәқиллиқини тонуйдиғанлиқимни елан қилди. Мәзкур қарар түнүгүн росийә парламентида толуқ аваз билән мақуллуқтин өткән иди.

Нөвәттә америка вә явропа дөләтлири мәзкур қарарға җиддий инкас қайтурмақта. Сиясий анализчилар нөвәттики грузийә вәзийитини америка - росийә мунасивитидә йеқинқи 20 йил ичидә пәйда әң чиң кризис дәп қарашмақта.
 
Грузийә русийиниң мәзкур қарарини җәнуби оссетийә билән абхазийәниң мустәқиллиқини етирап қилиш әмәс, бәлки грузийиниң бир қисим зиминини ютувелиш қарари дәп әйиблиди. Нөвәттики кавказийә вәзийити росийә билән грузийидин сирт росийә билән америка вә шимали атлантик әһди тәшкилати арисидики кризис дәп қаралмақта.

Нато: " русийиниң қарарини қобул қилғили болмайду"

Бүгүн нато баш катиби De Hoop Scheffer русийиниң қарарини қобул қилғини болмайдиған бир қарар дәп көрсәтти. Америка ташқи ишлар министири кандилиза райис қарарниң интайин хәтәрлик бир қарар икәнликини әскәртти. Русийиниң қарариға җиддий наразилиқ билдүргән дөләтләр арисида йәнә германийә, франсийә вә шветсийә қатарлиқ дөләтләр бар.

Инкаслар омумийүзлүк русийиниң қарарини хәлқара қанунға хилап дәп көрсәтмәктә. Президент медведев җәнубий оссетийә вә абхазийәниң мустәқиллиқини қобул қилиш қарарини барлиқ хәлқара қанунларда нәзәрдә тутқан һалда чиқарғанлиқини билдүрди вә мундақ әскәртиш бәрди: " әслидә биз грузийиниң зимин пүтүнликигә узундин бери һөрмәт қилип кәлгән идуқ, шу сәвәбтин, грузийиниң җәнуби оссетийә вә абхазийә мәсилисини тенч йол билән бир тәрәп қилишини тәвсийә қилған идуқ. Әмма грузийә бизниң тәвсийәмизгә қулақ салмиди."

Нөвәттә көзәткүчиләр, әгәр җәнубий оссетийә билән абхазийә грузийидин бөлүнүп чиқса, кавказийидики хатай мисали болиду дәп қарашмақта. Хатай нөвәттә түркийиниң бир вилайити болуп, у 1938 ‏ - йили түркийиниң қоллиши билән сүрийәдин бөлүнүп чиққан вә бир йилдин кейин хатай парламентиниң қарари билән түркийигә қетилған. Җәнубий оссетийә билән абхазийәниң тәқдирини хатайниң тәқдиригә охшатмақта. Бәзи көзәткүчиләр йәнә җәнуби оссетийә вә абхазийәниң мустәқиллиқи әмәлгә ашса, чечәнистанға охшаш мустәқиллиқ күриши қиливатқан милләтләргә илһам мәнбәси болидиғанлиқини көрсәтмәктә.

Мәсилә, баку җәйһун нефит йоли мәсилиси

Йәнә көзәткүчиләрниң билдүрүшичә нөвәттики мәсилә җәнуби оссетийә вә абхазийәниң мустәқиллиқини қоллаш - қоллимаслиқ мәсилиси әмәс, бәлки росийә, америка, явропа вә кавказийә дөләтлири арисидики истиратигийилик мәнпәт мәсилисидур. Каспий деңиз билән оттура деңизни туташтурған баку - җәйһун нефит турубиси дунядики иккинчи чоң нефит турубиси. Омуми узунлуқи 1778 километир болған бу нефит линийисиниң 669 километирлиқ қисми түркийидин, 443 километирлиқ қисми әзәрбәйҗандин, 249 километирлиқ қисми грузийидин өтиду.

Мәзкур нефит турубисиниң асаслиқ һәссидарлири әнгилийә, америка, франсийә норвегийә қатарлиқ явропа дөләтлиридур. Бүгүн бүгүн явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилати бәргән русийиниң қарарини явропа бихәтәрлик вә һәмкарлиқ тәшкилатиниң асаси принсиплириға хилап дәп әйиблиди.

Росийә мәзкур тәшкилатқа әза дөләтләрдин бири. Росийә болса өзлириниң кавказийә районидики истиратигик мәнпәәтини қоғдаштин ваз кәчмәйдиғанлиқини билдүрмәктә. Росийә парламентиниң баянатчиси кавказийә тарихтин буян русийиниң истратегийилик мәнпәт чигриси ичидә болған, бундин кейинму шундақ давамлишиду дәп әскәртти.

Уйғурларниң қарашлири

Росийә билән америкиниң грузийә мәсилисидики мәнпәәт тоқунуш соғуқ уруштин кейинки әң кәскин тоқунуш дәп қаралмақта вә икки тәрәп мунасивитиниң тәрәққияти әндишә ичидә көзитилмәктә.

Нөвәттә бир қисим уйғур көзәткүчилири, "җәнубий оссетийә вә абхазийәниң мустәқиллиқи әмәлгә ашса, дуняда йәнә бир мустәқиллиқ өрники тиклиниду; дуняда инсан һәқлириниң игилик һоқуқтин үстүнликигә қарита хәлқара җамаәт пикридә йәниму илгирилигән һалда тонуш шәкиллиниду дәп қаримақта. Йәнә бәзи уйғур көзәткүчиләр болса; мәзкур вәзийәт, росийә билән америка арисики мунасивәтни йирикләштүриду. Бу, хитайниң б д т бихәтәрлик кеңишидики етибарини юқири көтүрүп қойиду," дәп қарашмақта.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.