Адаләт үчүн пидакарлиқ көрситиватқан ата - анилар

Биз түнүгүнки программимизда, өз исмини ашкарилашни халимиған мәлум радио аңлиғучимиз тәминлигән учурға асасән, уйғур елиниң ғулҗа тәвәсидин бултур олимпик мәзгилидә тутқун қилинған 12 нәпәр уйғур йигити үстидин, бу йил 2009 - йили 3 - айниң 24 - күни или областлиқ оттура сот тәрипидин һөкүм чиқирилип, уларниң " дөләтни парчилаш җинайити " билән әйиблинип, еғир дәп қаралғиниға муддәтсиз қамақ җазаси, йеник дейилгинигә 3 йиллиқ қамақ җазаси берилгәнлики һәққидики хәвәрни бәргән идуқ.
Мухбиримиз миһрибан
2009.06.03
uyghur-boway-305.jpg Уйғур кочилириниң биридә кетип барған уйғур бовай.
RFA Photo

Биз сүрүштүрүш арқилиқ бу балилар ичидин, диний мәктәп ечип, оқуғучи тәрбийиләнгәнлики учун, " дөләтни парчилаш җинайити өткүзди" дәп әйиблинип,муддәтсиз қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәрдан сийитахунниң дадиси сийитахун ака вә башқа бир нәччә нәпәр ата - анилар билән сөһбәтлишиш пурситигә игә болдуқ.

Балилири учун чиқирилған һөкүмниң өзлири тәсәввур қилғинидин җиқ еғир болуп кәткәнликини баян қилған бу ата - анилар, өз балилириниң наһәқ җазаланғанлиқини, бу йигитләрниң зәһәрлик чекимлик, оғрилиқ қатарлиқ нашаян ишлардин йирақ икәнликини, уларниң өз етиқадида чиң туридиған, уйғур яшлириға өзлириниң тиришчанлиқи вә гүзәл - әхлақ пәзилити билән үлгә яритиватқан, яшларни тоғра йолға йетәкләватқан, җәмийәтниң тинч - аманлиқи учун һәссә қошуватқан яшлар икәнликини тәкитләш билән биллә, һөкүмәтниң немә учун бу балиларни тутқун қилғанлиқини, һәтта уларға шу қәдәр еғир җаза бериватқанлиқини чүшәнмәйдиғанлиқини баян қилишти.

Зияритимизни қобул қилған сийитахун ака, һөкүмәтниң өз оғли мәрданниң устидин чиқарған қарариға болған қаттиқ наразилиқини ипадилиди.

12 Бала устидин ечилған сотниң йепиқ һаләттә, һәтта балиларниң уруқ ‏ - туғқанлириға алдин хәвәр қилинмай,ата - аниларни пәрзәнтлири билән көрүштүрмәй, адвокатсиз һаләттә ечилғанлиқини баян қилған сийитахун ака, сот җәрянини бизгә тәпсили тәрипләп бәрди.

2008 - Йили 11 - айда ечилған сотниң 2009 - йили 3 - айниң 24 - күнигә кәлгәндә андин һөкүм чиқарғанлиқини, һәтта бу балилар үстидин чиқирилған һөкүмниң балиларниң ата - анилириға бирилмигәнликини, өзлириниң башқа йоллар арқилиқ сотниң һөкүмини қолиға алғанлиқини баян қилған сийитахун ака, һөкүмәт органлириниң адиллиқиға болған гуманини ипадилиди.

Диний дәрс аңлиғанлиқи учун, дөләтни парчилаш җинайити билән әйиблинип, 10 йиллиқ қамақ җазасиға һөкүм қилинған мәвланҗан әхмәтниң дадиси әхмәт ака, һөкүмәтниң өз оғлиға шу қәдәр еғир җаза бәргинигә һәйран қалғанлиқини ипадилиди.

Оғлиниң әдәплик - әхлақлиқ, һечкимгә зийини йоқ, китаб тиҗарити билән шуғуллинидиған иманлиқ яхши бала икәнликини тәриплигән қурбанҗан сәмәтниң аниси, йүрәк париси болған оғлиниң наһәқ җазалинип, 10 йиллиқ яшлиқ баһариниң түрмә ичидә өтидиғанлиқини қобул қилалмиған һәсритини ипадилиди.

2 Оғли һөкүмәтниң түрмисидә сиясий җинайәт билән қамалған бу ана,ери билән биллә балилирини кичикидин наһайити яхши тәрбийилигәнликини, әдәплик, иманлиқ чоң болған балилириниң бүгүнки күнгә кәлгәндә, һөкүмәт қануниға хилаплиқ қилди дәп әйиблинишиниң йүрәк бағрини әзгәнликини йиғлап туруп баян қилди.

Сөһбитимиз ахирида сийитахун ака, оғлиниң наразилиқ әрзи сунғанлиқини, өзлириниң адвокат тәклип қилғанлиқини, өзиниң мәйли қандақ бесим вә тәқипләргә учришидин қәтий нәзәр оғли вә башқа 11 балиниң адил соти үчүн пидакарлиқ көрситишкә һәр вақит тәйяр икәнликини ипадилиди.

Хитай һөкумитиниң бу йилларда муқимлиқни баһанә қилип, қанунсиз диний паалийәтләрни чәкләш, 3 хил күчләргә зәрбә бериш, милли бөлгунчиләрни, дөләтни парчилаш нийитидә болғанларни қаттиқ җазалаштин ибарәт уйғур елидә йүргүзуватқан қаттиқ қол сиясити, мана бугунки кунгә кәлгәндә уйғур елидики авам пуқраларниң наразилиқини күчәйтип, уйғур елидики қаршилиқ кәйпиятиниң әвҗ елишиға сәвәб болмақта.

Өз пәрзәнтлири үчүн адаләт тәләп қилип, пидакарлиқ көрситиватқан бу ата - анилар мана буниң типик мисалидур.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.