Пәләк шаһи адил һошур 6 - қетим җинис рекортини бузуп ташлиди
Мухбиримиз әқидә
2010.07.02
2010.07.02
AFP Photo
Адил һошурға һәм кәсипдаш, һәм өмүрлүк һәмраһ болған аялиму зияритимизни қобул қилип, бу қетим адилниң көп җапа тартқанлиқини, әмма чоқум нәтиҗигә еришидиғанлиқиға ишәнч бағлиған адилни һәр қандақ еғир қийинчилиқ бойсундуралмиғанлиқини билдүрди.
Адил һошур әпәнди җинис рекортини бузуп ташлап, сим үстидин чүшүп узун өтмәй зияритимизни қобул қилди.
Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.