5 - Июл вәқәсидә хизмәт көрсәткән адилниң юртини ташлап кетиши немидин дерәк бериду?

Үрүмчидики уйғурлар немә үчүн адилни йәклиди? бошүн қатарлиқ хитай тор бәтлириниң хәвәр қилишичә, үрүмчидә адил исимлик бир уйғур өткән йили 5 - июл вәқәсидә 4 хитай аялни қоғдап қалғанлиқи үчүн, хитай һөкүмити тәрипидин мукапатланған. Бирақ, у мукапатланғандин кейин, үрүмчидики уйғур җамаити тәрипидин қаттиқ йәкләнгән. Уйғур қошнилири униңға салам - саәт қилмиған, кочиларда маңғанда уйғурларниң алийип яки йиргиниш билән қаришиға дуч кәлгән; у ахири үрүмчини ташлап кетишкә мәҗбур болған. Адилниң юртни ташлап кетишкә мәҗбур болуши уйғур җәмийитидики қандақ бир вәзийәтниң инкаси?
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2010.07.17

Уйғурларда әл - җамаәтниң пикри, тоғриниң вә адиллиқниң өлчими дәп қарилиду. Адәттә җамаәтниң нәзири мәсилиләрни сәврчанлиқ билән көзитиду вә әпучанлиқ билән һөкүм чиқириду. Шуңа уйғурларда әлниң нәзиридин чүшүш һаяттики әң еғир җаза дәп қарилиду. Ундақта немә үчүн адил мана мушундақ еғир бир җазаға дуч кәлди? йәни үрүмчи хәлқи немә үчүн адилға омумйүзлүк нәпрәт билән қариди? төвәндә уйғур зиялийлиридин америкида яшаватқан иляр шәмшидин әпәнди вә австралийидә яшаватқан һүсән әпәндиләрниң бу һәқтики қарашлирини аңлайсиләр.

юқиридики улиништин бу прогирамминиң тәпсилатини аңлиғайсиләр.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.