Сабиқ миллий армийә җәңчиси әһмәд савутофниң әслимилири (1)
Ихтияри мухбиримиз ойған
2011.11.28
2011.11.28
Миллий армийә қисимлириниң көплигән рәһбәрлири болса, түрлүк әйиб - гуманлар билән җисманий йоқитилған вә әмгәк лагерлириға сүргүн қилинған болуп, буниң нәтиҗисидә 1954 - йили у үзүл - кесил күчидин қалдурулди. Шундақтиму бәзи районларда хитай хәлқ армийисигә қаршилиқлар күчәйгән. Шуларниң бири алтайниң сабиқ валиси осман ислам болуп, бир нәччә вақитқа созулған қаршилиқлардин кейин у тутқунға елинған һәм 1951 - йилниң май ейида үрүмчи шәһиридә коммунист һөкүмәткә қарши чиққан башқа бир нәччә шәхсләр билән бир қатарда етип өлтүрүлгән иди.
Осман ислам қошунлирини тар - мар қилишқа 5 - корпусниң 40 - полкиму иштрақ қилинған болуп, мана шу вақиттики қораллиқ тоқунушларға қатнашқан шәхсләрниң бири һазир алмата вилайитиниң талғир наһийиси турғуни әһмәд савутофтур.
Әһмәд савутоф 1930 - йили уйғур елиниң җағистай йезисида туғулған болуп, алтинчи синиптин кейин у ата - анисиға ярдәм бериш үчүн деһқанчилиқ билән шуғулланған. 1948 - Йили армийигә чақиртилған болуп, дәсләптә миллий армийә қисмида, андин у хитай хәлқ армийисиниң 5 - корпуси қилип өзгәртилгәндин кейин, 40 - полк тәркибидә осман исламға қарши уруш һәрикәтлиригә қатнашқан. 1953 - Йили саламәтлики сәвәбидин кәсип алмаштурулған вә 5 йилғичә шихо таш йол шөбә идарисиниң муавини хизмитидә болған. Кейинки вақитларда җағистайда боғалтир болуп ишлигән вә 1959 - йили қазақистанға көчүп чиққан.
Әһмәд ака савутоф радиомиз зияритини қобул қилип, 1948 - вә 1953 - йиллар арилиқидики вәқәләр һәққидә әслимилирини баян қилди.