Алдамчилиқ вә униң инсанийәткә болған зийини

Алдамчилиқ инсан тәбиитигә ят вә уларниң шәнигә ярашмайдиған бир начар хулуқтур. Алдамчилар пүтүн инсанийәтниң луғитидә сөкүлмәктә. Инсанлар яритилғандин буян кәлгән пүтүн дин, пәлсәпә вә йәрлик қанунларму алдамчилиқни мәни қилиду вә алдамчиларни сөкиду.
Мухбиримиз өмәрҗан тохти хәвири
2008.09.01

 Ислам пәйғәмбири һәзрити муһәммәд әләйһиссалам алдамчилиқни сөкүп:" кимки алдамчилиқ қилидикән, у биздин әмәс"дәп агаһландурған. Бу һәдис алдамчиларниң гәрчә намаз оқуп, роза тутуп, закат берип вә һаҗи болуп, көрүнүштә өзлирини мөмин мусулманлар қатаридин көрсәтсиму, әмәлийәттә ундақларниң мусулманлардин саналмайдиғанлиқини ипадиләйду. Чүнки "дин - муамилә"дур. Дунядики пүтүн динларниң асаслиқ мәқсити инсанларни дәхли - тәәррузсиз, бәхитлик яшитиштур. Алдамчилиқ болса инсанларни зиян - зәхмәтләргә учритидиған еғир җинайәт. Әһвал бундақ икән, алдамчилар аллаһниң вә инсанларниң ләнитигә учриғучилар вә инсанийәт бәхт - саадитиниң һесабиға җинайәт ишлигән гунаһкарлардур.

Сәуди әрәбистаниниң мәккә мукәррәмә шәһиридә турушлуқ яш алим абдураһман һаҗим бу һәқтики сөһбитимизни қобул қилған иди.

Абдураһман һаҗим билән сөһбәт

Абдураһман һаҗим алдамчилиқниң хәтири вә палакәтлири һәққидә тохтулуп мундақ деди:" инсанлар яритилған вақиттики пак тәбиити бойичә алдамчилиқни қәтий яқтурмайду. Улар әслидики сағлам тәбиитидә башқиларни алдаш вә алдиниш вә алдаш болмайду. Пәқәт улардин бир қисим кишиләр илаһий тәлиматлардин йирақлашқан, әдәп - әхлақ қаидилириниң чәк - чигрилиридин чиқип кәткәнлик сәвәбтин, башқиларни алдаш йоли билән һаят кәчүрүш йолини талливалған. Мундақлар башқиларни һәрхил йоллар билән алдап кәлгән болсиму, өзлириниң алдинишини вә зиян тартишини халимайду. Улар немә үчүн өзлири қобул қилалмайдиған бу зиянни башқиларниң тартишиға рази болиду? бу инсапсизлиқ әмәсму? башқиларму уларға охшаш инсан әмәсму? улар буни ойлап беқишниму халимайду. Болупму үчинчи дуня әллиридә, қисмән мусулман хәлқләрдә һәр хил йоллар билән кишиләрни алдаш, уларни алдаш бәдилигә һаят кәчүрүш хаһиши еғирдур. Уларни дин яки қанун - түзүмләрму бу қилмишлиридин тосалмай кәлмәктә.  Улар бу һалити билән өзлири етиқад қилип келиватқан дин вә башқурулуп келиватқан қанун - түзүмләр ниң чәк - чегрисидин чиқип кәткән."

Алдамчилиқниң түрлири

Абдураһман һаҗим бир қисим кишиләрдә омумлашқан алдамчилиқ түрлири һәққидә мундақ деди:" заманимизда кәң тарқалған алдамчилиқ түрлири наһайити көптур. Әң көп омумлашқан алдамчилиқ түрлиридин бири кишиләрни сода - сетиқта алдаш болуп, дукандарларниң сатқан маллириниң әйиблирини алғучиларға ейтмаслиқи, бәлки йошуруши, алғанда толуқ елип, бәргәндә кәм беришидур. Аллаһ таала қуран кәримдә таразида кәм бәргүчиләрни агаһландуруп мундақ дегән:" кишиләрдин өлчәп алған чағда, толуқ алидиған, уларға өлчәп яки тартип бәргән чағда, кәм беридиған алдамчиларниң һалиға вай! улар бүйүк бир күндә терилидиғанлиқиға ишәнмәмду? у күндә инсанлар аләмләрниң пәрвәрдигариниң һозурида тик туриду." Бу айәт алдамчиларни иманниң әң муһим асаслиридин бири болған өлгәндин кейин тирилиш мәсилисигә ишәнмәйдиғанлар қатаридин саниған вә уларниң дуня вә ахирәттики җазасиниң наһайити еғир болидиғанлиқиға ишарәт қилған. Әқлимиз билән ойлап көргинимиздиму, алдамчилар чоқум бир күни униң җазисини тетимай қалмайду. Чүнки уларниң қилмиши башқиларни зиянға учритиш бәдилигә вақитлиқ азрақ пайда тепиш болуп, мундақлар мушу дунядила һаман рәсва болмай қалмайду. Мевә - чивә вә отяш сатқучилардин бәзи кишиләрниң мевә яки отяшниң яхшилирини үстигә чиқирип көрситип қоюп, алғучиларға начарлирини вә бузулуп қалғанлирини тартип беришиму әң яман алдамчилиқ түрлиридин бири болуп, пәйғәмбәр әләйһиссалам бир күни базарда кетиветип, бир тағарда ун сетиватқан бир кишини көрүп, тағарниң астиға қолини тиқип көргәндин кейин, унниң астида нәмликни һес қилиду вә сатқучидин:" бу немә қилғиниң?"дәп сорайду. Сатқучи:" ямғурда нәм болуп қалди" дегәндә, пәйғәмбәр әләйһиссалам униңға кайип:" ундақта немә үчүн унниң нәм болуп қалған қисмини херидарларниң билиши үчүн үстигә чиқирип қоймидиң? алдамчилиқ қилғучилар биздин әмәс!"дәйду. Мундин башқа, машина яки өй әшялирини сатқанларниң сатмақчи болған нәрсилиридики әйибләрни йошуруп, униңда болмиған алаһидиликлири билән зориға махтап алғучиларниң көзлирини бойиши, оқуғучиларниң имтиһанда көчүрүши, өйләнмәкчи болғанларниң өзини қарши тәрәпкә қалтис көрситиш үчүн өзидә болмиған алаһидиликләрни сөзләп яки өзидики кәмчилик вә нуқсанларни йошуруп туруп қарши тәрәпни қайил қилиши, сүт сатқучиларниң униңға су арилаштуруветиши, бәзиләрниң вақти өтүп кәткән йемәкликләрни сетиши, бәзи тиҗарәтчиләрниң начар маллириға даңлиқ маркиларни оғурлуқчә чаплап сетиши, қассабларниң өчкә гөшини қой гөши дәп сетиши қатарлиқларниң һәммиси алдамчилиқ түрлиригә кириду. "

Абдураһман һаҗимниң ейтишичә, алдамчилиқ қилиш һарамни йегәнлик болуп, һарам йегүчиләрниң ибадәт вә дуалири қобул болмайду. Улар аллаһниң вә инсанларниң ләнитигә учрайду. Қисқиси, алдамчилар өзлириниң гөрини қазғучилардур.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.