Түркийә дөләт ишлири министири али бабаҗан үрүмчи билән турпанни зиярәт қилди

Түркийиниң иқтисадқа мәсул дөләт ишлири министири али бабаҗан үрүмчидә ечилған 2-нөвәтлик хитай явро-асия йәрмәнкисидә қилған ечилиш нутқида түркийидики мәбләғ салғучи кариханиларни уйғур дияриға мәбләғ селишқа чақирған.
Ихтиярий мухбиримиз әркин тарим
2012.09.03
ali-baban-wen-jyabaw-yawro-asiya-305.jpg Түркийә дөләт ишлири министири али бабаҗан вен җябав билән көрүшти. 2012-Йили сентәбир.
RFA/Erkin Tarim

Шундақла хитай баш министири вен җабав билән көрүшкән. Үрүмчи йәрмәнкисигә қатнашқан башқа дөләт рәһбәрлиригә охшашла бир ечилиш нутқи қилған түркийә дөләт министири али бабаҗан бу йәрмәнкигә қатнишиватқан 6 түрк ширкитиниң бөлмисини зиярәт қилған. Арқидин түрк министир үзүм вә қоғунлири дуняға мәшһур турпанни зиярәт қилған. Уйғур диярини тунҗи қетим зиярәт қилған али бабаҗан, ечилиш мурасимида қилған сөзидә мунуларни дегән:
“мәсилиниң негизи, уйғур райони билән түркийә җумһурийити ортақ күлтүр вә ортақ тарихқа игә. Мана бу охшашлиқ бу икки райониниң иқтисади алақиси үчүн земин һазирлайду. Бизниң бу район билән зич бир иқтисадий алақә орниталайдиғанлиқимизға ишинимән. Пүткүл уйғур районида, болупму үрүмчидә буни әмәлгә ашуримиз. Уйғур райони һәқиқәтән зич нопуси, йеза игилики вә тәбиий байлиқлири билән муһим иқтисадий әвзәлликләргә игә болған бир район. Кейинки басқучларниң техиму мувәппәқийәтлик болидиғанлиқини ойлаватимән.”

Түркийә дөләт ишлири министири алий бабаҗан турпанни зиярәт қилди. 2012-Йили сентәбир.
Түркийә дөләт ишлири министири алий бабаҗан турпанни зиярәт қилди. 2012-Йили сентәбир.
RFA/Erkin Tarim

Сода йәрмәнкисигә қатнашқан бабаҗан хитай мәтбуатлириға бәргән баянатида йәнә мунуларни тәкитлигән:
“түркийә билән җуңгониң сиясий вә иқтисадий алақиси барғанчә қоюқлашмақта. Тиҗаритимизниң һәҗми зораймақта. Әмма уйғур райони билән болған алақигә қарайдиған болсақ, иқтисадий рәқәмлиримизниң еғизға алғучилики йоқ. Түркийини чиқиш қилғинимизда, бу сода йәрмәнкисиниң уйғур райони билән түркийә җумһурийити оттурисидики иқтисадий алақиниң күчийишигә һәссә қошалишиға ишинимән.”

Түркийиниң дөләт министири али бабаҗан әпәнди мухбирларға бәргән баянатида түркийә билән уйғур дияри оттурисидики мунасивәттин үмидвар икәнликини баян қилип мундақ дегән:
“һәммәйләнниң қаришичә, түркийә билән уйғур райониниң мунасивитиниң қоюқлишиши бир қизғин кәйпият һасил қилалайду. Әгәр һәқиқәтән бу районда түрк мәбләғ салғучиларға хас түркийә санаәт райони намида айрим бир район қурулидиғанла болса, биз пүтүн күчимиз билән түркийидики мәбләғ салғучи карханичиларни бу районға мәбләғ селишқа қизиқтуримиз. Түрк карханилириниң бу районда ишләпчиқириш елип беришини қоллаймиз. Шуниң билән биргә кейинки қәдәмлиримиздә икки районниң сода алақиси үчүн алаһидә төһпә қошушқа тиришимиз”.

Растинила түркийә дөләт министири али бабаҗан дегәндәк түркийә билән уйғурлар оттурисидики ортақ мәдәнийәт ортақ тарих икки дөләт оттурисидики иқтисадий мунасивәтниң тәрәққий қилишиға ортақ земин һазирлап берәләмду? татаристан билән түркийә оттурисидики иқтисадий мунасивәткә охшаш бир мунасивәт орнитиш мумкинму? хитайниң түрк ширкәтлириниң уйғур дияриға мәбләғ селишини чиң көңлидин халамду? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн түркийә истратегийилик тәтқиқат мәркизи мутәхәссиси др әркин әкрәм әпәндигә микрофонимизни узаттуқ.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.