Америка алий соти гүәнтанамо тутқунлирини америкиға қоюп бериш һоқуқи һәққидә қарар алиду
Мухбиримиз җүмә
2009.10.21
2009.10.21
www.supremecourtus.gov
Бу һәқтә тохталған гүәнтанамо уйғурлириниң адвокатлири, буниң гуәнтанамо уйғурлири вә бу йәрдә йетиватқан башқа мәһбусларға нисбәтән бир яхши башлиниш икәнликини илгири сүрди.
Өткән йили 7 - өктәбир, америка вашингтон районлуқ сотниң сотчиси рикардо урбина әпәнди гүәнтанамодики уйғурларниң һәммисини америка йәрләштүрүш һөкүмини чиқарғандин кейин, бош һөкүмити америка федератсийә әрзийәт сотиға әрз сунған вә бу йил февралда федератсийә әрзийәт соти урбинаниң уйғурлар һәққидики қарарини әмәлдин қалдурған иди.
Шундин бери, америка сотчилириниң гүәнтанамо тутқунлирини америкиға қоюп беришкә буйруш һоқуқи бар яки йоқлуқи мәсилиси, гүәнтанамо мәсилидики күчлүк талаш - таритш қилиниватқан темиларниң биригә айланған.
20 - Өктәбир сәйшәнбә күни, америка алий сотида бу һәқтә биләт ташлинип, нөвәттә гүәнтанамода йетиватқан 13 нәпәр уйғурниң делосиға қайта қарап, федератсийә сотчилириниң буларни қоюп бериш һоқуқи үстидә қарар алидиғанлиқи уқтуруди.
Бу һәқтә тохталған гүәнтанамодики бир қисим уйғурларниң адвокати елизабит гилсон ханим, буниң интайин хәйирлик хәвәр икәнликини оттуриға қойди. У мундақ деди: " бу бәк яхши болди. Буниң яхши болушидики бир тәрәпи болса, биз бу делониң муһимлиқини билимиз. Буниң муһимлиқи болса йәнә, бу обама һөкүмитиниң буларни башқа җайларға йәрләштүрүшигә ярдәм қилиду."
Гилсон ханим йәнә, уйғур тутқунлириниң гүәнтанамодин чиқип кетишиниң гүәнтанамодики уйғурларға охшаш башқа мәһбусларниң делосиға йол ачидиғанлиқини билдүрди.
Обама һөкүмитиниң адвокати елина каган америка әдлийә министирлиқиға йоллиған хетидә, узунға қалмай гуәнтанамода тутуп турулуватқан уйғурларға алақидар бир һәл қилиш чариси мәйданға келидиғанлиқини оттуриға қойған.
Бу хил һәл қилиш чарисиниң характери һәққидә тохталған адвокат гилсон, ханим буниң һеч болмиғанда бир қисим уйғурларниң америкиға йәрлишишини қолға кәлтүрүш икәнликини билдүрди: " биз бу қарарниң, әң ахирида һазир гуәнтанамодики уйғурларниң һәммисини, болмиғанда палавға бармиғанлирини, һеч болмиғанда мән вакаләтчилик қиливатқан иккийләнни болсиму америкиға йәрләштүрүштин абарәт болишини арзу қилимиз."
Гуәнтанамода әсли 22 нәпәр уйғур қамалған болуп, буларниң 5 нәпири 2006 - албанийигә, 4 нәпири бу йил бермудиға йәрләштүрүлгәндин кейин, йәнә 13 нәпәр уйғур гуәнтанамода қелип қалған иди.
Йеқин мәлуматларға қариғанда, тинч окяндики палав җумһурийити бу 13 нәпәр уйғурниң һәммисини қобул қилидиғанлиқини уқтурған.
Һалбуки палав һөкүмити бу уйғурларниң арисидики 45 яшлиқ әркин мәхмутни қобул қилмайдиғанлиқини билдүргәндин кейин, икки һәптә илгири әркин мәхмутниң иниси бәхтияр палавға беришни рәт қилди вә гуәнтанамода давамлиқ қелип, акисиниң һалидин хәвәр алидиғанлиқини җакарлиди.
Гуәнтанамо түрмисигә қамалған бу икки ака - укиниң тәсирлик һекайиси дуня мәтбуатлирида орун алди. Гилсон ханим болса, дәл мушу икки ака - ука қериндаш мәһбусларниң адвокати.
Гилсон ханим әркин мәхмут һәққидә тохтилип, әркин мәхмутниң қараңғу түрмигә узун мәзгил қамалған һәр қандақ бир мәһбусқа охшаш психикилиқ бесимға учриғанлиқини, әмәлийәттә униңда әнсиригидәк мәсилә йоқлуқини уқтуруп, "у пәқәт бәзи мәслиһәт вә ярдәмләргә моһтаҗ. Униң әһвали худди начар уруш муһитидин қайтип кәлгән америка әскәрлиригә охшашла. Әркинниң кәчмишлири толиму көңүлсиз. У анисиниң дегини бойичә укисини издәп чиқип, тутулуп қалған," деди.
Гилсон ханим йәнә, палавниң әркин мәхмутни қобул қилмаслиқидики сәвәб үстидә тохтилип, әркин мәхмутта еғир роһи мәсилә болмисиму, палавниң униңға айрим қариғидәк шараити болмиғачқа уни қобул қилишни рәт қилғанлиқини билдүрди.
Вашингтон почта гезитидә нәқил қилинишичә, илгири палав җумһурийитигә беришқа қошулған уйғурларниң йәнә бәш нәпири һәр хил сәвәбләр билән палавға беришни рәт қилған.
Мәлум болушичә, америка алий сотида гүәнтанамо уйғурлири үстидә ечилидиған сотниң 2010 - йили февралда елип берилидиғанлиқи вә бу һәқтики һөкүмниң шу йил оттурилирида чиқирилиши мумкинлики илгири сүрүлмәктә.
Бу һәқтә тохталған гилсон ханим, гуәнтанамо уйғурлири делосини тутуватқан адвокатлар гурупписиниң нөвәттә бу һәқтә бурунрақ қарар алдуруш үстидә тиришчанлиқ көрситиватқанлиқини илгири сүрди.