Алим сейитоф: "уйғур мәсилиси америка-хитай мунасивәтлиридики әң назук мәсилә"
2011.01.20

Шуниң билән бир вақитта президент обаманиң ху җинтав билән елип баридиған учришишида уйғур мәсилисини өз ичигә алған кишилик һоқуқ мәсилисини чоқум тилға елиши керәклики тәкитлинип келиниватқан иди. Рабийә қадир башчилиқидики уйғур тәшкилатлири обаманиң сөһбәттә уйғурларниң кишилик һоқуқ мәсилисини алаһидә тилға елишини күткән иди.
19-январ ақсарайда обаманиң ху җинтав билән болған сөһбити һәққидә ашкариланған мәлуматларға қариғанда, президент обама ху җинтав билән хәлқ пулиниң курси, әқли мүлк һоқуқи, содидики тәңсизликни түзитиш, шималий корийә вә хәлқара бихәтәрлик қатарлиқ мәсилиләрни мәркәзлик музакирә қилған, тибәт вә тәйвән мәсилилири тилға елинған болсиму, әмма ахбаратлар, уйғур паалийәтчилири күткәндәк уйғур мәсилиси рәсмий йосунда оттуриға қоюлмиған. Зияритимизни қобул қилған уйғур америка бирләшмисиниң муавин рәиси алим сейитоф әпәнди бу һәқтә мулаһизә йүргүзүп, биз әпсусландуқ, әмма үмидсизләнмидуқ" деди.
Тәпсилатини төвәндики улиништин аңлиғайсиләр.