“шәрқий түркистан уйғур алий кеңиши” түркийә мәтбуатлирида
2011.04.28
Түркийә анатолийә хәвәр агентлиқиниң тор бетидә елан қилинған “уйғур хәлқиниң келәчики һәққидә америкида музакирә елип берилмақчи” мавзулуқ хәвәр түркийидики нурғун ахбарат васитилиридә көчүрүп елан қилинди. “хабәр түрк” гезитидики бу һәқтики хәвәрдә мундақ дейилгән: уйғур түрклири бир бири билән болған охшимайдиған көз қарашлирини бир тәрәпкә қайрип қоюп, тунҗи қетим охшимайдиған көз қараштики кишиләр бир йәргә җәм болуп, уйғурларниң келәчики һәққидә йол хәритиси сизмақчи.
Бу хәвәрдә йәнә дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим билән елип барған сөһбәткиму йәр берилгән болуп, рабийә қадир ханим баянатида дунядики охшимайдиған көз қараштики уйғурларниң тунҗи қетим бир йәргә җәм болуп, мустәқиллиққа еришишниң йоллири һәққидә музакирә елип берип, уйғурларниң келәчики һәққидә йол хәритиси сизидиғанлиқини ейтқанлиқини язған.
“хабәр түрк” гезитидә 23-май күни елан қилинған хәвәрдә йәнә, бу йиғинниң ечилиш мурасиминиң америка конгрес бинасидики залда ечилидиғанлиқи, бу йиғинға 20 дөләттин көп санда уйғур вәкилниң қатнишидиғанлиқи америка парламент әзалириниңму сөз қилидиғанлиқи йезилған.
Хәвәрдә йәнә буниңдин кейин шәрқий түркистан даваси үчүн техиму системилиқ пиланлиқ әстайидил хизмәт қилиш керәклики, чүнки уйғур түрклириниң бүгүн зор хәвп астида икәнлики тәкитләнгән.
Шәрқий түркистан уйғур алий кеңиши қандақ бир йиғин? түркийидики уйғурлар вә түркләр бу йиғиндин немиләрни күтмәктә?