Америка-хитай кишилик һоқуқ сөһбитиниң хитай кишилик һоқуқ хатирисини яхшилишида роли болуватамду?

Хитай кишилик һоқуқ хатирисиниң америка башчилиқидики демократик әлләр диққәт қилидиған мәсилисигә айлинип қелиши, хитайниң өктичиләрни бастурушни күчәйткәнлики билән мунасивәтлик.
Мухбиримиз әркин
2011.04.20
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp
mark-toner-305.jpg Америка ‏дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси марк тонер. 2011-Йили 20-апрел.
www.state.gov

Америка билән хитай 1999‏-йили кишилик һоқуқ диалогини қайта башлиғандин буян нурғун қетим сөһбәт елип барди. Ахирқи қетимлиқ сөһбәт пат йеқинда вашингтонда өткүзүлиду. Мәзкур сөһбәт хитай дөләт рәиси ху җинтавниң бу йил 1‏-айда америкида елип барған зиярити мәзгилидә америка-хитай рәһбәрлириниң ортақ мақуллуқи билән қарар қилинған иди. Лекин бу нөвәтлик сөһбәт хитайниң бу йил киргәндин буян өктичиләрни бастурушни күчәйткән, нурғун кишини тутқун қилип, ғәрб демократик әллириниң вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң диққәт обйектиға айлинип қалған, шуниң билән биргә обама һөкүмитиниң хитай кишилик һоқуқ сиясити тәнқидкә учрап, бу түрлүк диалогларниң үнүмигә болған гуман күчийиватқан бир мәзгилгә тоғра келиду.

Сөһбәт темисиниң конкрет қандақ мәсилиләргә четилидиғанлиқи һазирчә мәлум болмисиму, лекин америка хитай арисида даим музакирә қилинидиған диний әркинлик, пикир вә ахбарат әркинлики, қанунниң роли, тибәт вә уйғур мәсилиси, әмгәк билән өзгәртиш түзүмини бикар қилиш, виҗдан мәһбуслириға аит бәзи конкрет делоларға даир әнәниви темилардин сирт, бу қетим йәнә йеқиндин бери қолға елинған вә нәзәрбәнд қилинған бәзи өктичи шәхсләрниң мәсилиси оттуриға қоюлидиғанлиқини пәрәз қилиш мумкин. Америка дөләт ишлар министирлиқи түнүгүнки ахбарат елан қилиш йиғинида мухбирларниң мәзкур сөһбәт һәққидики соаллириға җаваб берип, сөһбәт мәзмуниға даир бәзи йип учлирини бәргән.

Дөләт ишлар министирлиқи баянатчиси марк тонер мухбирларға әскәртип, “мән силәрниң бурун бу йәрдики ахбарат йиғинида ибадәтхана (йәни сичүәнниң аба тибәт наһийисидики кирти ибадәтхана) мәсилисини сориғанлиқиңлар вә шундақла бизниң бу мәсилидики әндишимизни оттуриға қойғанлиқиңлардин хәвирим бар. Биз йәнә йеқинқи тутқун қилиш вә қолға елиш вәқәлирини, җүмлидин хитайдики нурғун кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң вә яки хәлқ һоқуқи актиплириниң тутқун қилиниш вәқәлирини сөзләшкән. Бу мәсилиләрниң һәммиси йеқинда өткүзүлидиған диалогда оттуриға қоюлиду” дегән. Америка-хитай кишилик һоқуқ диалогиниң вақит җәһәттики орунлаштурулушида кишиниң диққитини қозғайдиған йәнә бир нуқта, бу йиғинниң дәл дуняниң һәр қайси җайлиридики уйғурлар вашингтонға топлинип, чоң хәлқара йиғин өткүзидиған бир мәзгилгә тоғра келишидур.

Вашингтондики вәзийәттин хәвәрдар уйғур сиясий затлириниң илгири сүрүшичә, келәр айдики америка-хитай кишилик һоқуқ диалогиниң мәзмуни юқириқи мәсилиләр билән чәкләнмәйду вә шундақла чәкләнмәслики керәк. Уйғур рәһбири, дуня уйғур қурултийи рәиси рабийә қадир ханим, вашингтондики мәзкур диалог мунасивити билән зияритимизни қобул қилип, өзиниң йиғинда америка тәрәп оттуриға қоюшини үмид қилидиған вә қоюшиға ишинидиған уйғурларға мунасивәтлик әң җиддий дәп қарайдиған бәзи мәсилиләрни әскәртип өтти.

Америка һөкүмити хитай билән елип баридиған вашингтондики кишилик һоқуқ диалогиға тәйярлиниватқан бир чағда америка кеңәш палатасиниң демократик көп санлиқлар рәһбири харрий рейд йетәкчиликидики кеңәш палатасиниң 10 кишилик бир зиярәт өмики чаршәнбә күни хитайға йетип барған. Зиярәт өмикиниң тәркибидики 10 кишиниң һәммиси дегүдәк җумһурийәтчи вә демократик партийиниң кеңәш палатасидики сәрхиллиридур. Йәр шари иқтисади, бихәтәрлик, сода, пул-муамилә вә ташқи сиясәт қатарлиқ мәсилиләр америка-хитай кишилик һоқуқ диалогиниң һарписиға тоғра кәлгән мәзкур зиярәт күнтәртипидики әң муһим темилар болупла қалмай, кишилик һоқуқ улар музакирә қилидиған йәнә бир муһим мәсилә. Рабийә қадир ханим, кеңәш палата әзалириниң уйғур елидә елип бериватқан өлүм җазалирини әң муһим мәсилә орнида нуқтилиқ оттуриға қоюшини үмид қилди вә уларниң шундақ қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини билдүрди.

Лекин бәзи хәлқара тәшкилатлар вә паалийәтчиләр бу хил диалогниң үнүмигә гуман билән қарайдиғанлиқини әскәртип, хитайниң кишилик һоқуқни алға сүрүш үчүн диалог елип бармайватқанлиқини, уларниң ғәрбни колдурлитип, вақитни қолға кәлтүрүш үчүн диалог елип бериватқанлиқини илгири сүрүп кәлди. Улар обама һөкүмитиниң хитайға юмшақ қоллуқ қиливатқанлиқини әскәртип, америкиниң кәскин болуши керәкликини илгири сүриду. Лекин америкидики бәзи хитай зиялийлириниң қаришичә, хитайниң иқтисади күчийип, америкиниң иқтисади кризисқа дуч келиши униң кишилик һоқуқ қатарлиқ бәзи мәсилиләрдики һәрикәт қабилийитини чәкләп қойған. Америкида яшайдиған хитай зиялийси вә язғучи ше шүәнҗун, бу әһвалда диалогниң үнүми чәклик, дәп қарайдиғанлиқини билдүрди.

У “буниң роли, америка һөкүмити өзиниң бу мәсилидики қариши вә пикирлирини диалогдин ибарәт бу қанал арқилиқ билдүрүп қоюш. Буниң җуңгониң мәмликәт ичидики кишилик һоқуқ әһвалиға чоң ярдими тәгмәслики мумкин. Әгәр ярдими тәгсә, наһайити кичик ишларға ярдими тегиши мумкин.

Җуңго һөкүмитиниң қилишни халайдиған ишни қилиши, қилишни халимайдиған ишларни қилмаслиқи турған гәп. Улар қилмиса болмайдиған зөрүр ишлар болса қилиду. Қисқиси бу хил диалогларниң түрткиси чоң болмаслиқи мумкин” дәп көрсәтти. Ше шүәнҗунниң илгири сүрүшичә, хитайдики кишилик һоқуқ мәсилиси һөкүмәт әмәлдарлириниң қанун иҗра қилиш җәрянидики хаталиқи кәлтүрүп чиқириватқан мәсилә әмәс. Бәлки һакимийәт характери кәлтүрүп чиқириватқан мәсилә.

“5‏-июл вәқәси”гә четилип қолға елинған вә бөлгүнчилик билән әйиблинип тутқун қилинған уйғурларни өлүм җазасиға һөкүм қилиш мәсилиси, уйғур вә кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң хәлқара җәмийәтни көңүл бөлүшкә чақириватқан җиддий мәсилә. Улар, хитайниң “5 ‏-июл вәқәси”гә четилип өлүм җазасиға һөкүм қилинған делоларда қанун вә хәлқара өлчәмләрни бир чәткә қайрип қоюп, әйибләнгүчиләрниң һоқуқини еғир дәпсәндә қилғанлиқини илгири сүрүп кәлгән. Ше шүәнҗүнниң әскәртишичә, бу хил қанунсизлиқни хитай әдлийә системисиниң мустәқил әмәслики кәлтүрүп чиқармақта.

У мундақ дәйду: “җуңгода әдлийә мустәқил әмәс. У партийиниң рәһбәрликигә бой суниду. Шуңа униң қанун маддилириниң һәммиси символ характерлик болуп, әмәлий қоллинишчанлиқи йоқ. Шуңа қанун даим суйиистемалға учрайду. Әй вейвейниң йеқинда қолға елиниши буниң типик мисали. Униңдин һазирға қәдәр хәвәр йоқ. Бу җуңго даирилириниң униң хәвирини берәлмәйватқанлиқи әмәс, қәстән бәрмәйватқанлиқидур. Униң мәқсити кишиләрдә роһи вәһимә пәйда қилиш. Җуңго даирилириниң нәзиридә 5‏-июл вәқәсиниң характери әй вейвеи мәсилисигә қариғанда наһайити еғир. У әй вейвейгә охшаш бир сәнәтчигә қанунсиз усуллар билән тақабил туруватқан йәрдә, 5‏-июл вәқәсигә четилип қолға елинғанларни сотлаш, әлвәттә қанун билән елип берилмайду. Һалбуки, хәлқара өлчәмниғу қоюп турайли, у вақти кәлсә, өзиниң қанунини бир чәткә қайрип қойиду”.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.