Америка алий соти гүәнтанамодики уйғурларниң әрзини көрүшни рәт қилди

Дүшәнбә күни америка алий соти, сотчи ричард орбинаниң гүәнтанамода тутуп турулуватқан уйғур мәһбүсларни америкиға елип келиш тоғрисидики қарариниң қанунлуқ болған ‏- болмиғанлиқини көрүшүш мәсилисини шәртләр өзгәргән дегән сәвәб билән рәт қилип, мәзкүр қарарниң оттура сотта қайта көрүлүши керәкликини қарар қилди.
Мухбиримиз әқидә
2010.03.02
Guantanamo-turmisi-305.jpg Сүрәт, гуантанамо түрмисидин бир көрүнүш.
AFP Photo

Алий сотниң бу қарари қануний җәһәттин немини ипадиләйду? алий сотниң қарарида көрситилгән вә өзгәргән шәртләр немә? гүәнтаномодики уйғурлар немә үчүн өзлирини қобул қилған палав дөлитигә беришни халимиди? дегәнгә охшаш соалларға җаваб тепиш үчүн, биз америкидики адвокат нури түркәл әпәнди билән кишилик һоқуқ паалийәтчиси рошән аббас ханимни зиярәт қилдуқ.

Юқиридики аваз улинишидин, бу һәқтики сөһбитимизниң тәпсилатини аңлайсиләр.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.