Америка дөләт мәҗлиси обама һөкүмитини кишилик һоқуқ вә тибәт мәсилисидә хитайға бесим ишлитишни тәләп қилди

Сәйшәнбә күни дөләт мәҗлиси ташқи мунасивәтләр комитети мәхсус гуваһлиқ бериш йиғини чақирип, тибәт сиясити қануниниң иҗра қилиниш әһвалини көздин кәчүргән.
Мухбиримиз әркин
2011.06.02
Ileana-Ros-Lehtinen_xanim-305.jpg Дөләт мәҗлиси авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси еллина рос-летенант ханим. 2007-Йили 5-март.
wikipedia.org

Америка дөләт мәҗлисиниң сәйшәнбә күни чақирилған гуваһлиқ бериш йиғинида иҗра қилиш әһвали музакирә қилинған қанунларниң бири‏-америкиниң “тибәт сиясити қануни” дур.

Америка дөләт мәҗлиси ташқи мунасивәтләр комитетиниң сәйшәнбә күни чақирилған “асияда диний әркинлик, демократийә вә кишилик һоқуқ” намидики гуваһлиқ бериш йиғинида, америка һөкүмитиниң “тибәт сиясий қануни” ни иҗра қилиш әһвали музакирә қилинипла қалмай, йиғинда йәнә “берма һәрбий һөкүмитиниң демократийигә қарши қилмишини тосаш қануни” вә “шималий корийә кишилик һоқуқ қануни” музакирә қилинған.

2002 ‏-Йили чиқирилған “тибәт сиясити қануни” билән америка һөкүмити тибәт ишлириға мәсул мәхсус әмәлдар тәйинләп, тибәт мәсилиси америка ташқи сияситиниң рәсмий күнтәртипигә киргүзүлгән шундақла бу мәсилә, америка һөкүмитиниң хитай билән өткүзидиған рәсмий диалоглирида чоқум оттуриға қоюлидиған қануний мәсилигә айланған иди.

Дөләт мәҗлиси авам палатаси ташқи ишлар комитетиниң рәиси еллина рос-летенант ханим риясәтчилик қилған сәйшәнбә күнки йиғинда авам палата әзалири, обама һөкүмитиниң әмәлдарлири вә кишилик һоқуқ тәшкилатиниң вәкиллири сөз қилип, хитай қатарлиқ дөләтләрниң кишилик һоқуқ вәзийити, “тибәт сиясити қануни” қатарлиқ қанун бәлгилимиләрниң иҗра қилиниш әһвали вә буниңға алақидар тәклип ‏-пикирлирини оттуриға қойған.

Америкиниң лхасада консулхана қуруш пилани америка һөкүмитиниң “тибәт сиясити қануни” ға асасән һәл қилишни ойлишиватқан мәсилиләрниң бири болсиму, лекин бу һазирға қәдәр ишқа ашмиған иди. Еллина рус‏-летинант ханим сәйшәнбә күнки гуваһлиқ бериш йиғинида бу мәсилини тилға елип, “тибәт сиясий қануни” мақулланғандин буян, лхасада америка консулханиси қуруш пиланида һечқандақ илгириләш болмиғанлиқини тәнқид қилди. У, америка әмәлдарлириниң шу нәрсини хитай дипломатлириниң сәмигә селип қоюши керәкликини әскәртип, “2002‏-йилдин кейин, тибәт сиясити қануни мақуллинип, лхасада америка дипломатик оргининиң қурулуши оттуриға қоюлған болсиму, лекин һазирғичә һечқандақ дипломатик илгириләш болмиди. Америка дөләт ишлар министирлиқи хитай дипломатлириға чоқум шу нәрсини ениқ ейтип қоюши керәк.

Йәни америка байриқи тибәттики америка консулханисида тикләнмәй туруп, хитайниң америкида җүмлидин атланта, бостон вә яки һонулулуда консулхана ачалмайдиғанлиқини билдүрүп қоюши лазим. Шуниң билән биргә, тибәт сиясити қануниға асасән тәсис қилинған тибәт ишлириға мәсул алаһидә кординаторниң бүгүнки бу йиғинға қатнишалмиғанлиқи һәқиқәтән кишини әпсусландуриду” дәп тәкитлигән.

Йиғинда демократик авам палата әзаси берман, тибәт мәдәнийитиниң хаслиқи тәдриҗий йоқулуватқанлиқини әскәртип, униң бейҗиң һөкүмити йолға қоюватқан хитай күчмәнләр сиясити вә диний чәклимисиниң җиддий риқабитигә дуч келиватқанлиқини илгири сүргән.

Берман йиғиндики сөзидә далай ламаниң тибәт мәсилидики роли һәққидә тохтилип, хитай һөкүмитиниң бәнчән ламани һазирға қәдәр нәзәрбәнд астида тутуп туруватқанлиқини тәнқид қилди. У мундақ дәйду: “дөләт ишлар министирлиқиниң йеқинда елан қилған доклатида көрситилгәндәк, хитай һөкүмәт даирилириниң тибәттики еғир кишилик һоқуқ дәпсәндичилики, җүмлидин қанундин һалқип өлүм җазаси вә тән җазаси бериш, халиғанчә қолға елиш, қанундин һалқип тутқун қилиш вә нәзәрбәнд қелиш қилмиши давам қилмақта.

Йүзлигән тибәтләр болупму тибәтлик раһиплар 2008‏-тили партлиған наразилиқ һәрикитидики роли сәвәблик еғир муамилигә учриди. Лекин тибәт хәлқи бу йил язда вашингтонға келидиған далай ламаниң рәһбәрликидә бу қийинчилиқларни йеңиду. Һиндистан, америка, явропа вә башқа әлләрдики тибәт хәлқи тибәт мәдәнийити кимлики, диний вә тилини қоғдайдиған күч.

Далай ламаниң мәниви йетәкчилики йәнила ташқи дунядики тибәт мусапирлирини иттипақлаштуруп туруватқан муһим күч. Лекин биз һәммимизгә мәлум, әгәр кәлгүси бир күни у аләмдин өтсә, зор тәсир қилиши мумкин. Хитай тибәт буддизиминиң 2‏-орунда туридиған бәнчән ламани қамап, әндишә қозғиған иди.

Һазир униң тутуп турулуватқиниға 16 йил болди. 6 Йешидин башлап нәзәрбәнд қилинған бәнчән лама, шуниңдин буян ташқи дуня билән йүз көрүшүп бақмиди. Бир өсмүр балиниң бунчилик узун мәзгил нәзәрбәнд астида тутуп турулуши бейҗиң үчүн көңүлни ғәш қилидиған бир қилмиштур.”

Атақлиқ холливуд артисти, хәлқара тибәт һәрикити тәшкилатиниң рәиси ричард гейр, сәйшәнбә күнки йиғинда гуваһлиқ бәргән аммиви тәшкилат рәһбәрлириниң биридур. У йиғинға сунған язма доклатида тибәт мәсилиси америка-хитай арисидики мәвҗут ихтилапларниң бири икәнликини әскәртип, тибәтләрниң хәлқара универсал кишилик һоқуқ әһдинамисидики һоқуқи рәт қилиниватқанлиқини билдүргән.

Ричард гейр “хитай асасий қанунида уйғур, моңғул вә тибәтләрниң һоқуқини қоғдаш тоғрисида ениқ маддилар болсиму, лекин хитай һөкүмити тибәтләрниң хәлқара универсал кишилик һоқуқ әһдинамисидики һоқуқлирини рәт қилипла қалмай, хитай асасий қанунидики һоқуқлириниму рәт қилмақта. Мән йәнә шуниму әскәртмәкчи, йеқиндин буян биз хитай пуқралириниңму охшашла җазалиниватқналиқини көрдуқ.

Сәнәтчиләр, шаирлар, язғучилар вә паалийәтчиләр, әркин пикир қилғучилар вә һәтта деқһанлар бәзидә из ‏-дерәксиз ғайиб болидиған, түрмигә ташинидиған, тән җазасиға учриған әһваллар йүз бәрди” дәп тәкитлигән.
 Ричард гейр гуваһлиқ бериш йиғинидики сөзидә йәнә, дөләт мәҗлисиниң америка һөкүмитигә бесим ишлитип, “қош тиллиқ маарип” мәсилиси америка-хитай маарип диалогидики негизлик мәсилә сүпитидә оттуриға қоюшни тәләп қилишқа үндигән.

У “бу комитет һөкүмәткә қош тиллиқ маарипни америка-хитай маарип диалогидики негизлик мәсилә сүпитидә оттуриға қоюшни чақириқ қилиши керәк. 100 Миң кишилик оқуғучи алмаштуруш программиси ноқул хитай тили маарипи билән чәклинип қалмаслиқи, буниңға башқа тилларму киргүзүлүши, бу арқилиқ америкилиқ оқуғучилар тибәт, шәрқий түркистан вә ички моңғулда оқуялайдиған болуши лазим. Бу районлардин келип америкида оқуйдиған оқуғучилар ноқул хитай оқуғучилар билән чәклинип қалмаслиқи, башқиларму америкида оқуялайдиған болуши лазим” дәп тәкитлигән.

Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң асия ишлири дриктори софийә ричардсон дөләт мәҗлиси ташқи мунасивәтләр комитетиниң йиғинида гуваһлиқ бәргән кишилик һоқуқ паалийәтчилириниң биридур.

У йиғинда америка һөкүмитиниң хитайға бесим ишлитишни күчәйтип, униң далай лама билән сиясий келишимгә келишини алға сүрүшкә чақирған.

У, президент обаманиң далай лама вә тибәт сәргәрдан һөкүмитиниң йеқинда сайланған йеңи рәһбирини қобул қилиши керәкликини, муавин президент байденниң бу йил язда хитайни зиярәт қилғанда түрмидики тибәт сиясий мәһбуслирини қоюп беришни тәләп қилишини вә шундақла америка б д т кишилик һоқуқ комисариниң тибәттики наразилиқ намайишлири үстидин тәкшүрүш елип беришини қоллиши керәкликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.